Абдулһәй рози: шәрқий түркистан җумһурийити әдәбиятиниң унтулмас вәкили (1)
2023.10.19
Йеқинда қазақистан язғучилар иттипақи билән қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик бирләшмиси вә алмута шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизи қатарлиқ органларниң бирликтә уюштуруши билән алмута шәһиридә 20-әсир уйғур әдәбиятиниң вәкиллиридин бири абдулһәй розиниң 100 йиллиқ тәвәллудиға беғишланған хатирә кәчлики өткүзүлди. Мәзкур мурасимда сөзгә чиққан бир қисим пешқәдәм әдибләр, зиялийлар абдулһәй розиниң иҗадий һаят мусапилири вә әдәбий иҗадийәт мувәппәқийәтлирини әсләп өтүш билән шаирға болған йүксәк һөрмитини ипадиләшти. Абдулһәй рози вапат болғиниғиму 39 йил тошқан болуп, нурғун йеңи әвладлар һәтта йеңи әвлад уйғур әдиблири үчүн абдулһәй розиниң ким болғанлиқи вә иҗадий һаят мусапилири натонуш болуши тәбиий. Әнә шу нуқтидин бу қетим алмутада униң шеирий талланма әсәрлири қайта нәшр қилинип оқурмәнләр билән йүз көрүштүрүлүш билән биргә униң иҗадий һаяти һәққидики һәр хил мәлуматлар мәтбуатлар вә иҗтимаий таратқулар арқилиқ кәң тарқитилип, нами асасән унтулуп кетилгән мәзкур шаир кишиләр қәлбидин қайтидин орун алди.
“абдулһәй рози һаятиниң әң әһмийәтлик бир тәрипи униң 1940-йилларда уйғур шеирийитидики юлтузлардин лутпулла мутәллип қатарлиқлар билән савақдаш болуши һәм улар билән бир қатарда әдәбият сепигә киришидур” дәйду атақлиқ пешқәдәм шаир абдуғопур қутлуқоф.
Абдулһәй рози худди 20-әсир әдәбиятидики намайәндиләрдин лутпулла мутәллип, зия сәмәди, зунун қадири вә башқиларға охшашла қазақистанниң йәттәсу районидики уйғур йезилириниң биридә туғулуп, 1931-1932-йили арисида совет қазақистанда йүз бәргән қаттиқ ачарчилиқ вә сиясий тәқибләшләрдин қачқан миңлиған қазақ, уйғур вә башқа милләтләр қатарида ата-аниси билән илиға қечип келип йәрләшкәниди. Абдулһәй розиниң белгийәдә яшайдиған 74 яшлиқ қизи гүлбостан ханим дадиси һәққидә тохталди.
Абдулһәй рози 1923-йили 10-ноябирда йәттәсудики кәтмән йезисида туғулған, башланғуч мәктәпни кәтмәндә оқуған, ғулҗаға барғандин кейин рус гимназийәсидә оқуған.
Абдулһәй рози 1943-йиллар арисида шинҗаң институтини пүттүргәндин кейин ғулҗада оқутқучилиқ вә башқа хизмәтләр билән шуғулланған, әмма 1944-йили 11-айда шәрқий түркистан инқилаби партлиғанда инқилабқа актип қатнашқан. У, әнә шу 1944-1949-йиллири арисида қолиға қәләм елип мустәқиллиқни вә азадлиқни күйләйдиған нурғун шеирларни язған болуп, униң шеирлири “күрәш” журнили вә “азад шәрқий түркистан”, кейинки “инқилабий шәрқий түркистан” гезитлиридә тохтимай елан қилинип турған.
Мана шу 1944-1949-йили шаир иҗадий һаятиниң бир дәврини тәшкил қилған болуп, у бирдинла шу мәзгилидики пешқәдәм, оттура яш вә яш әдибләр-зунун қадири, әнвәр насири, давут турахмәтоф, нур босақоф, турсун қаһари, кевир ниязи, әлқәм әхтәм, зия сәмәди, хелил һәмраһ, тейипҗан елийоф вә башқилар билән бир қатарда, сәпниң алдидики тонулған шаир сүпитидә мустәқиллиқ вә азадлиқни күйләйдиған шәрқий түркистан җумһурийити әдәбиятиниң вәкиллириниң бири сүпитидә оттуриға чиққаниди. Униң шеирлири инқилаб рәһбири әхмәтҗан қасиминиң алқишиға еришкән, униң 1946-йили дости лутпулла мутәллипниң өлтүрүлгәнлик хәвирини ақсудин қайтип чиққан сопахун совуроп қатарлиқлардин аңлап лутпуллаға беғишлап язған “разимән дәптимән” намлиқ мәрсийәси күчлүк тәсир қозғиған: у мундақ язған:
Разимән дедим, чиқардим һөкүм,
Қатилни бир зум әйлидим кукум!
Дост дәп йүргиним җаллитим икән,
Өлтүргән билән чиқмиди өчүм.
Чүнки мәңгүгә қайтмиди лөтүн,
Һәсрәт-надамәт боп қалди пүтүн.
Униң һәр мисра шеири билән,
Ич-ичимни әйләймән түтүн.
Абдулһәй розиниң шеирлири 1947-йили ғулҗада нәшр қилинған шәрқий түркистан әдәбиятиниң вәкиллириниң надир әсәрлири топлими “алманах” тинму орун алғаниди.
Абдулһәй розиниң һаяти 1949-йили 12-айдин кейин шәрқий түркистан җумһурийити кадирлири, зиялийлири вә әдиблири билән охшаш қисмәткә дуч кәлди. Хитай коммунистлири уйғур диярини игилигәндин кейин, 1950-йилларда ғулҗадики сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң нурғун рәһбирий кадирлири, зиялийлар һәтта бир қисим шаир язғучиларму үрүмчигә келип һәрқайси идарә-органлар, мәдәнийәт-маарип орунлири, әдәбият-сәнәт саһәси вә башқиларда хизмәт қилди. Абдулһәй рози әнә шуларниң бири иди. Австралийәдә яшайдиған пешқәдәм уйғур зиялийси, шаир әхмәт игәмбәрди әпәндиниң ейтишичә, абдулһәй розиниң 1950-йиллардики һаят мусаписи әдәбий иҗадийәт, “тарим” журнилида муһәррирлик қилиш, “шинҗаң институти” да әдәбият дәрслири берип яшларни тәрбийәләшкә беғишланди.
Абдулһәй рози 1962-йили йәнә шу миңлиған уйғурлар қатарида өз вәтинини тәрк етип мусапирлиқ йолиға атлинип, аилиси билән биргә алмута шәһиригә келип орунлашти.
(Давами бар)