Архип
2018-12-25
Түркийәдики “һөрийәт” гезитиниң инглиз тилидики нәшри 24-декабир күни түркийәниң истанбул шәһиридә “хитай шәһәрчиси” ниң қурулуватқанлиқини хәвәр қилған.
2018-12-25
Хитай һөкүмити уйғурлар диярида зор күч билән омумлаштурған назарәт системиси, тутуп туруш системиси вә мусулманларни ассимилятсийә қилиш чариси нөвәттә хитайда тездин омумлишиватқан усуллардин бири икән.
2018-12-25
Уйғурлар дияридики бастуруш вә зулумларға мунасивәтлик көплигән хәвәрләр ғәрб ахбаратлирида көпләп йәр алғандин кейин хитай һөкүмити қайтидин ғәрб дунясини “қош өлчәм” мәсилиси бойичә әйиблиди.
2018-12-25
21-Декабир күни канаданиң торонто шәһиридә башланған “RIS”, йәни “ислам роһини урғутуш” намлиқ хәлқаралиқ йиғин 3 күн давамлашқан.
2018-12-25
Хитай һөкүмити идийәви саһәгә бағлап иҗра қиливатқан бастуруш сияситиниң йәниму узақ мәзгил вә көләм даирисидә давам қилидиғанлиқи “шинҗаң гезити” ниң 25-декабирдики санида елан қилинған түрлүк мәзмунлардики ипадә билдүрүш һәрикитини даимлаштуруш вә узун мәзгил күчкә игә қилиш һәққидики йолйоруқта рошән алға сүрүлиду.
2018-12-25
Түркийәдики бүйүк бирлик партийәси әнқәрәдә “шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ тохтитилсун” дегән темида кәң-көләмлик йиғилиш өткүзди.
2018-12-25
Берлиндики алпәрән оҗақлири, түрк җамаити, д у қ вә явропа шәрқи түркистан бирлики қатарлиқ тәшкилатлар хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзди.
2018-12-25
Уйғур җәмийити дуч келиватқан еғир бастурушлар ғәрб дунясидики һәрқайси һөкүмәтләрниң диққитидә болуватқанда һиндонезийәдики кәң мусулманлар җамаити вә һиндонезийә һөкүмити уйғурлар мәсилисини тәкитләп кәлгән һәмдә мушу сәвәбтин зор көләмлик намайиш тәшкиллигән иди.
2018-12-25
Қәдимки уйғур тилидики көплигән язма ядикарлиқларниң тепилиши өткән әсирниң башлирида явропа алимлириниң диққитини җәлп қилған иди.
2018-12-24
Хитайниң йеқиндин буянқи уйғур дияридики уйғур қатарлиқ милләтләргә йүргүзүватқан тәқибләш сияситиниң давамлишишиға әгишип, райондики һәрқайси йеза-базарларда интизам тәкшүрүш комитети орунлаштурған ревизийә ишханилири кәң омумлишишқа башлиған.
2018-12-24
Америка һөкүмәт органлири америкидики бәзи ширкәтләрниң хитайниң хотәндики йиғивелиш лагерлирида ишләпчиқирилған кийим-кечәкләрни импорт қилип, америка базириға салғанлиқиға даир хәвәрләрдин кейин мәзкур мәсилини тәкшүрүшкә башлиған.
2018-12-24
Хитай һөкүмити 24-декабир канаданиң хитайда тутқун қилинған канада пуқралирини қоюп бериш тәлипини рәт қилип, канаданиң хуавей техника ширкитиниң юқири дәриҗилик мәсули миң вәнҗони қоюп беришни тәләп қилған.
2018-12-24
Хитай даирилириниң уйғур аптоном районидики муқимлиқ сиясити һөкүмәтниң пуқраларға “күлкилик” вә “йолсиз” тәләпләрни қоюшиға сәвәб болмақта икән.
2018-12-24
Муһаҗирәттики уйғур мусапирлириниң асаслиқ панаһгаһи болуп келиватқан түркийәниң истанбул шәһиридә “хитай шәһәрчиси” ниң қурулуватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2018-12-24
Уйғурлар мәсилисини хәлқара мунбәрләрдә тәкитләштә изчил авангарт орун тутуп кәлгән америка сиясийонлири йеқинда бу һәқтики йәнә бир чоң қәдәмни басти.