Украинада “уйғурларниң мустәмликә қилиниши вә украинларниң тәқдири” дегән темида сөһбәт елип берилған

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.10.08
abduweli-ayup-1.jpg Абдувәли аюп әпәнди левив китаб йәрмәнкисидә елип берилған “уйғурларниң мустәмликә қилиниши вә украинларниң тәқдири” темидики мәхсус сөһбәт паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили өктәбир, украина.
RFA/Hebibulla Izchi

Украинадики әң чоң китаб мунбири, “ливив китаб йәрмәнкиси” уруш оти ичидики украинада бу йилму йәнә охшашла давам қилған. Бу йил 2-өктәбирдин 6-өктәбиргичә давам қилған бу китаб йәрмәнкисигә норвегийәдики уйғур зиялийси абдувәли аюпму тәклип билән қатнашқан. Абдувәли аюпниң билдүрүшичә, китаб йәрмәнкисидә елип берилған “уйғурларниң мустәмликә қилиниш мәсилиси вә украинларниң тәқдири” дегән сөһбәттә уйғур ирқий қирғинчилиқи вә шәрқий түркистанниң мустәмликә қилиниш җәряни украина тарихи билән селиштурулуп әтраплиқ тонуштурулған. Абдувәли аюпниң билдүрүшичә, у украинаға кириштә чеграда тосувелинған. Әмма у, украина тәрәпкә әһвални чүшәндүргәндин кейин алаһидә меһман сүпитидә украинаға визисиз киргән. Абдувәли аюп әпәнди бу җәрянларниму радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Абдувәли аюп әпәнди левив китаб йәрмәнкисидә. 2024-Йили өктәбир, украина.
Абдувәли аюп әпәнди левив китаб йәрмәнкисидә. 2024-Йили өктәбир, украина.
RFA/Hebibulla Izchi

Украинадики “явромисто” телевизор қанили, 5-өктәбир күни абдувәли аюпни мәхсус сөһбәткә тәклип қилған, шундақла уйғур мәсилисиниң украина уруши билән болған алақиси, украина вә хитай мунасивити шундақла русийә-украина урушиниң узирип кетишидики амиллар һәққидә муназирә елип берилған. Абдувәли аюп, украина хәлқигә бу телевизор қанилидин “украиналиқларниң сетивалған һәр бир долларлиқ хитай мели әмәлийәттә украиналиқларға етилған бир тал оқниң пули икәнликини” тәкитлигән.

 Бу мунасивәт билән биз бу паалийәтни тәшкиллигүчи тәрәптин мухбир тарас йәтсенко билән телефон зиярити елип бардуқ. У, өзиниң бу һәқтики көз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Абдувәли аюп әпәнди левив китаб йәрмәнкисидә елип берилған “уйғурларниң мустәмликә қилиниши вә украинларниң тәқдири” темидики мәхсус сөһбәт паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили өктәбир, украина.
Абдувәли аюп әпәнди левив китаб йәрмәнкисидә елип берилған “уйғурларниң мустәмликә қилиниши вә украинларниң тәқдири” темидики мәхсус сөһбәт паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили өктәбир, украина.
RFA/Hebibulla Izchi

У мундақ дәйду “биз уйғурларни наһайити яхши билимиз, әмма мәнчә украина уруши болсун, яки уйғур қирғинчилиқи болсун, яки асиядики йүз бериватқан башқа мәсилиләр болсун демократийәниң бүгүнки күндә аҗиз қалғанлиқидин болуватиду. Биз шуни чоқум билишимиз керәкки, мустәбит һакимийәтләр техиму көп һоқуққа еришиватиду. Украинада йүз бәргән ишлардин асияда йүз бәргән ишларғичә бир биригә тәсир көрситиду. Мисали русийә украинларни қириватқан вә украинаға таҗавуз қилғанда ишләткән қораллар вә униң оқ запчаслири хитайдин келидиғанлиқини билимиз”.

Абдувәли аюп бу һәқтә өзиниң телевизийә қанилида оттуриға қойғанлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлишип, украина-русийә урушидики хитайниң роли, хитайниң икки йүзлүк сиясити вә хитай мелини украинада немә сәвәбтин байқут қилиш керәклики һәққидики көз қарашлири вә дәлилләр арқилиқ, украина хәлқини вә һөкүмитини уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишқа чақириқ қилғанлиқини билдүрди.

Абдувәли аюп әпәнди левив китаб йәрмәнкисидә. 2024-Йили өктәбир, украина.
Абдувәли аюп әпәнди левив китаб йәрмәнкисидә. 2024-Йили өктәбир, украина.
RFA/Hebibulla Izchi

Левив китаб йәрмәнкиси шәрқий явропадики әң ават мәдәнийәт паалийәтлириниң бири болуп, украинаниң левов шәһиридә 1994-йилидин башлап өткүзүлүп кәлмәктә. Бу қетимқи йәрмәнкигә дуняниң һәр қайси тәрипидин нәшриятлар, украина вә чәт әл язғучилири, ахбарат саһәсидикиләр қатнишип, тарих, әдәбият, шеир, илим-пән, уруш, сиясәт, әркинлик, ахбарат, маарип, хәлқ һаяти вә башқа темиларни чөридигән һалда китаб тонуштуруш вә дунядики мәвҗут мәсилиләр һәққидә мулаһизә елип барған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.