Уйғур дәвасиниң актип қоллиғучиси, адвокат иляс доған әпәнди аләмдин өтти
2024.11.07

Түркийәдә тонулған қануншунас, уйғур дәвасиниң садиқ қоллиғучиси, адвокат, әнқәрәдики һаҗи байрам вәли университетиниң пирофессори иляс доған әпәнди 10-айниң 26-күни әнқәрәдә аләмдин өтти. Униң вапати түркийәниң қануншунаслиқ саһәсидикиләрни, шундақла уйғурларни матәмгә чөмдүрди.
Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси долқун әйса, түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә бир қисим уйғурлар иҗтимаий таратқуларда баянат елан қилип, өз тәзийәлирини билдүрди.
Д у қ сабиқ рәиси долқун әйса әпәнди тәзийә хетидә мәрһум иляс доғанниң вапатидин чоңқур қайғуға чөмгәнликини билдүрди. У мәрһум иляс доғанниң шәхсән өзиниң түркийәгә кириш чәклимисини әмәлдин қалдуруш сотида, шундақла түркийәдә хитайниң зиянкәшликигә учриған уйғурларниң қануний рәсмийәтлирини беҗириш вә сот ишлирида актип хизмәт қилған адвокат икәнликини, униң вапатиниң уйғурлар үчүн зор йоқитиш болғанлиқини билдүрди.
Иляс доған әпәнди кесәллик сәвәби билән 61 йешида аләмдин өткән. У һаят вақтида узун йиллар университетларда қанун кәспи бойичә оқутқучилиқ қилған һәмдә адвокатлиқ ишханиси ечип адвокатлиқ қилған. У, оқуғучи вақитлиридин тартипла уйғур дәвасиға көңүл бөлүп кәлгән. 2017-Йили хитай һөкүмити уйғур елидә милйонлиған уйғурларни лагерға солап, түркийәдики уйғурларниң аилиси вә уруқ-туғқанлири билән болған алақилирини үзүвәткәндин кейин, адвокат иляс доған әпәнди уйғурларни қоллап хитай әлчиханиси алдида мәхсус баянат бәргән иди. У йәнә д у қ рәиси долқун әйса әпәндигә қоюлған виза чәклимисини бикар қилиш үчүн, 2020-йили 11-айда түркийә һөкүмитини сотқа бәргән иди. Шуниңдин кейин әнқәрә биринчи мәмурий сот мәһкимиси долқун әйсаниң түркийәгә кириш чәклимисини бикар қилған болуп, түркийә көчмәнләр идариси бу һәқтә 2021-йили 6-сентәбир күни иляс доғанға рәсмий хәт әвәткән иди. Бу хәттә долқун әйса әпәндиниң түркийәгә кириш чәклимисиниң пүтүнләй бикар қилинғанлиқи йезилған. Әпсуски, сот қарари чиқип 2 күндин кейин, түркийә ички ишлар министирлиқи иккинчи қетим йәнә долқун әйсаға виза чәклимиси қойғанлиқини елан қилған, шундақла долқун әйсани әнқәрә айродурумидин қайтурувәткән иди. Долқун әйса әпәнди радийомиз зиярити җәрянида шу вақиттики һес-туйғулирини аңлармәнләр билән ортақлашти.
Адвокат иляс доған әпәнди лагер қурбанлириниң түркийәдики пәрзәнтлири, йәни уйғур яшлири әнқәрә вә истанбулдики хитай әлчиханиси алдида намайиш қилип түрк сақчилириниң тосқунлуқиға учриғанда, һәтта хитай пуқраси болған бәзи уйғурлар тутқун қилинған вақтида, уларниң адвокатлиқини һәқсиз өз үстигә елип, күч чиқарған иди. “лагер қурбанлири мунбири” ниң мәсули мәдинә назим ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, адвокат иляс доған әпәндиниң уйғурларға көрсәткән ярдәмлирини тилға алди.
Түркийә һөкүмити 2017-йили уйғурларға узун муддәтлик иқамәт бериш, йәни түркийәдә узун муддәт туруш кинишкиси бериш бәлгилимисини чиқарған иди. Бу бәлгилимигә асасән түрк қан системисидин болған кишиләр өзиниң түркий милләт икәнликини испатлайдиған һөҗҗәтләрни тапшурса, уларға узун муддәтлик иқамәт берилип кәлгән иди. Бу бәлгилимидә 2017-йили 1-айниң 1-күнидин бурун түркийәгә кәлгән уйғурларниң бу сиясәттин бәһримән болалайдиғанлиқи көрситилгән. Бу бәлгилимигә бинаән уйғурларниң көпигә иқамәт берилгәндин сирт, көп сандики уйғурларға түркийә вәтәндашлиқиму берилгән иди. Һалбуки, кейинчә бәзи уйғурларниң вәтәндашлиқ илтимасиниң рәт қилинғанлиқи уйғурларни әнсизликкә салған иди. Мана мушундақ бир пәйттә, иляс доған әпәнди йәнә оттуриға чиқип, вәтәндашлиқ илтимаси рәт қилинған уйғурларниң түркийә пуқраси болушиға көп ярдәм бәргән иди. Бу һәқтә түркийәдики уйғур адвокат җәвлан ширмәмәт әпәнди мәлумат берип өтти.
Иляс доған әпәнди, 2017-йили лагер мәсилиси оттуриға чиққандин кейин, буни изчил һалда түркийәниң күнтәртипидә тутуп турушқа тиришқан иди. 2021-Йили 2-айниң 11-күни уруқ-туғқанлири билән алақиси үзүлүп қалған уйғурларни қоллаш вә уларниң авази болуш үчүн хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң алдида мәтбуат баянатини оқуп һөкүмәтни тәнқидлигән, шундақла “бу мәсилигә қарита сүкүттә туруш, келәчәктә түркийә җаваб берәлмәйдиған тарихий хаталиқ болуп қалиду” дегән иди.
Мәрһум иляс доған әпәнди 1982-йили түркийәниң сакаря вилайитидики арифийә толуқ оттура мәктипини пүттүргән. У әнқәрәдики ғази университетиниң қануншунаслиқ факултетини пүттүргәндин кейин, таки вапат болғучә бу университетта оқутқучи болуп ишлигән. У һаятида 21 китаб вә көп санда мақалә язған болуп, буниң ичидә бәзи китаб вә мақалилири мәхсус кишилик һоқуқ темисида икән.