Атушлуқ икки ака-ука мәһбус күнәсниң қарабуғра түрмисидә сирлиқ бир вәқә сәвәблик җан өзгән

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2024.05.24
urumchi-3-turme.jpg Даванчиңдики 3-номурлуқ түрминиң дәрвазиси. 2021-Йили 23-апрел.
AP

Қарабуғра түрмиси күнәс наһийәсидики әң кона бир түрмидур. 2017-Йилдин кейин бу түрмә техиму кеңәйтилгән вә уйғур елиниң һәммә җайлиридин мәһбуслар елип келингән. Мәлум болушичә бу түрмидә, мушу айниң бешида сидиқҗан абликим вә абләһәт абликим исимлик икки ака-ука мәһбус җан үзгән, төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған пирограммиси диққитиңларда болиду.

Илиға қарита телефон зиярәтлиримиз давамида, күнәс наһийәсидә сақчи саһәсидә хизмәт қиливатқан, әмма өзини ашкарилашни халимиған бир хадим, қарабуғра түрмисидин икки кишиниң җәсити чиққанлиқи вә җәсәт юртиға елип меңилғанда, өзлириниң җәсәт машиниси өтидиған йолларда бихәтәрлик хизмити ишлигәнликини ашкарилиди. Униң дейишичә, шу күнки икки җәсәтниң ака-укиларниң җәсити икәнлики униң диққитини тартқан. Өлгүчиләрниң кимликлири вә өлүм сәвәбини сораш униң хизмәт даирисидә болмиғанлиқи үчүн, бу һәқтә өз башлиқидин мәлумат сориялмиған. Әмма бу ака-укиларниң охшаш күндә җан үзгәнликигә қарап, уларниң чоқум мәлум вәқәдә өлгәнликини пәрәз қилған. Йәнә бир нәччә күн өткәндин кейин, у хизмәтдашлириниң еғизидин шу җәсәт чиқиштин, бир күн бурун қарабуғра түрмисиниң әмгәк мәйданида, сақчилар билән мәһбуслар арисида тоқунуш йүз берип икки мәһбусниң өлгәнлики һәққидә гәп тарқалған.

 Униң дейишичә, бу учурлар рәсмий йиғинда уқтурулмиған, вәқә ечинишлиқ болғанлиқи үчүн, мәхпий тутулушиға қаримай күнәстики сақчи хадимлири арисида қулақтин-қулаққа тарқалған.

 Биз или области вә күнәс наһийәсидики алақидар органларға телефон қилип, бу вәқә һәққидики учурниң тоғра хаталиқини сүрүштә қилдуқ. Хадимлар түрмидики һәрқандақ бир ишниң мәхпий болидиғанлиқини тәкитләп, бу һәқтә мәлумат беришни рәт қилди. Күнәс наһийәлик түрмә башқуруш идарисидики бир хадим, вәқә һәққидә өзи мәлумат бәрмигән болсиму, қарабуғра түрмисидә бу хил вәқәләрдин хәвәрдар бир хадим билән алақилишишимизға васитичи болди. Бу хадим телефонимиз бағланған һаләттә қара буғра түрмисидики хадим билән үндидар арқилиқ сөзләшти. Уларниң сөһбитидин мәлум болушичә, икки ака-ука қарабуғра түрмисидә җан үзгән. Сөһбәт давамида, түрмә хадими икки ака-укиниң кесәл сәвәбидин өлмигәнликини вә өлүм сәвәбини пәрдазлашқа тоғра келиватқанлиқини әскәртти.

 Биз арқидин бу түрмә хадими билән биваситә алақиләштуқ. Өзиниң 25 йилдин буян қарабуғра түрмисидә ишләватқанлиқини тилға алған бу хадим, өлгүчиләрниң акисиниң исми сидиқҗан, инисиниң исми абләһәт икәнликини ашкарилиди. У йәнә бу ака-укиларниң юртиниң атуш икәнликиниму ашкарилиди.

 Өзини ашкарилашни халимиған сақчи хадимниң хизмәтдашлиридин аңлишичә, әмгәк мәйданида, акисиниң путидин сөрәп елип меңиливатқанлиқини көргән иниси сақчиға етилип келип акисини сақчиниң қолидин аҗратқан, бу чағда бу сақчи билән икки ака-ука арисида дәсләптә тартишиш-сөришиш, арқидин тоқунуш келип чиққан, маҗираға арилашқан үчинчи бир сақчи, ака-ука мәһбусқа қарита оқ чиқирип, иккисиниң һаятиға хатимә бәргән. Дейилишичә, бу қарабуғра түрмисигә тәвә бир көктат етизлиқида йүз бәргән.

 Ениқлашлиримизда, ака-ука мәһбусларниң исимлири мәлум болған болсиму, уларниң тутулуш вә кесилиш сәвәблири мәлум болмиди. Илгирики ениқлашлиримизда, мисирдин қайтурулған бир қанчә оқуғучиниң юрти атушта сотлинип, күнәс қарабуғра түрмисигә йолланғанлиқи мәлум болғаниди. Ениқлашлиримизда йәнә уларниң өлүм учури дәлилләнгән болсиму, өлүмигә сәвәб болған тоқунушниң җәряни һәққидики учурлар техи дәлилләнмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.