Архип
2018-12-21
Америкидики баҗер ширкитиниң уйғур районидики йиғивелиш лагерлирида ишләпчиқирилған тәнтәрбийә кийимлирини импорт қилип америкида базарға салғанлиқи ашкариланғандин кейин, америкидики һәр қайсий университетлар баҗер ширкитиниң мәктәп дуканлиридики тәнтәрбийә кийимлирини йиғиветишкә башлиған.
2018-12-21
21-Декабир күни америка дөләт мәҗлисиниң авам палатасида уйғурларға алақидар йәнә бир қанун лайиһәси сунулди.
2018-12-20
Америка кеңәш палата әзаси корий гарднер америка һөкүмитини дәрһал тәдбир елип уйғурларға ярдәм беришкә чақирди.
2018-12-20
Һиндонезийә ташқи ишлар министирлиқи хитайниң һиндонезийәдә турушлуқ баш әлчисини министирлиққа чақиртип, уйғурларниң вәзийити һәққидики әндишилирини оттуриға қойған.
2018-12-20
Хитай һөкүмити уйғур елидики қамалини йәнә бир балдақ күчәйтиш мәқсити билән интизам тәкшүрүш вә ревизийә системисиниң тармақ ишханилирини һәрқайси йеза-базарларғичә омумлаштурған.
2018-12-20
19-Декабир чаршәнбә күни әнглийә парламентида уйғурларниң вәзийити һәққидә муназирә болған.
2018-12-20
Америкидики дини органлар хитай һөкүмитиниң уйғур елидики сиясәтлиригә қарита әндишилирини баян қилмақта.
2018-12-20
Фади затариниң “мениң уйғур достум, сән қәйәрдә” сәрләвһилик мақалиси 14-декабир күни “муфтах тори” да елан қилинған.
2018-12-20
“шәрқий түркистан миллий ойғиниш һәрикити” тәшкиллигән “шәрқий түркистан иттипақлиқ марши” темисидики наразилиқ намайиши башланди.
2018-12-20
Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған кадирлар уюшмиси б д т ниң әнқәрәдики ишханисиға хәт тапшурди.
2018-12-20
“яшлиқ авази” гурупписи уюштурған “дәвр сөһбити” паалийитигә бишкәк шәһири вә униң әтрапидики йезилардин 150 кә йеқин киши қатнашти.
2018-12-20
Русийә тарихчиси, әсли уйғур елидә туғулуп чоң болған василий петроф өз әсиридә өзи қатнашқан миллий азадлиқ инқилаб һәққидә бир қатар мәсилиләрни баян қилған.
2018-12-19
Хитайниң уйғур вә башқа мусулман милләтләргә йүргүзүватқан дәһшәтлик бастурушлири хәлқараниң диққәт-етибарини қозғаватқан бир пәйттә, бүгүн, йәни 19-декабир күни “вашингтон почтиси” гезитидә “‛қайта йүз бәрмәйду‚ дейилгән ишлар қайтидин синақ қилиниватиду” сәрләвһилик тәһрират мақалиси елан қилинди.
2018-12-19
Хитай һөкүмәт таратқулири бүгүн, йәни 19-декабир күни уйғур аптоном райониниң сабиқ рәиси төмүр давамәтниң бейҗиңда кесәл сәвәби билән 92 йешида вапат болғанлиқини хәвәр қилди.
2018-12-19
Бир нәччә күн аввал америка шималий каролина штатидики баҗир тәнтәрбийә кийимлири ширкити хотәндики “тәйда кийим-кечәк ширкити” дин мал импорт қилғанлиқ һәққидә хәвәр тарқалған иди.