Пәрғанә вадисиға сиңип кәткән 300 миң қәшқәрлиқ-өзбекистан уйғурлири тәтқиқати

Вашингтондин мухбиримиз үмидвар тәйярлиди
2024.07.11
uyghur-chiray-heytgah-01 Қәшқәр һейтгаһ җамәсидин чиқиватқан уйғур җамаити.2001-Йили 28-сентәбир, қәшқәр
AP/Greg Baker

“мениң өзбекистандики уйғурларниң тарихи вә бүгүнки әһвали һәққидә системилиқ тәтқиқат елип берип, илмий паалийәтлиримниң асасий қисмини өзбекистан уйғурлириға беғишлишимға сәвәб болған дәсләпки илһам булиқи мениң әсли 150 йиллар илгирики қәшқәрлиқләрниң әвлади болушумдур” дәйду өзбекистан вә хәлқара уйғуршунаслиқ тәтқиқати саһәсидә көзгә көрүнгән яш тарихшунас бәһрамҗан қәйнәзәроф әпәнди.

Қолумдики “өзбекистандики уйғур дияспораси: уйғурларниң тарихи вә бүгүни” намлиқ инглиз тилидики китабни варақлап, мәзкур илмий тәтқиқат әсириниң муәллипи, ташкәнт шәһиридики өзбекистан миллий университети тарих факултетиниң дотсенти, тарих пәнлири доктори бәһрамҗан қәйнәзәрофқа мураҗиәт қилғинимда у өзиниң өзбекистандики уйғурларниң тарихий тәрәққият мусапилири вә бүгүнки әһваллири һәққидә көп йиллар қетирқинип тәтқиқат елип беришиға сәвәб болған амиллар һәққидә юқириқи сөзләрни баян қилди.

Оттура асия җумһурийәтлиридики уйғурлар 70 йилға йеқин вақиттин буян хитай тәрипидин “шинҗаң уйғур аптоном райони” дегән нам билән, әмма хәлқарада шәрқий түркистан дәпму атилип келиватқан бу земинниң сиртидики уйғурларниң әң көп вә әң муһим бир қисми. Әнә шу уйғурларниң асасий бир қисми болған өзбекистан уйғурлириниң тарихи мусапилири вә бүгүнки әһвали техиму өзгичә вә қизиқарлиқ болуп, буниңдики кишиниң диққитини тартидиған муһим нуқта пәрғанә вадисини өз ичигә алған районлардики наһайити зор сандики таки 20-әсирниң башлириғичә “қәшқәрлиқләр” дәп аталған уйғурларниң йәрлик аһалиләр, йәни өзбекләргә сиңишип, тамамән дегүдәк өзбеклишип кетиши, лекин өзлири яшиған кәң җайларда әсли қәшқәр, атуш вә башқа нәччә онлиған юртларниң намлирини һазирғичә сақлап қелишидур.

1850-Йилларда қәшқәргә кәлгән сабиқ чар русийә һәрбий-сиясий разведкиси офитсери, атақлиқ етнограф вә алим чуқан вәлиханоф 1860-йилларда өзиниң қәшқәрийә һәққидики доклат характерлик әсиридә қоған ханлиқи тәвәсидики әнҗан, шәһрихан вә башқа җайларда 300 миңдин артуқ қәшқәрлик, доланлиқлар, йәни уйғурлар яшайдиғанлиқини қәйт қилған. Лекин, 1877-йили яқуп бәг рәһбәрликидики йәттәшәһәр дөлити манҗу-хитай қошунлири тәрипидин ағдурулуш билән қәшқәрийәдин йәнә зор сандики уйғурлар арқиму-арқидин пәрғанә вадилириға аммиви рәвиштә қечип чиққаниди. Бундақ коллектип вә тарқақ һаләттә қәшқәрийәдин әнҗан, мәрғилан вә башқа җайларға көчүш, ишләш вә сода ишлири билән келиш таки 20-әсирниң башлириғичә тохтавсиз давамлашқаниди. Русийә тарихшунаси пирофессор сергей абашинниң қаришичә, 19-әсирниң ахириғичә әсли пәрғанә вадиси аһалисиниң йеримидин көпрәки қәшқәрликләр болуши керәк иди. Лекин 1898-йилидики русийә истатистикисида бу қәшқәрлиқләрниң сани наһайити аз көрситилгән. 1920-1930-Йиллардиму шунчә көп уйғурлар йәнә азлаш, өзгириш долқуниға дуч кәлгән. Доктор бәһрамҗан қәйнәзәроф өз китаби “өзбекистандики уйғур дияспораси” да уйғурларниң мана шу 19-әсирләрдин башланған вә таки 1930-йилларғичә болған көчүш, орунлишиш, тарқилиш шуниңдәк өзбеклишиш җәрянлириниму әтраплиқ йорутқаниди. Униң қәйт қилишичә, уйғурлар 20-әсирниң башлирида өзбекистандики сани наһайити көп болған, лекин 1924-йилларда миллий чеграларға айриш вә миллий җумһурийәтләрни қуруш җәрянида бу уйғурларниң мутләқ көпи өзбек дәп тизимға елинип кәткән. Һәтта 1926-йиллардики нопус мәлуматида йәнә сабиқ совет иттипақидики уйғур миллити, уйғур, таранчи вә қәшқәрлиқ дегән намлар биләң тәң тизимға елинғаниди.

Өзбекистандики уйғурларниң йәнә бир қетимлиқ өзбеклишиш долқуни 1937-1938-йиллардики сталинниң чоң тазилаш, йәни аталмиш хәлқ дүшмәнлирини тазилаш вә зәрбә бериш һәрикити җәрянида йүз бәргән болуп, бәһрамҗан қәйнәзәр әпәндиниң қәйт қилишичә, уйғурлар өзбекләр билән охшаш һалда бу тазилаш, бастурушқа учриған, болупму уйғурларға “хитай җасуси”, “япон җасуси” дегәндәк җинайәтләр артилип, кәң көләмдә тутқун қилинғанлиқи үчүн нурғун уйғурлар җан сақлаш үчүн өзлириниң миллий кимликини өзбеккә өзгәртивелишқа мәҗбур болған.

 Тарихий мәлуматларға қариғанда 1930-йилларда өзбекистан әндиҗан шәһиридә уйғур техникоми, дирама тиятири болған, нәччә онлиған сап уйғурлардин түзүлгән колхозлар болған, һәтта ташкәнттики уйғур тилида чиқидиған “шәрқ һәқиқити” гезитиниң тиражи 5 миңдин ешип кәткән, нурғун уйғур язғучи-шаирлири ташкәнтни мәркәз қилип иҗадийәт билән шуғулланған, ташкәнттики университет вә башқа билим юртлирида онлиған уйғур дотсент-пирофессор вә оқутқучилар болған. Һәтта ташкәнттә 1930-йилларда уйғур һазирқи заман әдәбиятидики тунҗи роман уйғур тилида нәшр қилинғаниди. Лекин 1938-йилидин кейин бу уйғур зиялийлири, әдиблириниң һәммиси дегүдәк тутқун қилинип, сибирийә әмгәк лагерлириға һәйдәлгән вә көпигә өлүм җазаси берилгәниди. Нәтиҗидә, ташкәнттики гүлләп яшниған уйғур мәдәнийити вәйранчилиққа учриғаниди.

Өзбекистандики уйғур дияспораси: тарихи вә бүгүни дегән китабниң муқависи
Өзбекистандики уйғур дияспораси: тарихи вә бүгүни дегән китабниң муқависи
Open Domain

“өзбекистандики уйғур дияспораси: тарихи вә бүгүни” намлиқ 200 бәтлик мәзкур илмий тәтқиқат китаби 15 параграфтин түзүлгән болуп, әсәрдә өзбекистан җумһурийитидики уйғурларниң тарихи келип чиқиши, тәрәққият җәряни, сиясий, иҗтимаий, иқтисадий вә мәдәнийәт қурулмиси, нопус өзгириш җәряни вә башқа көплигән мәсилиләр әтраплиқ һәм омумйүзлүк йорутулушқа тиришилған, болупму аптор 20-әсирниң биринчи йеримидин кейиндин таки һазирғичә болған арилиқтики өзбекистан уйғур мәдәнийити, мәтбуати, сиясий, иҗтимаий-иқтисадий һаяти, бүгүнки уйғур йеңи әвладлиридики өзгиришләр вә башқа түрлүк актуал мәсилиләр һәққидиму анализ йүргүзгән. Униң ейтишичә, у, бу мәзмунларни йорутуш үчүн 2008-йилидин етибарән әнҗан, шәһрихан, ташкәнт вилайити вә башқа уйғурлар тарқалған җайларда мәхсус тәкшүрүш елип барған, шуниңдәк архипларни көрүп, чоңқур издиниш елип барғаниди.

Бу пирограмминиң тәпсилатини аваз улинишидин аңлаң

 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.