Уйғурлар уйғур елигә көчүп кәлгән хәлқму?

Вашингтондин мухбиримиз үмидвар тәйярлиди
2024.06.27
Uyghur Khaganate Уйғур қағанлиқи (уйғур империйәси яки уйғур хақанлиқи дәпму атилиду) ниң земинини көрситидиған хәритә.
wikimedia.org

Уйғурлар 1949-йилиғичә пүтүн уйғур ели аһалисиниң %80 кә йеқин қисмини, хитайлар аран %5 ни тәшкил қилған, уйғурлар җәнубий вилайәтләрдә болса  90 нәччә пирсәнт, хитайлар болса интайин аз санда иди. Мана һазир хитай һөкүмити уйғур тилидики маарипни чәкләш дәриҗисигичә йәткәндин башқа “шинҗаңда 56 милләт бар, уйғурлар әнә шу аз санлиқ милләтләрниң бири” һәмдә “җуңхуа миллити” дегән тәрғибатни күчәйтип сиңдүрмәктә. Була әмәс, пүтүн тарихни қайта йезип чиқиш вә қайтидин бекитишкә киришкән болуп, һәтта 2019-йили хитай дөләт ишлири комиссарияти мәхсус “шинҗаң тарихи һәққидә бирқанчә мәсилә” намлиқ ақ ташлиқ китабини елан қилип, шинҗаңда қәдимдин тартип хәнзулар яшиған, уйғурлар 9-әсирдә көчүп кәлгән вә уйғурлар көчүш һәм юғурулуш арқилиқ шәкилләнгән, хәнзулар уйғурлардин бурунқи шинҗаңниң әсли аһалиси, уйғурлар билән түркләрниң бағлиниши йоқ, уйғурларниң һечқачан мустәқил дөлити болмиған, хән дәвридин тартип шинҗаңни хитай мәркизий һөкүмити идарә қилған, хитай тили һөкүмәт тили болуп кәлгән дегәнләрни рәсмий сиясәт шәклидә муқимлаштурди. Ундақта әгәр 2 миң йиллар илгири “шинҗаң” да хитайлар яшиған вә бу җай уларниң йери һәм хитай мәдәнийити үстүн орунда турған болса, немә үчүн таки 70 йил илгирики вақитқичә бу районда хитайлар аран %5 ни, тәңри тағлириниң җәнубидики шунчә көп земинда нопуси аран 9-10 миң адәм болиду? улар 2 миң йилдин буян нәгә кәтти? әгәр һәқиқәтән, шундақ болса бу земин 2 миң йил җәрянида немишқа хитайлишип, хитайниң ичкири өлкилиридәк болмиди? һәтта йәнә хитай ақ ташлиқ китабида уйғурлар 9-әсирдә моңғулийәдин көчүп келип, бу җайдики шулелиқлар (қәшқәрликләр) , күсәнликләр (кучалиқлар) вә турпандики хәнзуларни өзигә юғуруп шәкилләнди дегәндәк көз қарашлар муқимлаштурулған. Омумән, уйғурлар бу земинға башқа яқтин келип маканлашқан көчмән хәлқ, хитайлар (хәнзулар) бу җайниң уйғурлардин бурунла яшап кәлгән аһалиси дегән идийә тәрғиб қилинған. Бу, тарихий реаллиқ вә тарихий тәрәққият җәрянлириға уйғунму? әлвәттә, буниңға уйғур хәлқи қәтий түрдә “яқ” дәп җаваб бериду. Тарихчиларму шундақ қарашта. Бу һәқтә өзбекистан пәнләр академийәсиниң йетәкчи тәтқиқатчиси, пирофессор, тарихшунас абләт хоҗайеф вә түркийә әгә университети пирофессори алимҗан инайәт өз қарашлири билән тохтилип өтти.

 

Пирограмма тәпсилатини аваз улинишидин аңлаң

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.