14 Миң имза қойғучиниң қизил сизиқи: шивейтсарийә сода үчүн кишилик һоқуқ пиринсипидин ваз кәчмәслики керәк!
2024.09.19
Бүгүн әтигән, йәни 18-сентәбир күни шивейтсарийә пайтәхти бернда шивейтсарийә һөкүмитини “шивейтсарийә-хитай әркин сода келишими” гә қайта қарап чиқиш тема қилинған алаһидә бир паалийәт елип берилди.
Һаваниң соғуқ болушиға қаримай, әтигән саәт 9:00 дила шивейтсарийә пайтәхти берндики федерал һөкүмәт бинаси алдиға уйғур, тибәт, шивейтсарийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчилири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә шивейтсарийә парламентиниң парламент әзалиридин тәркиб тапқан наразилиқ билдүргүчиләр топланди. Улар федерал һөкүмәт бинаси алдида “шивейтсарийәгә қизил сизиқ: кишилик һоқуқ болмай туруп әркин сода келишими давам қилмайду” дегән узун пилакатни ачти вә наразилиқ намайишини башлиди. Намайишчилар вәкиллири арқа-арқидин нутуқ сөзләп, һөкүмәтни “шивейтсарийә-хитай әркин сода келишими” гә қайта қарап чиқишни тәләп қилди.
Паалийәт башлиниши билән “хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” ниң рәиси анна ләйсең ханим сөз қилди. У мундақ деди: “биз бир кишилик һоқуқ тәшкилати болуш сүпитимиз билән йиллардин бери уйғур вә тибәтләрниң кишилик һоқуқини қоғдаш үчүн паалийәт қилип келиватимиз. Биз һәр қайси тәшкилатлар билән бирликтә бир имза топлаш һәрикити башлиған идуқ. Чүнки шивейтсарийә хитай билән әркин сода келишимини давам қилишни халайду. Әмма бизниң тәләп қилидиғинимиз кишилик һоқуқ тилға елинмиған бир сода келишимидә һөкүмәт хитай билән бир үстәлгә кәлмәслики, кәлгән тәқдирдә чоқум кишилик һоқуқ алдинқи шәрт болуши керәк! бу сәвәбтин биз бүгүн бу йәрдә бу узун қизил линйә арқилиқ һөкүмәткә өзиниң вәдисини әсләтмәкчи, шундақла кишилик һоқуқниң бизниң қизил сизиқимиз икәнликини хатириләнмәкчи!”
Бу имза топлаш паалийитини 2020-йили шивейтсарийә уйғур җәмийити, кампакис, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати, шивейтсарийә тибәт достлуқ җәмийити, явропа тибәт яшлар тәшкилати вә тибәт аяллар тәшкилати қатарлиқ тәшкилатлар бирликтә башлатқан иди. Бүгүнки бу паалийәттә шивейтсарийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси әндили қараханли нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилип, бу һәқтики мәлуматларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти. Униң билдүрүшичә, 2020-йилиму шивейтсарийә һөкүмитигә 20 миң кишилик имзалиқ тәләп хети тапшурулуп, “хитай-шивейтсарийә әркин сода келишими” ни тохтитиш тәләп қилинған икән.
Бүгүнки имзалиқ тәләп хетини тапшуруш мурасимида “шивейтсарийә үчүн қизил сизиқ” пилакатини ечишқа парламент әзаси николас валдер, сибәл аслан вә киристина бадешер қатарлиқ кишиләрму қатнашти. Паалийәт давамида сотсиял демократлар партийәсидин болған парламент әзаси николас валдер сөз қилди. У сөзидә “шивейтсарийә-хитай әркин сода келишими” тәкрар тәрәққий қилишқа қарап йүзлиниватқан мушу пәйттә, милйонлиған уйғур, тибәт хәлқиниң қирғинчилиққа, қийин-қистаққа учраватқанлиқини, уларниң өз мәдәнийити вә диний етиқадлирини давамлаштуруш һоқуқиниң дәпсәндә қилиниватқанлиқини тәкитлиди. Униң билдүрүшичә, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң америка, явропа иттипақи, канада қатарлиқ дөләтләрниң һөкүмәт вә парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп елан қилинған вә буниң алдини елиш үчүн қанунлар чиқириливатқан бир пәйттә, шивейтсарийәниң хитай билән бу келишимни узартиши шивейтсарийәниң қиммәт қаришиға зит икән.
Федерал һөкүмәт бинаси алдида йиғилишқа қатнашқан вә сөз қилған шивейтсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси ризванай илһам мундақ деди: “уйғурларниң вәтини болған шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики пәқәтла сан яки бир абстракт уқум әмәс. Бу, биз уйғурлар һәр күни һес қилидиған рәһимсиз реаллиқ!”
Сөз қилғучиларниң нутуқлири ахирлашқандин кейин, қоллириға қизил пилакатни алған наразилиқ билдүргүчиләр парламент бинаси алдиғичә берип бу қетим топланған 14 миң кишиниң имзасини парламентқа тапшурди. Улар һәр бир сантиметир арилиққа бир имза қоюлған 14 миң кишиниң имзасини 140 метир узунлуқтики қизил лентиға орунлаштурған болуп, бу узун лентилиқ арқанни шивейтсарийә парламенти катибатлиқиға тапшурди.
“хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” дин селина моррелму нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилди. У мундақ деди: “биз уйғурлар вә тибәтләр билән бирликтә башлатқан бу имза топлаш паалийитидә җәмий 14 миң имза топланди. Бу сәвәбтин бир имзаға бир сантиметирни символ қилип 140 метир бу қизил арқанни парламент бинаси алдида парламент катибатлиқиға тапшурдуқ. Бу бизниң бу паалийәткә қетилип имза қойған 14 миң адәмниң бесип өтүшкә болмайдиған қизил сизиқи. Биз һөкүмәтниң бу қетимқи музакиридә бу 14 миң кишиниң имзасини етибарға елип, хитайниң уйғур вә тибәт хәлқигә йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини нәзәрдин сақит қилмаслиқини үмид қилимиз”.
Бу паалийәт бүгүн шивейтсарийәниң әң чоң күндилик гезити болған “билик” гезитидә мәхсус тема бойичә хәвәр қилинди.