Әхмәтҗан қасими ташкәнткә оқушқа әвәткән 30 әзимәтниң қисмити (2)
2024.06.13
1947-Йили әхмәтҗан қасими рәһбәрликидики шәрқий түркистан инқилабий һөкүмити өз алдиға совет иттипақиға оқушқа әвәткән оқуғучиларниң һәммиси дегүдәк 1953-1954-йиллири арисида илгири кейин асаслиқи ташкәнт шәһиригә җайлашқан алий мәктәпләрни тамамлап, алий мәктәп, пән тәтқиқат, санаәт, нәшрият вә башқа орунларға хизмәткә чүшти. Лекин, 1955-йили 10-айда хитай һөкүмити уйғурларға аптономийә һоқуқи берип, шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғандин кейин, мәзкур яш зиялийлар уйғурларниң өз елини өзлири идарә қилидиғанлиқини аңлап, вәтинигә қайтип һәр саһәниң тәрәққиятиға һәссә қошуш арзусида болди. Бу вақитта һәм совет-хитай һәмкарлиқи күчийип, совет рәһбири никита хрушоф зор сандики мутәхәссисләрни, алимларни хитайға ярдәм беришкә әвәтишни башлиғаниди. Әнә шу қатарда совет иттипақи һөкүмити бу яшларниңму вәтинигә қайтип хизмәт қилишини қарар қилған болуп, бу 30 ға йеқин зиялийниң мутләқ көпи вәтинигә атланди. 1945-1947-Йили арисида шәрқий түркистан миллий армийәсиниң көплигән җәңлиригә қатнашқан офитсерлиридин ясин имин оттура асия дөләт университетиниң геологийә факултетини пүттүрүп шу университетта оқутқучи болуп қалған. Униң аяли, миллий армийә офитсери шәвқийә ташкәнт чәт әл тиллири институтиниң инглиз тили кәспини пүттүргәниди. Бу әр-аял 1955-йилиниң ахирида үрүмчигә берип, ясин имин рәңлик метал ширкитигә хизмәткә чүшүп, кан байлиқлирини қидириш вә қезиш ишлиридики йетәкчи мутәхәссисләрниң биргә айланди. Аяли шәвқийә болса мутәхәссисләргә инглиз тилидин дәрс бәрди. Әхмәтҗан қасими оқушқа әвәткән бу яшларниң өз вәтинигә қайтип, вәтинигә вә миллитигә һәссә қошуш қизғинлиқи наһайити юқири болғаниди.
Әйни вақитта үрүмчидики шинҗаң институтида оқутқучи болған һазир истанбулда яшаватқан пирофессор султан махмут әпәндиниң ейтишичә, бу яшлардин 7-8 нәпири шинҗаң институтиға келип оқутқучилиқ қилди, әнә шуларниң бири тонулған зиялий турған һәсәноф иди. Турған һәсәноф қатарлиқ бу зиялийларниң роли чоң болуп, мәктәпниң билим сапасини өстүрүштә рол ойниди.
Ясин имин геологийә саһәсидә йетәкчи тәтқиқатчи болған болуп, у, майтағ, қарамайдики нефитлик қурулуш ишлириға һәссә қошқан, һәтта у бу нефитлик һәм шәһәргә нам бериштә йәрлик милләт тилини асас қилиш, йәни уйғурчә “майтағ”, “қарамай” исмини қоллиниш җәһәтләрдә чиң турған. У бу һәқтә өзиниң кейинки вақитлардики хатирилиридә қалдурған. Әпсуски, бу яшларниң өз вәтинигә һәссә қошуш арзуси әмәлгә ашмиди, султан махмут әпәндиниң ейтишичә, 1958-1959-йили арисидики хитай коммунистлириниң йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш һәрикити вә башқа һәрикәтләрни қозғап, уйғур рәһбәрлири, миллий аңға игә зиялийлар вә башқиларни күрәшкә тартип җазалаш елип бериши, бәргән аптономийә вәдилиридин йенип, тазилаш вә җазалашни күчәйтишидин кейин улар бирмубир совет иттипақиға қайтип кәтти.
Һәтта, 1960-1961-йили арисида мәзкур уйғур зиялийлириниң бәзилирини милләтчилик билән әйибләп җазалашқа учрашқа дуч кәлгән. Әнә шуларниң бири ясин имин әпәнди болуп, 1961-йили совет иттипақиниң үрүмчидики баш консулханиси биваситә машина аҗритип уларни елип чиқип кәткән.
Әхмәтҗан қасими ташкәнткә оқушқа әвәткән бу оқуғучилар совет иттипақиға қайтип кәлгәндин кейин ташкәнт, алмута қатарлиқ шәһәрләрдики түрлүк хизмәт орунлириға орунлишип хизмитини давамлаштурди. ясин имин қатарлиқлар өзбекистанда тонулған алимларниң биригә айланди һәтта ғени батур қатарлиқлар билән бирликтә ташкәнттә уйғур җамаәт, мәдәнийәт ишлирини елип барди.
Шинҗаң институтиниң даңлиқ оқутқучиси турған һәсәноф ташкәнттә маарип саһәсидә вә журналистика саһәсидә хизмәт қилип тәқдирләшләргә еришти. Буларниң һәммиси ташкәнт вә алмута қатарлиқ шәһәрләрдә яшап вә хизмәт қилип, ахири илгири-кейин вапат болди.
Тәпсилатини улиништин аңлаң