Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири( 6): көйдүрүлгән тунҗи роман
2022.12.29
Австралийәдә яшайдиған 87 яшлиқ пешқәдәм уйғур милләтпәрвәр зиялийси, атақлиқ шаир көплигән тарихий вәқәләрниң шаһити әхмәт игәмбәрди өз һаят қисмәтлиридә хитай компартийәсиниң 1957-1958-йиллиридин башлап уйғурларға қарши елип барған йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш қатарлиқ бир йүрүш сиясий һәрикәтлирини баштин кәчүргән вә 10 йиллиқ һаятини түрмидә өткүзгән.
У, 1960-йили уйғур хәлқиниң тонулған сиясий әрбаби, 1940-йиллардики шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәһбәрлиридин бири вә атақлиқ әдиб ибраһим турдиниң “йәрлик милләтчи” дәп җазалинип, униң язған романиниң көйдүрүлүп йоқитиветилгәнликигә шаһит болған.
Ибраһим турдиниң мәзкур көйдүрүветилгән романи уйғур елидики уйғур әдәбиятиниң 20-әсирдә мәйданға кәлгән биринчи романлиридин һесаблинатти. Әхмәт игәмбәрди бу қетимлиқ сөһбитидә әнә шу җәрянларни баян қилди.
Юқириқи улиништин сөһбәтни толуқ аңлаң.