Тарих билән бүгүн арисидики тон кийдүрүшитин күтүлгән үмидләр
2021.12.02
Өзлири әң һөрмәт қилған, қәдирлигән кишилиригә, хәлқ вә җәмийәткә башламчилиқ қилип, зор һәссиләрни қошқан төһпикарларға тон кийдүрүш, есил қама қулақча яки доппа тәқдим қилиш уйғур қатарлиқ мәркизий асия хәлқлириниң қәдимдин давамлишип келиватқан әнәнисидур. Түркийәдики пешқәдәм уйғур зиялийси профессор доктор султан мәхмут әпәндиниң қаришичә, кийдүрүлгән һәрбир тон вә доппа яки қулақчилар пәқәт һөрмәт көрситишниң бәлгиси болуп қалмастин бәлки уларға чоңқур мәнә һәмдә зор изгү үмид-арзулар йошурунған болиду.
30-Ноябир күни америка пайтәхти вашингтонда дуня уйғур қурултийи қатарлиқ бирқисим тәшкилатлар уйғурларниң кишилик һоқуқи вә уйғур дәвасини узун йиллардин бери қоллап кәлгән америка дөләтлик демократийәни илгири сүрүш фондиниң сабиқ рәиси карл гершмән әпәндиниң уйғур дәвасиға қошқан төһписигә миннәтдарлиқ билдүрүш паалийити өткүзүп, униңға уйғур хәлқиниң рәһмитини вә һөрмитини ипадиләп тон кийдүрди. Карл гершмән әпәнди узун йиллар америка дөләтлик демократийәни илгири сүрүш фондиниң рәислик вәзиписини иҗра қилип пенсийәгә чиққучә болған пүткүл хизмәт һаятини кишилик һоқуқ вә демократийә ишлирини раваҗландурушқа беғишлиған. Карл гершмән әпәнди өзи баш болуп, бирқисим уйғур тәшкилатлирини иқтисадий җәһәттин вә мәниви җәһәттин қоллаш арқилиқ уйғур дәвасиниң хәлқаралишишида муһим рол ойниғаниди. Карил гершмәнгә тон кийдүргән д у қ рәиси долқун әйсаниң қаришичә, улар өз миллий өрп-адити бойичә гершмән әпәндиниң уйғур хәлқигә рәһмәт ейтқан вә униңдин җүмлидин америка һөкүмити вә хәлқидин күткән үмидлирини ипадә қилған.
Уйғур хәлқиниң бүгүнки арзу-үмидлири милйондин артуқ кишиниң хитайниң җаза лагерлириға солинип, әсирләрдин буян давамлишип келиватқан миллий тили вә йезиқи маарип, мәмурий башқуруш, илим-пән саһәсидә чәклинип, яш әвладлар өз миллий тили, мәдәнийити, өрп-адити вә диний етиқадлиридин айрип ташлиниватқан, аяллар туғмас қилинип, кишиләр мәҗбурий вә төвән һәқлиқ еғир әмгәкләргә селинип искәнҗә астиға елиниватқан, әсирләрдин буян давамлишип келиватқан исламий дини етиқад әркинлики чәклимә астиға елиниватқан бу хил, тарихтики әң еғир паҗиәләрдин қутулуш һәм өз әркин һаятини қуруш қатарлиқлардин ибарәт болса керәк.
Лекин уйғурларниң бу хил өрп-адәтлири йеқинқи 70 нәччә йилдин буян йәнә башқичә сиясий мәзмундиму давамлаштурулған болуп, алди билән 1949-йили 9-айда шәрқий түркистан җумһурийитиниң маарип назири болған сәйпидин әзиз башчилиқ қилған өмәкниң москва вә бейҗиңниң орунлаштуруши билән бейҗиңдики хитай компартийәсиниң дөләт қурушни қарар қилидиған сиясий мәслиһәт кеңиши йиғиниға қатнишип, мав зедоңға уйғур әнәниси бойичә тон кийдүрүшидур. Әнә шуниңдин етибарән уйғур елини ишғал қилған вә түрлүк бастуруш сиясәтлирини ишқа селип, уйғурларниң һөрлүккә болған интилишини йоқатқан хитай компартийәси генерали ваң җин, пең дехуәйләр, хитай компартийәсиниң дөләт рәһбәрлири җов енләй, җуде доң биву вә башқилардин тартип таки һазирчә уйғурларни лагерларға солаш сияситини йүргүзгән ши җинпиңғичә изчил уйғур допписи тәқдим қилинди. Профессор султан мәхмут әпәндиниң қаришичә, хитай рәһбәрлиригә бу хил тон кийдүрүш вә доппа тәқдим қилиш уйғур хәлқиниң арзусиға вәкиллик қилалмайду, бу бир миллий әнәнә сүйиистимал қилинған сиясий оюндин ибарәттур.
Өзбекистан пәнләр академийәсиниң тәтқиқатчиси, тарихшунас профессор абләхәт хоҗайефниң қаришичә, сабиқ совет иттипақида дәвридә өзбекистан қатарлиқ оттура асия җумһурийәтлири рәһбәрлириму москвадики сталин вә башқа һәм кейинки коммунист рәһбәрләр әнә шундақ тон кийдүрүш арқилиқ өзлириниң шәхсий мәнпәәтлири, орни қатарлиқларни қоғдашқа урунғаниди. Хитайдики бу хил тон кийдүрүш яки доппа тәқдим қилиш қатарлиқлар муддиа җәһәттин охшашлиққа игә.
30-Ноябир күнидики мурасимда уйғур тонини кийгән карил гершмән әпәндигә уйғурлар өзлириниң чин йүрикидин рәһмитини билдүргән болса, карил геришман әпәндиму уйғурларға миннәтдарлиқини ипадиләп сөз қилип, уйғур дәвасиниң һәқлиқ бир дәва икәнликини, хитай һөкүмитиниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини вә буниң тохтитилиши үчүн өзиниң уйғурлар билән бир сәптә туруп, уйғур дәвасини давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүргән. Демәк, йеқиндин буян чәтәлләрдики уйғурлар өз әнәниси бойичә өзлири арисидин чиққан өз хәлқигә һәссә қошқан уйғур әрбаблириға тон кийдүрүпла қалмастин бәлки уйғурларниң әркинлики, инсаний һоқуқлирини қоғдаш йолида күч чиқарған, уйғур хәлқини қоллиған америка вә башқа әлләрдики бирқисим дөләт әрбаблири, парламент әзалири, һоқуқ қоғдиғучилири вә мутәххәсисиләрниму қиммәтлик тон вә доппилири билән тәқдирләшни күчәйтмәктә.