Абдувәли аюп 2024-йиллиқ “тил һоқуқини қоғдиғучилар мукапати” ға еришти
2024.05.24
“хәлқаралиқ тил һоқуқи бирләшмиси” (Global Coalition for Language Rights) 22-май күни 2024-йиллиқ “тил һоқуқини қоғдиғучилар мукапати” (2024 Language Rights Defenders Award)ға еришкүчини елан қилған. Мәзкур орган тил вә кишилик һоқуқ бирләштүрүлгән тәшкилатлар бирләшмиси болуп, бу йиллиқ мукапатини уйғур тилини қоғдаш вә раваҗландуруш үчүн тиним тапмай издиниватқан тилчи, язғучи вә сиясий паалийәтчи абдувәли аюп әпәндигә бәргән.
“хәлқаралиқ тил һоқуқи бирләшмиси” ниң мәзкур мукапат һәққидә бәргән баянатида мундақ дейилгән: “хәлқаралиқ тил һоқуқи бирләшмиси абдувәли аюпниң ‛тил һоқуқини қоғдиғучилар мукапати‚ниң саһиби болғанлиқини мәмнунийәт билән җакарлайду. Абдувәли аюп уйғур паалийәтчи, язғучи вә тилшунас. У һәм хитайда һәм муһаҗирәттә уйғур тилини қоғдаш вә раваҗландуруш үчүн күрәш қилған. У бир тәрәптин муһаҗирәттики уйғур җамаити билән һәмкарлишип изчил ана тил маарипини тәрәққий қилдурушқа һәссә қошқан; йәнә бир тәрәптин, хәлқара мунбәрләрдә уйғур мәсилисини аңлатқан.
Абдувәли аюп ана тил тоғрисида нурғун мақалиләрни язған, ана тил дәрсликлирини түзгән. Уйғур тили өгитиш программилирини тәшкиллигән вә йетәкчилик қилған. Һөкүмәт органлирида тил һоқуқини тәшәббус қилған вә һәр хил иҗтимаий таратқулар арқилиқ һармай-талмай ана тилни қоғдаш тәшвиқат паалийәтлирини елип барған. У йәнә тәшвиқат, һөҗҗәтләштүрүш вә инсанпәрвәрлик ярдәм тәшкилати болған уйғуряр ‛Uyghur Help‚ ни қурған.
Абдувели аюп бу җәрянда түрлүк қийинчилиқларға дуч кәлгән болсиму, бу хизмәттин ваз кәчмигән. У. Уйғур ана тил маарипини күчләндүрүшкә теришқанлиқи үчүн, 2013-йилдин 2014-йилғичә хитайда наһәқ һалда түрмигә ташланған. Түрмидин қутулуп чиққандин кейин, ана юртидин айрилишни таллиған вә һазир норвегийәдә яшимақта. Хәлқаралиқ тил һоқуқи бирләшмиси бу мунәввәр тил һоқуқини қоғдиғучиниң хизмәтлиригә һөрмәт билдүриду. Биз униң ана тилини қоғдаш үчүн елип барған күрәшлириниң техиму көп кишиләрни тил һоқуқи күришигә қатнишишқа илһамландурушини үмид қилимиз, һәмдә кишиләрни бирликтә тиришип, дуняниң һәр қайси җайлирида тил һоқуқи үчүн күрәш қилидиған күчлүк һәрикәт бәрпа қилишқа чақиримиз.”
Абдувәли аюп әпәнди бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “бу мукапат маңа худди бу милләтниң бәхтсизликигә дуняниң бәргән тәсәллисидәк туюлди.”
Сөһбитимизниң тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиләр.