Нариман қурбанофтин мәхмут өмәрофқичә: дуня олимпик тарихидики үч уйғур чемпийон
2024.08.15
Дуня олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси дуня бойичә әң алий дәриҗилик, көлими әң чоң, мусабиқә түри әң көп вә қатнашқан дөләтләр һәмдә тәнһәрикәтчиләр сани әң көп болған хәлқаралиқ мусабиқидур. Уйғурларму бу мусабиқиләрдә зор нәтиҗә яратқан хәлқләрдиндур.
Йеқинда фирансийә пайтәхти парижда өткүзүлгән 2024-йиллиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң алтун-күмүш медал саһиблири қатаридин бир уйғур тәнһәрикәтчиси орун елиш билән уйғурларму мәзкур игилик һоқуқлуқ дөләтләрла қатнишалайдиған хәлқаралиқ алий мусабиқә тарихида өз орнини йәнә бир қетим тиклиди. У болсиму, қазақистанлиқ уйғур гимнастикичи, 26 яшлиқ нариман қурбанофтур. Нариман қурбаноф 3-авғуст күни олимпикниң гимнастика мусабиқисидә “яғач атта маһарәт көрситиш” түридә күмүш медалға еришкән болуп, у иреландийәлик маһирға азғина кәм номур билән уттуруп қоюп, иккинчи орунни, америкалиқ маһир үчинчи орунни игилигәниди. Демәк, дуня гимнастика тарихида иреландийә, қазақистан вә америкадин ибарәт үч дөләт әң күчлүкләр һесабланди. Лекин, нариман қурбаноф, буниң билән өзиниң буниңдин кейин олимпиктә алтун медални қолға кәлтүрүш ғайисидин ваз кәчкини йоқ. У зияритимни қобул қилип, рус тилида: “әлвәттә, һазир мән азрақ арам елишни пиланлаватимән, келәр пәсилдин башлап, кейинки олимпик дәври бойичә, мән келәрки қетимда лос-анҗелеста өткүзүлидиған олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә биваситә тәйярлиқ қилимән. Әлвәттә, мән у йәргә берип һәр хил мукапатларни талишишни халаймән” деди.
Алмутида уйғур тәнһәрикәтчи аилисидә туғулған нариман қурбаноф 6 йешидин башлап дадиси, тиренер һүсәнҗан қурбанофниң тәрбийәлишидә гимнастика билән шуғуллинип һазирғичә көп қетим хәлқаралиқ гимнастика мусабиқилиридә чемпийон болған шуниңдәк хәлқара гимнастика саһәсидә “қурбаноф маһарәт түри” намида һәрикәт яратқаниди.
Нариман қурбанофниң бу зор утуқи, нөвәттә қазақистан үчүн қолға кәлтүрүлгән шан-шәрәп болуп қалмастин, бәлки уйғурларниму хушал қилған шан-шәрәп дәп қаралмақта. Чүнки, нариман қурбаноф қазақистан җумһурийитиниң дөләт байриқини олимпиктә ләпилдәтти вә қазақистанни гимнастика бойичә дунядики алдинқи қатардики дөләтләр қатариға киргүзди. “лекин, униң нәтиҗиси дунядики уйғурларни, болупму қазақистандики уйғурларни алаһидә роһландурди вә үмидләндүрди”, дәйду қазақистандики тонулған уйғур зиялийси пирофессор алимҗан һәмрайеф.
Нариман қурбаноф билән дуня олимпик мусабиқиси тарихиға үч уйғур чемпийон өз исимлирини язди, нариман қурбаноф 1956-йилидин етибарән олимпиктә күмүш медалға еришкән 3-уйғур.
Рус тилидики “20-әсирдики мәшһур уйғурлар” намлиқ китабниң аптори, алмутада яшайдиған пирофессор абдуллаҗан самсақофниң ейтишичә, олимпик тарихида биринчи қетим чемпийонлар тизимликидин орун алған уйғур мәхмут өмәрофтур.
1950-Йилларда пүтүн совет иттипақи бойичә қарға етиш чемпийони болған мәхмут өмәроф 1956-йили, мелборнда өткүзүлгән дуня олимпик мусабиқисигә совет командиси әзаси сүпитидә қатнишип күмүш медалға еришкән. Мелборн олимпик мусабиқисидә совет иттипақи 37 алтун медал, 29 күмүш, америка 32 алтун медал, 25 күмүш алғаниди.
1960-Йили римда өткүзүлгән дуня олимпик мусабиқисидә мәхмут өмәроф йәнә бир қетим қариға етиш бойичә күмүш медалға еришкән. Лекин, совет тәрәп униң нәтиҗисини айрим баһалап, чемпийон дәп тонуған. Уйғур пәрзәнти мәхмут өмәроф 1956-вә 1960-йили бу нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәндә бу қетимқи париж олимпик мусабиқисидә медал сани америкадин қалса иккинчи орундики хитай у чағлардики олимпик мусабиқисигә қатнишалмиған вә бирму хитай тәнһәрикәтчи нәтиҗигиму еришәлмигәниди, әмма 1960-йилидики олимпиктә пәқәт тәйвәнлик бир тәнһәрикәтчи күмүш медалға еришип хитайларниң олимпиктә медал елиш тарихини башлиғаниди.
Мәхмут өмәроф 1956-йилидин 1961-йилиғичә болған арилиқта қариға етиш бойичә алтә қетим совет иттипақи чемпийони, явропа чемпийони, дуня чемпийони болған. У, 1955-1961-йиллири арисида совет иттипақиниң қариға етиш саһәси бойичә чемпийонлуқ салаһийитини сақлиған болуп, пәқәт у вапат болғандин кейинла чемпийонлуқ шәрипи башқиларға мәнсуп болған иди. Мәхмут өмәроф 1924-йили алмута шәһиридики уйғурларниң султанқорған мәһәллисидә дуняға кәлгән вә кичикидин уйғур вә рус тилини яхши билип чоң болғаниди. Мәхмут өмәроф уста сазәндә болуп, дутар челип, уйғур хәлқ нахшилирини ейтишқиму маһир болған иди.
Махмут өмәроф 1941-йили ленинградта медитсина институтида оқуватқанда совет-герман урушиға қатнашқан болуп, у һәрбий сәптә қариға етиш маһирлиқи билән даң чиқарған. Уруш ахирлашқандин кейин совет армийәсиниң офитсери мәхмут өмәроф ленинград һәрбий медитсина университетида докторлуқ унваниға сазавәр болуп, шу университетниң дотсенти болуп хизмәт қилғаниди. Шуниңдәк у қариға етиш маһири сүпитидә тәнһәрикәт ишлириниму тәң давамлаштурғаниди.
Уйғурларниң тунҗи дуня чемпийони вә тунҗи медитсина доктори һәм пирофессорлиридин бири мәхмут өмәроф 1961-йили, 37 йешида ленинград, йәни һазирқи санкитпетербург шәһиридә вапат болған. Униң нами совет иттипақи вә русийәниң олимпик вә дуня чемпийонлири үчүн һазирланған китабниң муқависидин орун алған.
Уйғурлардин чиққан иккинчи олимпик чемпийони, 1980-йилидики москвада өткүзүлгән олимпик мусабиқисидә қиличвазлиқ бойичә күмүш медалға еришкән өзбекистанлиқ сабирҗан розийефтур. Сабирҗан розийеф қиличвазлиқ түри бойичә икки қетим совет иттипақи чемпийони, үч қетим дуня чемпийони болғаниди.
Уйғур елидики уйғурлар арисидин йетишип чиққан бокс чемпийонлиридин асия вә хитай бокс чемпийони абдурахман абликим тунҗи болуп хитай командисиниң әзаси сүпитидә 2000-йилидики сидней олимпикигә, хитай вә асия бокс чемпийони мәмәт турсун чоң 2008-йилидики бейҗиң вә 2012-йилидики лондон олимпик мусабиқисигә қатнашқаниди. Гәрчә, улар олимпиктә нәтиҗә қазиналмисиму, әмма уларниң олимпик роһи уйғурларниң миллий роһиға зор илһамбәхш күч болғаниди.