Профессор абләт хоҗайеф: хән сулалисиниң “духуфу” си әмәлийәттә әһвал игиләш вә җасуслуқ орнидур
2024.02.22
Хитай һөкүмити өзиниң “шинҗаң тарихи ақ ташлиқ китаби” ни асас қилған “шинҗаң тарихи” ға аит һәр хил материяллирида ғәрбий вә шәрқий хән сулалилириниң шинҗаңда “ғәрбий юрт духуфу” си, йәни йеқинқи вақитларда уйғур тилиға “қоруқчи бәг мәһкимиси” дәп тәрҗимә қилинған бир “башқуруш оргинини қуруп, пүтүн шинҗаңни һәрбий-мәмурий җәһәттин идарә қилған, шинҗаң әнә шу миладидин илгирики 60-йиллардин башлап, дөлитимиз хәритисигә киргән, шинҗаң қәдимдила хитайниң айрилмас бир қисми” дегәнләрни тәрғиб қилиду.
Ғәрбий вә шәрқий хән сулалилири қошунлириниң һонлар билән узун йиллар җәң қилип, уйғур диярини талашқанлиқи, һәтта ғәрбий хән сулалиси қошунлириниң бу районларға һуҗум қилип киргәнлики һәтта көп қетим мәғлуп болғанлиқи вә ғәлибә қилғанлиқи хитай тарихнамилиридә қәйт қилиниду. Тарихчилиқ саһәсидин һалқиған һалда хитай һөкүмити әнә шу вақитлардин башлапла, “шинҗаң хитайниң бирқисми болуп кәлди. 2 Миң йилдин буян биз бу йәрни башқуруп кәлгән” дәп бекиткән. Вәһаләнки, хән сулалиси зади уйғурлар дияри, йәни хитай өзлири ативалған ғәрбий юртни қанчилик вақит идарә қилалиди? пүтүн уйғур диярини толуқ идарә қилалидиму? улар дәватқан башқуруш оргини “духуфу” йәни “қоруқчи бәг мәһкимиси” һәқиқәтән болғанму? мана буларниң һәммиси талаш-тартиш үстидә болуп, хитайниң сиясий тарихий тәрғибатлири хәлқарада көпинчә тарихчилар тәрипидин қобул қилишқа еришәлмигән.
Хитай тарих нуқтиинәзәрлиригә охшимайдиған көз қараштики тарихшунасларниң бири өзбекистан пәнләр академийәсиниң йетәкчи алими, тарих пәнлири доктори, профессор, 60 йиллиқ вақтини хитай мәнбәлири бойичә тарих тәтқиқатиға беғишлиған абләт хоҗайеф әпәндидур. У, хитай һөкүмити тәкитләватқан “духуфу” вә духу һәққидики өз чүшәнчилирини оттуриға қоюп, қәдимки хитайниң уйғурлар елигә таҗавуз қилғанлиқи вә бир мәзгил басқанлиқи, әмма бу бесишниң узунға бармиғанлиқи, һазирқи хитай һөкүмити вә тарихчилири дәватқан “духу мәһкимиси” арқилиқ “шинҗаңни идарә қилғанлиқи” ниң тарихий әмәлийәткә уйғун әмәсликини оттуриға қойди. Униң қаришичә, хитайчә сөз “духу” вә духуфу” дегәнләрни тәһлил қилғанда бу мәмурий вә һәрбий башқуруш оргини уқуми бәрмәйду. Тәсис қилинған “духу” лар әмәлийәттә “ғәрбий юрт” ниң милләтләр ара мунасивити, дөләтләр ара мунасивәтлири, иҗтимаий иқтисадий әһвали вә башқилар һәққидә әһвал игиләп, учур топлайдиған, йәни җасуслуқ қилидиған һәм һазирқи тил бойичә алғанда бәлки консуллуқ вәзиписиниму атқуридиған кишиләрдур. Улар топлиған учурлирини өз ордисиға йоллап турған.
Төвәндики улиништин сөһбәтниң тәпсилатини аңлаң