Уйғур тарихий романчилиқиниң вәкиллиридин султан җамал вә униң тарихий романлиридики чинлиқ
2021.12.16
15-Декабир күни бүгүнки уйғур тарихи романчилиқиниң авангартлиридин бири султан җамал тохтәмоф әпәнди 76 йешида ташкәнт шәһиридә вапат болди. У, уйғурларниң қәдимий, 19-әсирләр шуниңдәк 20-әсирдики тарихий сәлтәнәтлири вә паҗиәлирини тарихий роман шәклидә ипадиләш билән уйғур әдәбиятида орнини тиклигән язғучи иди.
Қазақистандики тонулған уйғур әдәбиятшунаси, русийә тәбиий пәнләр академийәсиниң әзаси профессор алимҗан тиливалди әпәндиниң қаришичә, султан җамал уйғур тарихиниң мурәккәп мусапилирини мол илмий тәтқиқат әсәрлири вә тарихий мәнбәләргә тайинип, өзиниң бәдиий маһаритини җари қилдуруп җанлиқ, әмәлий, обйектип тәсвирләп бәргән язғучи иди.
Алимҗан тиливалди әпәндиниң қаришичә, султан җамал иҗадийитини икки дәвргә, йәни совет иттипақи дәври вә совет иттипақи парчилинип, мустәқил җумһурийәтләр мәйданға кәлгәндин һазирғичә болған дәврләргә бөлүшкә болиду.
Султан җамал совет дәвридә өз повест-романлирини һазирқи заман турмушини тәсвирләшкә атиған болса, 1993-йилидин кейин пүтүнләй дегүдәк тарихий романчилиққа кирип “сирлиқ ғар”, “дозахта тирик көйгәнләр”, “тәңшәлмигән аләм”, “биз қайси уйғурлар?”, “қолдин кәткән амәт”, “қисаскар дуня”, “қурбанниң болай, хәлқим”, “җәһәннәмдин җәһәннәмгә” вә башқа романларни нәшр қилдурди. Униң иҗадийитидики “қолдин кәткән амәт” вә “җәһәннәмдин җәһәннәмгә” романлири 19-әсирдики яқупбәг рәһбәрликидики йәттә шәһәр уйғур дөлити, или султанлиқи вә буларниң империйәләр арисидики қисмәтлиригә беғишланған.
Гәрчә, уйғур елидә яқупбәг һакимийити һәққидә “бәдөләт” намлиқ тарихий романлар йезилип елан қилинған болсиму, әмма султан җамалниң пәрқлиқ тәрипи униң русийә архип һөҗҗәтлирини тәкшүрүп, тарихий архип һөҗҗәтлири вә бу һәқтә йезилған русчә, уйғурчә һәм башқа тиллардики тәтқиқат әсәрлири, тәзкириләр асасида мәзкур дөләтниң йоқитилишиға аит җәрянларни тарихий чин пакитлар арилиқ баян қилишидур.
Султан җамалниң 2011-йили алмутада елан қилинған “дозахта тирик көйгәнләр” намлиқ романини униң йәнә бир иҗадий мувәппәқийити дейишкә болиду. Аптор бу романни 1937-1938-йиллиридики сталин һөкүмитиниң чоң тазилаш һәрикитидә набут қилинған абдулла розибақийеф, абдулһәй муһәммәди, нур исраилоф, турди һәсән вә башқа уйғур сиясий әрбаблири, зиялийлири, әдиб-шаирлириниң трагедийәлиригә беғишлиған.
1937-1938-Йиллар совет иттипақидила әмәс, бәлки пүтүн дуня бойичә коммунизм вә мустәбит түзүм инсанийәткә еғир баласи апәт кәлтүргән дәвр дәп қаралған һәм бу вәқә “чоң қизил террорлуқ” дәп баһаланғаниди. Профессор алимҗан тиливалди әпәндиниң қаришичә, апторниң “дозахта тирик көйгәнләр” намлиқ тарихий романи тарихий чинлиқ, бәдиийлик җәһәтләрдин наһайити мувәппәқийәтлик чиққан әсәрдур. Чүнки у бу трагедийәләрни совет архип һөҗҗәтлири бойичә бәдиий васитә билән йорутқаниди, у, к г б вә өзбекистанниң дөләт архиплиридики нурғун һөҗҗәтләрни тәкшүрүп әсәргә хам материял қилғаниди. Шуңа бу романни һәтта ноқулла бәдиий әсәр дәп атимастин бәлки тарихий һөҗҗәтлик әсәр дәп аташқа болидикән.
Қазақистандики тонулған язғучи вә журналист авут мәсимофниң қаришичә, султан җамал әпәнди 1980-йилларда “қәлб нидаси”, “һаят долқунлири” намлиқ романлири билән оқурмәнләр қәлбидин орун елишқа башлиди. Униң тарихи романчилиқ иҗадийитигә юқири баһа бериш керәк. Уни тарихий орманчилиқта көрүнәрлик нәтиҗә қазанған вә бу саһәдики мол һосуллуқ уйғур язғучи болуп, у зия сәмиди, хизмәт абдуллин, җамалидин босақоф, турған тохтәмоф вә башқилар билән бир қатарда санилиду.
Султан җамал әпәнди иҗадийитини пәқәт 19-20-әсир дәвригила әмәс, бәлки уйғурларниң қәдимки дәврлиригиму беғишлиған. Аптор уйғур тарихидики зор сиясий давалғуш, көчүш вә қошулуш йүз бәргән 840-йилидики орхун уйғур қағанлиқиниң йимирилишидин кейинки шәрқтин кәлгән уйғур қәбилилири билән әсли уйғур диярида бар уйғурларниң қошулуши, омумән уйғурларниң бу земиндики етник тәрәққият тарихини бәдиий усул билән тәсвирләшкиму қаратқан. “биз қайси уйғурлар?” әнә шу тарихий көрүнүшләрни йорутиду.
Султан җамал әпәндиниң 2018-йили зияритимизни қобул қилғанда сөзләп беришичә, у 1945-йили ғулҗида туғулуп, башланғуч маарип тәрбийәсиниң дәсләпки қисмини ғулҗида елип, өз ана тилиға пухта асас салғаниди.
Султан җамал 1950-1960-йилларда йүз бәргән уйғур дияридин кәң көләмдә совет иттипақиға көчүш һәрикитидә, 1956-йили ата-аниси билән ғулҗидин совет қазақистан җумһурийитиниң яркәнт шәһиригә көчүп чиқип, ахири оқуш вә хизмәт сәвәбидин өзбекистанни макан қилған. У кәспий җәһәттә пишқан журналист болуп, 1972-2005-йиллири өзбекистан хәлқара радио аңлитиш башқармисиниң уйғурчә аңлитиш бөлүми, йәни ташкәнт радийосида мухбир, баш муһәррирлик вәзипилирини атқурған.
Әлвәттә, тарихий романчилиқ вә тарихий романлар уйғур елидиму қизиқ вә сөйүлгән саһә иди. Абдуреһим өткүр, зордун сабирниң тарихий романлири уйғурлар тәрипидин әң қарши елинғаниди.
Султан җамал әпәнди җамаәт әрбаби вә паалийәтчиси сүпитидиму тонулуп бир мәзгил өзбекистан уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси болуп ишлигәниди.