Пирофессор абләт хоҗайеф: уйғурларниң оқ-йилтизи, йәни түп етник мәнбәси йүеҗи-оғузлардур

Вашингтондин мухбиримиз үмидвар тәйярлиди
2024.02.08
ablet-xojayef Өзбекистан пәнләр академийәсиниң йетәкчи тәтқиқатчиси, пирофессор, тарих пәнлири доктори абләт хоҗайеф
Photo: RFA

Өзбекистан пәнләр академийәсиниң йетәкчи тәтқиқатчиси, пирофессор, тарих пәнлири доктори, башланғуч вә оттура мәктәпләрни уйғур елидә тамамлиған, сабиқ совет иттипақи дәвридә москвада тарих пәнлири доктори унваниға еришкән, өмүр бойи хитай тарих мәнбәлири бойичә оттура асия вә уйғурлар тарихини тәтқиқ қилған абләт хоҗайеф әпәндиниң қаришичә, уйғур дияри уйғурлар етник җәһәттин пәйда болған вә раваҗланған асаслиқ җайдур. У, қәдимки хитай тарихий мәнбәлиридә қәйт қилинған нәччә онлиған қәбилиләр ичидә миладидин илгирики 3-әсирләргә туташқан йүеҗи яки кейинкиләр явчи дәп атиған қәбилиниң “оғуз”, “оғузийә” сөзидин келип чиққанлиқи вә биваситә уйғурларниң етник мәнбәсигә мунасивәтлик икәнликини оттуриға қойди. Униң қаришичә, уйғур сөзи билән оғуз сөзи охшаш болуп, бу иккиси әсли бир хәлқтур. Униң қаришичә, гәрчә йүеҗиларниң хитай мәнбәлиридә көрситилгән вақти миладидин илгири 3-әсирләргә туташсиму, әмма улар униңдин йирақ қәдимки дәврләрдила мәвҗут иди.

Тарих пәнлири доктори, пирофессор, өзбекистан пәнләр академийәсиниң йетәкчи алимлиридин бири абләт хоҗайефниң “хитайниң ғәрбий чегралириниң шәкиллиниш тарихи” намлиқ тәтқиқат китабиниң рус тилидики нәшриниң муқависи.
Тарих пәнлири доктори, пирофессор, өзбекистан пәнләр академийәсиниң йетәкчи алимлиридин бири абләт хоҗайефниң “хитайниң ғәрбий чегралириниң шәкиллиниш тарихи” намлиқ тәтқиқат китабиниң рус тилидики нәшриниң муқависи.

 У, хитай һөкүмити елан қилған “шинҗаң тарихи ақташлиқ китаби” дики вә хитай тарихчилириниң тәтқиқатлиридики уйғурларниң етник мәнбәси вә келип чиқиш тарихини қисқа көрситиш һәмдә уйғур дияридин айрип, пәқәт “9-әсирдә шинҗаңға көчүп кәлгән” дегән йәкүнләрни рәт қилип, уйғурларниң келип чиққан вә бүгүнки заман миллити болуп шәкилләнгән земинниң биваситә уйғур дияри икәнликини оттуриға қойди. У, көз қарашлирини хитайниң қәдимдин давамлашқан тарихий әсәрлири, тарихий мәнбәлиридики мәлуматларға тайинип оттуриға қойиду.

81 яшлиқ пирофессор абләт хоҗайеф, оттура асия вә уйғурлар тарихиға аит 20 дин артуқ китаб вә көп сандики мақалиниң апторлири, у әсәрлириниң мутләқ көпини рус тилида язған вә москва һәм ташкәнттә рус тилида нәшр қилған. У, 1990-йилларда өзбекистанниң хитайдики әлчиханисида юқири дәриҗилик дипломатийә хадими сүпитидә хизмәт қилип, көп тарих материяллирини топлиғаниди.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Тарих-бүгүн
Uyghur-Alimliri-tusinay-teyipowa
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.