Профессор алимҗан инайәт: “абдухалиқ уйғур трагедийәси тәкрарланмақта”
2023.03.15

От йүрәк шаир абдухалиқ уйғур 1933-йили 3-айниң 13-күни сәпдашлири билән биллә шиң шисәй тәрипидин җадуға бесилип турпанда қәтли қилиниду. Абдухалиқ уйғур һәққидә йезилған тарихи материялларға асасланғанда, у өлтүрүлүш алдида “яшисун әркинлик!”, “яшисун азадлиқ!” дәп яңрақ шоар товлап әркинликниң өлүмдин үстүн икәнликини өлүм алдидики мәрданилиқи билән җакарлайду. Шаир абдухалиқ уйғур ашу вақитта 32 яш иди.
Шаир әйни дәврдә мустәбит һакимийәткә қарши қәлими арқилиқ хәлқни ойғатқан болуп, бу әйни дәврдики һакимийәтни қаттиқ әндишигә салған. У әйни вақитта йирақни көрәрлик билән кәскин қилип мундақ дегән:
“келиду бир күн пушайман қилисән.
Тәктигә гәпниң шу чағда йетисән.
‛хәп! . . ‚ десәң у чағ үлгүрмәй қалар,
Шундила уйғур сөзигә тән берисән.”
( 1921-Йили турпан)
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди абдухалиқ уйғур трагедийәси һәққидә зияритимизни қобул қилди. Алимҗан әпәнди әйни замандики уйғурларниң бешиға кәлгән трагедийә вә нөвәттә давамлишиватқан трагедийәләр һәққидә әтраплиқ тохталди. У алди билән абдухалиқ уйғурниң дүшмәнгә қилчә боюн әгмәстин яшиған қисқа һаятини әсләп өтти.
Аз кәм бир әсирдин кейин йәнә охшаш, хәлқни ойғақ тутуп туруватқан уйғур язғучи-шаирлар түрмиләргә ташланди. Лагерларға солинип из-дерәксиз ғайиб қиливетилди. Һәтта бәзилири еғир қийин-қистақларда җан үзди.
Өзгичә, ойғақ пикирлири билән уйғур җәмийитидә һөрмәткә сазавәр болған язғучи шаирлар уйғур җәмийитиниңла диққитини тартип қалмастин хитай һөкүмитиниңму тутқун қилиш обйекти болғаниди.
Модернист шаир вә язғучи пәрһат турсунниң 16 йиллиқ кесилгәнлики, нөвәттә атуштики ағу түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқи радийомиз тәрипидин дәлилләнгәниди. “уйғур әдәбият дәрслики” сәвәблик тутқун қилинған вә еғир җазаға һөкүм қилинған маарип назаритиниң сабиқ назири саттар савут вә 15 йиллиқ муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинған язғучи ялқун рози, 2017-йили радийомизниң тәкшүрүп ениқлашлири давамида кесилип болғанлиқи вә нөвәттә түрмидә җаза муддитини өтәватқанлиқи ашкариланған хәлқарада тонулған фолклоршунас раһилә давут қатарлиқлар әнә шуларниң җүмлисидиндур.
Алимҗан инайәт әпәнди бу һәқтә тохтилип, хитай һакимийити бир тәрәптин әдәбиятни тәшвиқат қорали сүпитидә ишләткән болса, мунәввәр язғучи-шаирларни контрол қилишқа, һәтта йоқитишқа урунуватқанлиқини әскәртти.
Америка қәләмкәшләр җәмийити елан қилған 2020-йиллиқ “йезиш әркинлики көрсәткүчи” доклатида көрситишичә, хитай язғучи, зиялий вә тәтқиқатчилар әң көп қамалған дөләт қатаридин орун алған болуп, мәзкур доклатқа қамақтики 40 нәпәр уйғур зиялийси киргүзүлгән.
Түркийәдики уйғур ана тил тор мәктипиниң мудири, шаир муйәссәр абдуләһәд хәндан ханим оқуғучилириға абдухалиқ уйғур һәққидә мәхсус дәрс орунлаштурған. У зияритимизни қобул қилип, балиларға қәһриман әҗдадлирини тонутушниң муһимлиқни тәкитлиди.
Алимҗан инайәт әпәнди ахирда муһаҗирәттики уйғур язғучи-шаирларниң миллити алдидики мәсулийитиниң еғир икәнликини тәкитлиди.