Ака ука мусабайофларниң атуш ексақтики һәйкили чеқиветилгән
2024.10.15
Уйғур йеңи маарипиға асас салған, 1930-1940-йиллардики икки қетимлиқ шәрқий түркистан миллий инқилабиға маддий вә мәниви һәссә қатқан бавудонбай мусабаюп вә һүсәнбай мусабайофларниң атуш ексақтики һәйкили чеқиветилгән. Бу учур атуш вә қәшқәрдики алақидар даириләр тәрипидин дәлилләнди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған пирограммиси диққитиңларда болиду.
1980-Йиллардики хитайниң уйғур сияситидики өткүнчи юмшаш дәвридә, уйғур хәлқи җүмлидин вәтәнпәрвәр зиялийлар, милләтпәрвәр мәмури кадирлар вә сахавәтчи тиҗарәтчиләрниң һәмкарлиқида тарихтики уйғур сәркилириниң һәйкәллири турғузулған вә бу арқилиқ яш әвладларға миллий аң вә роһ сиңдүрүшниң чәклик болсиму бир йоли ечилғаниди. Мана бу җәһәттики әмгәкләрниң нәтиҗилиридин бири сүпитидә, 1990-йилларда атуш ексақта ака-ука мусабайофларниң һәйкили қәд көтүргәниди.
Лекин, алдинқи йили твиттирда чиққан бир учурда баян қилинишичә, мусабайофларниң ексақтики һәйкили чеқип ташланған. Норвегийәдики уйғуряр фондиниң ениқлишичә, мусабайофларниң һәйкәллири 2018-йили чеқиветилгән.
2017-Йили башланған чоң тутқунға әгишип уйғур елидә йүргүзүлгән һәддидин зиядә учур чәклимиси сәвәбидин, мәзкур хәвәр йип учлири үстидики ениқлашлиримиз икки йилдин артуқ вақит давам қилди. Өткән һәптә телефонимизни қобул қилған атуш шәһәрлик сақчи идарисиниң аммиви алақә хадими, дәсләптә, һәйкәлләрниң мәвҗут икәнликини вә зиярәт қилишқа болидиғанлиқини баян қилди. Биз җәмийәттә тарқалған һәйкәлләрниң чеқилғанлиқи һәққидики учурларни бу хадимниң сәмигә салғинимиздин кейин, у өзи еришкән учурниң мәнбәсини йәни қизилсу қирғиз аптоном областлиқ җамаәт хәвпсизлик идарисиниң алақидар мәсул хадиминиң алақә номурини тәминлиди. Алақидар мәсул хадим, мусабайофларниң қәбрисиниң мәвҗут икәнлики, әмма һәйкилиниң чеқиветилгәнликини ашкарилиди.
У йәнә мусабайофларниң қәбрисиниң пәқәт уруқ-туғқанлириниң зиярәт қилиши үчүнла мәвҗутлуқи, мәхсус хатирә сарийи йоқлуқини тилға алди. 1990-Йилларда мәзкур һәйкәлләрни зиярәт қилған, нөвәттә норвегийәдә яшаватқан тәтқиқатчи абдувәли аюпму, чәклимиләр сәвәбидин әйни йилларда бир хатирә сарийи селишқа мумкин болмиғанлиқи, пәқәт мусабайофлар 19-әсирдә өзлири ачқан иксак пәнни мәктипиниң орнидики ексақ башланғуч мәктипидә уларниң һәйкәллири барлиқини баян қилди.
Мәзкур сақчи хадими, һәйкәлләрниң немә үчүн чеқилғанлиқи һәққидики соаллиримизға җаваб бәрмиди.
Абдувәли аюп, хитайниң мусабайофларниң һәйкилидин немә үчүн биарам болғанлиқи һәққидә тохтилип, мусабайофлар вә турпандики муһитилар аилисиниң шәрқи түркистан җумһурийитиниң қурулушида ойниған тарихий роллирини баян қилип өтти.