Алмутада мәһмуд қәшқәриниң “диван луғәт-тит түрк” намлиқ әсири йезилғанлиқиниң 950 йиллиқи хатириләнди

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2024.06.28
mexmut-qeshqiri-heykel.jpg Уйғур филологи мәһмуд қәшқәри (мәһмуд кашиғәри) ниң мәқбәриси. 2015-Йили 11-сентәбир, опал.
wikipedia.org

22-Июнда қазақистанниң алмута шәһиридә “мәһмуд қәшқәриниң ‛диван луғәт-тит түрк‚ намлиқ әмгикиниң йезилғанлиқиға 950 йил – заманиви әһмийити” мавзусида тор арқилиқ хәлқара илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. Бу паалийәт “юнеско” ниң өткән йили елан қилған “2024-2025-йилларда мәһмуд қәшқәриниң ‛диван луғәт-тит түрк” әсириниң 950 йиллиқини хатириләш паалийәтлирини өткүзүш қараридин келип чиққан иди.

Шу мунасивәт билән дуняниң аммиви ахбарат васитилиридиму хәвәрләр елан қилинмақта. Шуларниң бири қазақистанниң “24” йеңилиқлар пирограммисида аңлитилған “бишкәктики алимлар мәһмуд қәшқәриниң түркий йилнамисиниң муһимлиқини муһакимә қилди” намлиқ мақалидур.

Униңда мундақ дейилгән: “түркий әллириниң алимлири қәдимий тил енсиклопедийәсиниң муһимлиқини муһакимә қилиш үчүн бишкәктә илмий муһакимә йиғиниға йиғилди. ‛диван луғәт-тит түрк‚ шу тарихтики түркий тиллириниң тунҗи қамусидур. Китабта тилға елинған сөз вә аталғулар саниниң көплүки түпәйли алимлар бу илмий әмгәкни түркий тилиниң енсиклопедийәлик луғити дәп атайду.” мақалида йәнә ейтилишичә, түрк академийәсиниң пирезиденти шахин мустафайеф мундақ дегән: “у биз үчүн пәқәт тарихий ядикарлиқ сүпитидила әмәс, бәлки хәлқлиримизни мәдәнийәт, тилшунаслиқ вә тил җәһәттин бириктүрүш үчүнму муһимдур. У һәм бизниң келәчикимиз үчүнму, яшлиримизни тәрбийәләш үчүнму муһим, сәвәби бу ядикарлиқ түркий тилиниң қанчилик бай вә муһимлиқини көрситип бәргән.”

22-Июнда қазақистанниң алмута шәһиридә “мәһмуд қәшқәриниң ‛диван луғәт-тит түрк‚ намлиқ әмгикиниң йезилғанлиқиға 950 йил – заманиви әһмийити” мавзусида тор арқилиқ хәлқара илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. 2024-Йили 22-июн, алмута.
22-Июнда қазақистанниң алмута шәһиридә “мәһмуд қәшқәриниң ‛диван луғәт-тит түрк‚ намлиқ әмгикиниң йезилғанлиқиға 950 йил – заманиви әһмийити” мавзусида тор арқилиқ хәлқара илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. 2024-Йили 22-июн, алмута.
RFA/Oyghan

Алмутада тор арқилиқ  өткүзүлгән бу илмий муһакимә йиғини җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизидики алимлар, маарип вә әдәбият кеңәшлири, шуниңдәк қазақистан уйғур яшлар бирлики тәрипидин уюштурулди. Униңға түркийә, өзбекистан, қирғизистандин, қазақистан қатарлиқ әлләрдин тонулған алимлар, җәмийәтлик тәшкилатларниң  вәкиллири, маарип саһәсиниң мутәхәссислири, язғучилар вә башқилар иштирак қилди.

Илмий муһакимә йиғиниға бийологийә пәнлириниң доктори, академик, алимлар кеңишиниң рәиси мәсимҗан веләмоф риясәтчилик қилди.

Униң кириш қисмида сөзгә чиққан қазақистан пирезиденти йенидики миллий қурултай  әзаси шаһимәрдан нурумоф, қазақистан хәлқи бирләшмиси кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси долқунтай абдухелил, “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири, қазақистан хәлқи бирләшмисиниң әзаси ершат әсмәтоф вә башқилар мәһмуд қәшқәриниң әсириниң дуняви әһмийитини, уни тәтқиқ қилишта алимларниң көп әмгәк қиливатқанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Илмий муһакимә йиғинида истанбул бәйкәнт университети түрк тили вә әдәбияти бөлүминиң башлиқи, дотсент мәғпирәт камал “улуғ туркийшунас алим, пәйласоп, филолог, тарихчи, етнограф, җуғрапийәчи мәһмуд қәшқәри тоғрисида қисқа мәлуматлар”, истанбул университети әдәбият факултетиниң дотсенти раһилә қәшқәрли “дунявий әһмийити зор ‛диван луғәт-тит түрк‚  тоғрисида қисқичә чүшәнчә” намлиқ мақалилирини оқуп өтти. Йиғинда йәнә қазақистан пән вә алий билим министирлиқи сулейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти қармиқидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори, пирофессор рисаләт кәримова “мәһмуд қәшқәриниң шәрқий түркистан тоғрилиқ ейтқанлири”, қирғизистанлиқ алим, филологийә пәнлириниң доктори, пирофессор сәйпулла абдуллайеф “түркий тиллар синтаксисиниң гөһәрлири”, өзбекистан дөләт университетиниң дотсенти, тарих пәнлириниң доктори бәһромҗан хәйнәзәроф “өзбекистанда мәһмуд қәшқәриниң илмий мирасиниң  тәтқиқати” мавзулирида доклатлар оқуп өтти.

22-Июнда қазақистанниң алмута шәһиридә “мәһмуд қәшқәриниң ‛диван луғәт-тит түрк‚ намлиқ әмгикиниң йезилғанлиқиға 950 йил – заманиви әһмийити” мавзусида тор арқилиқ хәлқара илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. 2024-Йили 22-июн, алмута.
22-Июнда қазақистанниң алмута шәһиридә “мәһмуд қәшқәриниң ‛диван луғәт-тит түрк‚ намлиқ әмгикиниң йезилғанлиқиға 950 йил – заманиви әһмийити” мавзусида тор арқилиқ хәлқара илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. 2024-Йили 22-июн, алмута.
RFA/Oyghan

Радийомиз зияритини қобул қилған филологийә пәнлириниң доктори, пирофессор сәйпулла абдуллайеф әпәнди мәһмуд қәшқәри әмгикиниң қирғизистанда кәң даиридә муһакимә қилинип келиватқанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “шуниму ейтип өтүш керәкки, мәһмуд қәшқәриниң қәлимигә мәнсуп йәнә бир әсәр бар. У болсиму  “китаби җаваһир ан-нәһв фи луғәт ат-түрк” дегән әсәрдур. Бу әсәр тоғрилиқ алим өзи мәлумат бериду, әмма бу әсәр тепилмай қалған. Шундақтиму биз мәһмуд қәшқәриниң ‛изи‚ билән меңип вә илһамлинип, бу бошлуқни толтурушқа  һәрикәт қилип бақтуқ. Буниңда биз  ‛диван луғәт-тит түрк‚ ниң методологийәсидин пайдиландуқ. Нәтиҗидә тәтқиқатимизниң йәкүни сүпитидә уйғур вә башқа түркий тилларға тәәллуқ болған тил бирликлири синтаксемилар системисини ечип, уни тәсвирләп чиқтуқ. Синтаксемилар әнәниви җүмлиләр вә уларниң түрлири әмәс. Улар түркий тиллар синтаксисиниң һәқиқий җәвһәрлиридур. Чүнки уларға асасән түркий тилларда сөзлигүчиләр бу дунядики барчә шәйиләр тоғрилиқ өз ой-пикирлирини вә тәсәввурлирини билдүрәләйду. Уларниң асасида нутуқта сансиз җүмлә вә ибариләр пәйда болуши мумкин. Шундақ қилип, мәһмуд қәшқәриниң ‛изи‚ билән маңғанда мана мушундақ илһам вә нәтиҗиләргә еришкили имканийәт туғулди.”

Абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң шәрқ филологийәси вә тәрҗимә бөлүминиң дотсенти, филологийә пәнлириниң кандидат доктори руслан арзийеф әпәнди қазақистандики оқутуш уйғур тилида йүргүзүлидиған мәктәпләрдә мәһмуд қәшқәрини оқутуш тоғрилиқ тохтилип, мундақ деди: “қазақистан мустәқиллиқ алғандин кейин, билим бериш саһәсидә чоң өзгиришләрни елип барди. Мустәқиллиқниң дәсләпки йиллиридики иқтисадий қийинчилиқларға қаримай, қазақистан наһайити көп миқдарда мәбләғ аҗритип, мустәқил әлниң йеңи әвладлирини тәрбийәләп чиқишни мәқсәт қилған билим бериш пирограммилирини ишләп чиқти. Мушу пирограммилар асасида йезилған дәрсликләрни “йеңи әвлад дәрсликлири” дәп аталди. Мәзкур пирограммиларда ана тилиға алаһидә әһмийәт берилгән болуп, бурун бу пән 9-синипқичә оқутулған болса, йеңи пирограмма бойичә 10-11-синиплардиму өтүлидиған болди. 5-8-Синипларда уйғур тилиниң гирамматикиси системилиқ түрдә берилгән болса, 9-синипта уйғур тилиниң башқа түркий тиллар билән охшашлиқлири вә пәрқлири; уйғур тилиниң тарихиға мунасивәтлик қәдимий түрк вә уйғур йезиқида йезилған ядикарлиқлар; уйғур тилиниң истилистикиси; уйғур тили шевилири өтүлди. 10-11-Синип дәрсликлири пирограммиға бағлиқ иҗтимаий-гуманитарлиқ вә тәбиий-математикилиқ йөнилишләрдә йезилди.”

Руслан арзийеф сөзини давам қилип, йәнә мундақ деди: “иҗтимаий-гуманитарлиқ йөнилиштә йезилған 10-синип ‛уйғур тили‚ дәрсликидә натиқлиқ сәнити, уйғур тилиниң имла вә тәләппуз қаидилири, уйғур тилиниң луғәт тәркиби, уйғур тилиниң луғәтчилики, уйғур тилиниң нутуқ әдәблиригә охшаш бөлүмләр берилди. Уйғур тилиниң луғәтчилики бөлүмидә мәһмуд қәшқәри вә униң улуғ әмгики ‛диван луғәт-тит түрк‚ тәпсилий тонуштурулди. 280 Бәтлик дәрсликниң атмишқа йеқин  бети биваситә ‛диван луғәт-тит түрк‚ кә беғишланған.”

Игилишимизчә, дуняниң көплигән әллири, шу җүмлидин оттура асияниң болупму қазақистан, қирғизистан, өзбекистан җумһурийәтлиридә яшаватқан алимлар өзлириниң түркий хәлқләрниң тили вә әдәбияти һәққидики тәтқиқатлирида пат-патла мәһмуд қәшқәриниң әнә шу “диван луғәт-тит түрк” әмгикигә мураҗиәт қилишни әнәнигә айландурған. Бу җәһәттә улар мәһмуд қәшқәри әмгикиниң дуняви әһмийитини алаһидә тәкитлимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.