Әхмәтҗан қасими ташкәнткә оқушқа әвәткән 30 әзимәт (1)
2024.05.30
20-Әсир уйғур тарихиниң унтулуп кетилгән бәтлириниң бири 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийити дәвридә шәрқий түркистан инқилабий һөкүмитиниң чәт әлдики алий мәктәпләргә оқуғучи әвәтиши вә алий мәктәпләрни пүттүргән бу зиялийларниң кейинки қисмәтлиригә аит учурлардур.
1944-Йили 12-ноябирда ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити 1945-йили үч фиронт бойичә уруш елип берип хитай қошунлирини или, тарбағатай вә алтай вилайәтлиридин тазилап чиқириш билән тәң шу йили 9-айда маарип ишлирини әслигә кәлтүрүп, пүтүн үч вилайәт тәвәсидики мәктәпләрдә оқуш башлиди. Һәрқайси министирлиқлар вә идарә-органларниң хизмәтлириму барғансери йүрүшти, ваһаләнки, шәрқий түркистан һөкүмити һәр саһә хизмәтлирини пухта елип баридиған кәспий кадирларға, мутәхәссислиригә, алий мәлуматлиқ зиялийларға болған моһтаҗлиқини техиму һес қилмақта иди. Шәрқий түркистан һөкүмитиниң алдиға қойған вәзипилириниң бири ғулҗа шәһири вә башқа җайларда кәспий мәктәпләр вә курсларни ечип кадирларни тәйярлаш, ғулҗида оттура дәриҗилик билим юрти қуруп мәхсус кәсипләшкән мутәхәссисләрни тәрбийәләш билән бир вақитта чәт әлгә, болупму совет иттипақиға оқуғучи әвәтип алий билим әһлилирини йетиштүрүш иди. Һәтта шәрқий түркистан тәрәпниң хитай тәрәп билән түзгән келишими асасида қурулған бирләшмә һөкүмәтниң пирограммисиғиму әхмәтҗан қасими башлиқ шәрқий түркистан вәкиллири чәт әлләргә оқуғучи чиқириш маддисини қошқаниди. Лекин, җаң җиҗоң башлиқ хитай тәрәп чәт әлләргә оқуғучи чиқириш ишини арқиға созған әһвал астида 1947-йилиға кәлгәндә шәрқий түркистан инқилабиниң рәһбири әхмәтҗан қасиминиң биваситә орунлаштуруши билән мәхсус шәрқий түркистан җумһурийити қурулған үч вилайәт тәвәсидин бир түркүм яшларни совет иттипақиға оқушқа әвәтиш әмәлгә ашурулди.
Совет иттипақиға әвәтиш үчүн дәсләптә 20 нәччә нәпәр оғул-қиз талланған болуп, буларниң һәммиси илида башланғуч вә оттура мәктәп маарип тәрбийәси көргән, оқутқучилиқ хизмәтлирини қилған, шәрқий түркистанниң азадлиқ күрәшлиригә қатнишип, миллий армийә сепидә җәңләргә қатнишип синақлардин өткән, миллий мустәқиллиқ вә азадлиқ идийәсигә игә, тавланған яш офитсерлар иди.
Австралийәдә яшаватқан пешқәдәм уйғур зиялийси, 1952-1957-йиллири шинҗаң институтида оқуп шу йәрдә оқутқучилиқ қилған вә арқидин ташкәнттики оттура асия дөләт университетида оқуған әхмәт игәмбәрди әпәндиниң ейтишичә, әхмәтҗан қасими ташкәнткә оқушқа әвәткән ашу яшларниң бири шәрқий түркистан армийәсиниң рота командири турған һәсәноф, йәни 1950-йилларда үрүмчидики шинҗаң институтиниң оқутқучиси болуп, көплигән шагиртларни тәрбийәлигән турған һәсән иди.
Әхмәтҗан қасиминиң адютанти вә миллий армийәниң подпоручик унванидики офитсери ясин имин вә униң аяли, миллий армийәниң шәпқәт һәмшириси, офитсер шәвқийәму шулар қатаридин орун алған болуп, һәрәмбағ вә шихо җәң мәйданлирида болған ясин имин вә униң аяли шәвқийә ғулҗида башланғуч вә оттура мәктәп тәрбийә көргән яш зиялийлардин иди. Уларниң һәр иккилиси җәң мәйданида яриланған. 1947—Йили 8-айларда бу икки яш офитсер совет иттипақиға оқушқа чиқишқа талланған. ясин иминниң қизи санийә ханим дадиси вә анисиниң ташкәнткә оқушқа әвәтилиш әһвали һәққидә тохталди.
Шәрқий түркистан җумһурийити инқилабий һөкүмити таки 1949-йили 8-айғичә икки түркүмдә ташкәнткә оқуғучи әвәткән болуп, биринчи түркүмдә 20 нәччә адәм, иккинчи түркүмдә 1948-йили йәнә 10 нәччә адәм әвәтилгән. Буларниң ичидә 7-8 нәпири қиз иди.
Әхмәтҗан қасими бу яшларниң совет иттипақида өгинишкә тегишлик кәсип даирисиниму шәрқий түркистан инқилабий һөкүмитиниң шу вақиттики еһтияҗидин чиқиш қилип бәлгиләп бәргән болуп, улардин педагогика, геологийә, медитсина, агрономийә, инглиз тили кәспи вә башқиларни өгинишни тәләп қилған. Әнә шу яшларниң бири ясин имин оттура асия дөләт университетиниң геологийә кәспидә, аяли шәвийә инглиз тили кәспигә, турған һәсән ташкәнт педагогика институтиға, аблахан, руқийә қатарлиқ икки киши медитсина институтиға йәнә, башқилар башқа алий мәктәпләргә киргән.
1950-2000-Йиллар арисида уйғурлар арисида тонулған шаирәләрдин бири раһилә һапиз ханимниң турған һәсәноф һәққидики әслимисидә ясин имин архипи арқилиқ әхмәтҗан қасими ташкәнткә икки түркүмдә оқушқа әвәткән оқуғучиларниң тизимлики турғузулған. Әлвәттә, бу тизимликкә һәммә кишиниң исим фамилиси толуқ кирмигән болуп, булардин башқа йәнә алмута вә башқа шәһәрләрдики алий мәктәпләргиму оқушқа әвәтилгәнләр бар иди.
Бу яшлар һәммиси ташкәнттики һәр қайси алий мәктәпләргә оқушқа кирип, илгири-кейин 5 йил оқуп, һәр хил кәсипләр бойичә алий мәктәпни әла нәтиҗиләр билән пүттүргән. Бу яшлар оқушини техиму тиришип давамлаштуруп, һәммиси 1952-1953-йиллири арисида оқуш пүттүрүп, өзбекистандики һәрқайси алий мәктәпләр вә башқа мунасивәтлик орунларда хизмәт қилған. Санийә ханимниң ейтишичә дадиси ясин имин оттура асия университетида вә аниси шәвқийәму алий мәктәптә оқутқучи болуп ишлигән. Лекин, бу яшлар 1955-йили хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурғандин кейин, вәтинигә қайтип һәр саһәниң тәрәққиятиға һәссә қошуш арзусида болған. Бу вақитта һәм совет-хитай һәмкарлиқи күчийип, совет рәһбири никита хрушоф зор сандики мутәхәссисләрни, алимларни хитайға ярдәм беришкә әвәткәндә мана бу уйғур яшлириниңму үрүмчигә қайтип берип совет мутәхәссислири намида хизмәт қилиш йолини ачқан. Әхмәт игәмбәрдиниң ейтишичә, бу нәччә онлиған яш зиялий юқириқи һәрқайси алий мәктәпләргә орунлашқан.
Лекин, бу зиялийларниң өз хәлқи вә вәтинигә һәссә қошуш арзуси узун өтмәй хитай коммунистлири тәрипидин көпүккә айландурулди.