100 Йилға тәң 70 йиллиқ иҗадийәт: әхмәт игәмбәрди талланма әсәрлириниң дуняға келиши

Вашингтондин мухбиримиз үмидвар тәйярлиди
2024.03.14
Тарихниң садда үмид-арзулири: ташкәнттики уйғур оқуғучилириниң хрушофқа әрзи қилиши Әхмәт игәмбәрди әпәнди. 2009-Йили австралийә.
RFA/Ümidwar

Чәт әлләрдики уйғур язғучилириниң аммиви тәшкилати дуня уйғур язғучилири уюшмисиниң баш болуп рәтләп нәшргә тәйярлиши билән 88 яшлиқ пешқәдәм әдиб, шаир, 1940-йиллардин тартип күнимизгичә болған уйғур тарихий җәрянлириниң шаһити, уйғур милләтпәрвәр зиялийси әхмәт игәмбәрдиниң 70 йиллиқ иҗадийитиниң җәвһири болған төт томлуқ талланма әсәрлири рәсмий нәширдин чиқип тарқитилишқа башлиди. Уйғур бүгүнки заман мәдәний һаятидики бу йеңилиқ мунасивити билән әхмәт игәмбәрди әпәнди мәхсус зияритимизни қобул қилди.

“әхмәт игәмбәрди ниҗадий талланма әсәрлири” намлиқ бу төт томлуқ топламниң 1-томи әхмәт игәмбәрдиниң 1953-1954-йили елан қилған тунҗи шеиридин башлап, униң 1969-1979-йиллири арисида үрүмчидики түрмә һаяти җәрянида йезип, пидакар сәпдашлириниң ярдими билән сиртқа елип чиқилип сақлинип қалған бирқисим шеирлири вә түрмидин чиққандин кейинки муһаҗирәт һаятида язған шеирлири, дастанлири киргүзүлгән. Қалған икки томға униң 1990-йиллардин кейин язған публистикилиқ мақалилири, очериклири вә башқилар киргүзүлгән, йәнә бир томи илгири нәшр қилинған һаят әслимилиридин ибарәттур.

Уйғур милләтпәрвәр зиялийси әхмәт игәмбәрдиниң “һиҗран дәрди” намлиқ китабиниң муқависи.
Уйғур милләтпәрвәр зиялийси әхмәт игәмбәрдиниң “һиҗран дәрди” намлиқ китабиниң муқависи.
Oqurmen Teminligen

“әхмәт игәмбәрди ниҗадий талланма әсәрлири” дин ибарәт бу төт томлуқ әсәр чәт әлләрдики уйғур зиялийлири, әдиблири арисида бир шәхсниң талланма әсәрлириниң мундақ чоң һәҗимдә тунҗи қетим нәшр қилинишидур. Әхмәт игәмбәрди әпәнди: “мән буниңдин чоңқур ғурурлинимән вә сөйүнимән һәм өзүмни бәхтлик һес қилимән. Чүнки нурғун әдиблиримиз, алимлиримиз язған әсәрләр бурун хитай коммунистлири тәрипидин көйдүрүлгән, йоқ қилинған. Уларниң өз әсәрлирини нәшр қилишиға йол қоюлмиғаниди. Мана һазирму хитай көплигән шаир язғучилиримизни, тарихчилиримиз, алимлиримизни түрмиләргә ташлап, уларниң әсәрлирини чәклиди, уларниң иҗадийәтлирини боғуп ташлиди вә йоқатти. Мундақ әһвалда мән әркин һаятта өз әсәрлиримни топлап нәшр қилишқа муйәссәр болалмидим” дәйду.

Әхмәт игәмбәрди әпәнди йәнә 1978-1979-йили арисида өзиниң түрмидә язған бирқисим шеирлирини қаттиқ җазалашқа вә хәтәргә тәвәккүл қилип, сиртқа елип чиқип кетип, топлап китаб һалитигә кәлтүрүп, өзи түрмидин чиққандин кейин қолиға тапшуруп бәргән аблиз муса, аблимит қатарлиқ сәпдашлирини әслиди вә уларға болған чоңқур һөрмитини билдүрүп уларниң роһлириға дуа қилди. Әнә шу пидакарлар хәтәрдин қутулдурған бирқисим шеирлар мана бу топламға киргәниди.

Әхмәт игәмбәрдиниң әдәбий иҗадийити шеирийәттин башланған болуп, у 1949-йили үрүмчидики өлкилик 2-дарилмуәллиминдә оқуп йүргәндә шеирийәткә қизиққан һәмдә 1953-йили шинҗаң институтиниң тил-әдәбият факултетиға оқушқа киргәндин кейин устазлири хәмит сәиди, абдулһәй рози қатарлиқларниң тәсири астида иҗадийәткә киришкән. 1954-Йили шу вақиттики “шинҗаң әдәбият-сәнити журнили” да тунҗи шеири елан қилиниш билән әдәбият сепигә рәсмий киргәниди. Мана бу йил униң иҗадийитигә 70 йиллиқи тошти.

Әхмәт игәмбәрди шеирлири вә дастанлирида уйғурларниң бир әсирдин артуқ вақиттин буян давамлишиватқан миллий мәвҗудийәт күришигә мунасивәтлик миллий роһ, миллий идийә, миллий қисмәтләр кишилик арзу-арман вә ғайиләр билән бирлишип кәткән. Униң публитистикилиқ әсәрлири 1991-йили совет иттипақиниң йимирилип оттура асия мустәқил җумһурийәтлири қурулғандин кейин башланған. Бу, һәр хил әдәбий обзор, очерик вә сиясий һәм мәдәнийәт мәсилилири һәққидики баһа вә анализлардин ибарәттур. Әхмәт игәмбәрди 1980-йилларда австралийәгә көчүп чиқип муһаҗирәт һаятини башлиғандин буян уйғур миллий кимлики үчүн болған паалийәтлирини һечқачан тохтатмиған болуп, униң әдәбий вә публитистикилиқ иҗадийәтлири әнә шу паалийәтлири билән гирәлишип кәткәниди.

Әхмәт игәм бәрди һазирғичә 200 парчидин артуқ шеир, “таримдин хәт” намлиқ 3 миң мисралиқ дастан вә 1500 бәт һәҗимдики публитистикилиқ мақалә, обзор, очерик вә башқиларни шуниңдәк чоң һәҗимлик һаятлиқ әслимилирини йезип оқурмәнләр билән йүз көрүштүрди.

Сөһбәтни аваз улинишидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.