25 яшлиқ абдуқадир абдураһман һиҗрәт сәпири үстидә тутулуп 19 йиллиқ кесиветилгән

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2025.01.28
urumchi-ottura-sot-mehkimisi.jpg Үрүмчи шәһәрлик оттура хәлқ сот мәһкимисиниң бинаси. 2009-Йили 12-өктәбир.
AP

Түркийәдә яшаватқан юрти хотәндин болған бир муһаҗир, 2015‏-йили юртидин һиҗрәт үчүн сәпәргә чиқип хитайниң йүннән чеграсиға йеқинлашқанда, бүр түркүм сәпәрдашлириниң тутулуп кәткәнлики, буларниң ичидә гуманиң пиялма йезисидин болған дости абдуқадир абдураһманниңму барлиқи, униңдин та һазирғичә һечқандақ учур алалмиғанлиқини инкас қилған иди. Мухбиримизниң бу инкастики йип учлириға асасән ениқлашлири давамида, абдуқадир абдураһманниң 19 йиллиқ кесиветилгәнлики вә нөвәттә үрүмчидики бир түрмидә җаза муддити өтәватқанлиқи ашкариланди.

Радийомизға учур бәргән бу муһаҗирниң дейишичә, у гума наһийәсиниң пиялма йезисидики бир дости билән бирликтә хотәндин хитайниң йүннән чеграсиға қарап йолға чиққан. Чеграға йеқинлашқанда сәпәрдашлириниң сани 30 дин ашқан. Чеградин өтүштин бир күн аввал, улар мөкүнүп ятқан өйгә уйғур елидин кәлгән сақчилар туюқсиз бесип кирип, 20 нәччә сәпәрдишини тутуп кәткән, пәқәт 5 нәпирила шу күни далдилиниш вә қечиш йоли билән тутқундин аман қалған, әтиси чеградин сақ-саламәт өтүп кәткән. У, шу күни тутулуп кәткән сәпәрдашлири ичидики дости абдуқадир абдураһманниң учурини елиш үчүн көп қетимлап тиришип баққан болсиму, әмма һечқандақ учур алалмиған. Униң йәнә әскәртишичә, абдуқадир абдураһман сәпәр үстидә өйләнгән болуп, аялиму униң билән бирликтә тутуп кетилгән вә из-дерики ғайиб болған.

Биз абдуқадир абураһманниң әһвалини айдиңлаштуруш үчүн, гума наһийәсиниң пиялма йезисидики алақидар сақчи хадимлириға телефон қилдуқ. Пиялмадин телефонимиз қобул қилған бир кәнт сақчиси, өз тәвәликидин бәш кишиниң һиҗрәт сәпиридә тутулуп кесиветилгәнликини ашкарилиди. Йәнә бир кәнт сақчиси, өз кәнтидин түрмидә җаза муддити өтәватқан кишиләр арисида абдуқадир абдураһман дәп бирсиниң барлиқи, униң нөвәттә үрүмчидики бир түрмидә җаза муддити өтәватқанлиқини ашкарилиди.

Униң баянлиридин мәлум болушичә, абдақадир абдураһман уйғур аптоном районлуқ җ х назаритиниң алақидар сақчи хадимлири тәрипидин сәпәр үстидин тутуп келингән. Дейилишичә, абдуқадир абдураһман һиҗрәт сәпири давамида, сәпәрдаш бир ханим билән имам никаһси оқутуп өйләнгән. Хотәндә сот ечилғанда, абдуқадир абдураһман “қанунсиз никаһ оқутқанлиқи” үчүн бәш йиллиқ, һиҗрәт сәпири үчүн 14 йиллиқ болуп, җәмий 19 йиллиқ кесиветилгән. Абдуқадир абдураһманниң кесилгән вақтида 25 яш икәнликини тилға алған мәзкур сақчи хадими, абдуқадир абдураһманниң аялиниңму нөвәттә түрмидә икәнлики, әмма униң җаза муддитидин хәвәрсиз икәнликини әскәртиду.

Илгирики ениқлашлиримизда 2013‏-, 2014 ‏- вә 2015 ‏-йиллири һиҗрәт сәпиригә чиққанларниң зор бир қисимниң сәпәр үстидә тутулғанлиқи, бәзилириниң дәсләптә аяқ басқан дөләтлири тәрипидин хитайға қайтуруветилгәнлики, бәзилири билән сақчилар арисида тоқунуш чиқип етиветилгәнлики ашкариланған иди.

Инкасчи муһаҗирниң дейишичә, абдуқадир абдураһман 1990-йили гума наһийәсиниң пиялма йезисида бир диний зад аилисидә туғулған. Толуқсиз оттурини пүттүргәндин кейин навайлиқ кәспини өгинип, пиялма йезисида навайлиқ дукини ачқан. Бу җәрянда у бәзидә дадисидин өгәнгәнлиригә асасән мәһәллидики кичик балиларға қуран савати бәргән. У, бу иш түпәйли кейинки йилларда һәр қетимлиқ бихәтәрлик тәдбирлириниң иҗраатлири давамида тутуп әкетилип, навайхана дукини нәччә қетимлап тақилип қалған. Ахири у нормал бир тирикчилик йоли вә әркин диний етиқад муһитини издәп чәт әл сәпири үчүн атланғинида, юқириқи қисмәткә дуч кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.