Д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултийиниң муқәддимиси сарайево шәһиридә башланди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз вә җүмә тәйярлиди
2024.10.24
Duq-8-yighin-01

Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң ечилиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево Dunya Uyghur Qurultiyi

Duq-8-yighin-07

Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң ечилиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево Uyghur Herikiti

Duq-8-yighin-06

Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң ечилиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево Uyghur Herikiti

Duq-8-yighin-05

Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң ечилиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево Uyghur Herikiti

Duq-8-yighin-04

Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң ечилиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево Uyghur Herikiti

Duq-8-yighin-03

Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң ечилиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево Uyghur Herikiti

Duq-8-yighin-02

Дуня уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң ечилиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево Dunya Uyghur Qurultiyi

Хитай һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқини бурмилаш вә йошуруш урунушлири йеңи шәкил еливатқанда дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң пәрдиси 24-өктәбир күни боснийә-геритсигвинаниң пайтәхти сарайево шәһиридә көтүрүлди.

1980-Йилларда уйғур җәмийитидә зор қизғинлиқ билән көрүлгән “валтерниң сарайевони қоғдиши” намлиқ килассик кинодики раст вә сахта “валтер” ниң кәчмишлири арқилиқ сарайево шәһири уйғурларға хелила тонушлуқ исимлардин болуп қалғанлиқи мәлум. Әмма көп қисим уйғурларға намәлум болған йәнә бир һадисә дәл мушу боснийәдә 1992-йили башланған ички урушта сербийә қораллиқ қошунлириниң сәккиз миңдин артуқ боснийә мусулманлирини қирип ташлиғанлиқи, нәтиҗидә явропа парламенти вә башқа һөкүмәтләрниң бу паҗиәни “боснийә қирғинчилиқи” дәп рәсмий елан қилғанлиқи һесаблиниду. Мана мушундақ бир тарихий шәһәрдә уйғур қирғинчилиқини мәркизий тема қилған бир зор йиғилишниң өткүзүлүши буниң әһмийитини техиму ашурғаниди.

Бу қетимқи йиғилиш “д у қ ниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи”, шуниңдәк “боснийә қирғинчилиқидин уйғур қирғинчилиқиға нәзәр” темисидики хәлқаралиқ муһакимә йиғининиң бирләшмиси болуп, төт күн давам қилиши пиланланған. Бу қетимқи йиғилишниң тунҗи күнидики тунҗи паалийити қарши елиш мурасими болуп, д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат қурултайға вакалитән барлиқ вәкилләрни вә меһманларни қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрди. У сөзидә хитай һөкүмитиниң қолидин келидиған барлиқ вастиларни ишқа селип бу қетимқи қурултайни ачқузмаслиққа урунған болсиму, уларниң бу хилдики рәзил мәқситиниң әмәлгә ашмиғанлиқини, мушуниң өзи әмәлийәттә д у қ ниң хизмәтлири хитай һөкүмитини қанчилик пәришан қиливатқанлиқи вә уларниң “пейини сирқиритиватқанлиқи” ниң җанлиқ бир ипадиси икәнликини алаһидә әскәртти.

Шуниңдин кейин йиғин әһлигә “дуня уйғур қурултийиниң 20 йили” темисидики һөҗҗәтлик филим қоюп берилди. Бу һөҗҗәтлик филимда д у қ дуняға кәлгәндин буян униң кичикликтин зорийиш, мукәммәллишиш вә дунядики ортақ етирапқа еришкән әң чоң уйғур тәшкилатиға айлиниш мусаписи сүрәтләр вә шаһитларниң баянлири арқилиқ ихчам баян қилинған иди.

Шу қатарда бу қетимқи қурултайни вуҗудқа чиқиришқа алаһидә күч чиқарған “қурултай тәйярлиқ комитети” ниң мәсули, д у қ ниң муавин рәиси пәрһат юруңқаш әпәндиму сөз алди. . Униң ейтишичә, хитай һөкүмитиниң бу қетимлиқ қурултайни тосуп қелиш урунуши хели вақитлар илгирила башланған болуп, уларниң буни ишқа ашуруш йолида қолланған толиму шәрмәндиләрчә васитилири маһийәттә хитай һөкүмитиниң қанчилик пәскәш бир һөкүмәт икәнликини, шундақла уларниң чегра һалқиған зулумлирини йәнә бир қетим дуняға намайиш қилған.

Бүгүнки паалийәтниң иккинчи бөлүми шәрәп меһманлириниң нутуқлириға беғишланған болуп, сабиқ рәис долқун әйсаниң риясәтчиликидә давам қилди. У хитай һөкүмитиниң өлүм тәһдити, хаккерлиқ вә башқа васитиләрни қоллиниш арқилиқ бу қетимқи қурултайни тосуп қелишқа урунушидики сәвәбләр һәққидә тохтилип: “һакиммутләқлик вә диктатура билән тонулған хитай бизниң демократик усулда сайлам өткүзәлигәнликимизни өзлири үчүн бир чоң хирис һес қилмақта” деди. Шуниңдәк бу қетимқи қурултайниң оңушлуқ ечилиши уйғурлар үчүнла әмәс, бәлки демократийә дуняси үчүнму бир қетимлиқ ғәлибә икәнликини көрсәтти.

Шуниңдин кейин бу қетимқи қурултайға қатнишишқа кәлгән вәкилләр дөләт тәвәлики бойичә айрилған гуруппилар асасида қәсәм бәрди һәмдә өзлириниң вәкиллик гуваһнамилирини тапшурувалди.

Йиғин арилиқида радийомиз зияритини қобул қилған долқун әйса нөвәттики мурәккәп вәзийәттә бу қетимлиқ қурултайни йәнила бир қетимлиқ утуқлуқ паалийәт болиду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Қурултай вәкиллиридин д у қ ниң мәслиһәтчиси, уйғур академийәсиниң рәиси, доктор ришат аббасму мушу хилдики қарашта. Униң пикричә, бу қетимқи қурултай һәмкарлиқ, демократийә вә йеңилиқ яритишниң йеңи мисаллиридин болуп қалғуси.

Қурултайниң рәсмий паалийәтлири 25-өктәбир күни башлинидиған болуп, биз бу һәқтә давамлиқ хәвәрләр беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.