Долқун әйса: “хитайдин һесаб елишта сот билән дипломатийәниң һәр иккиси муһим”

Мухбиримиз җәвлан
2022.08.18
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Dolqun-Eysa-Omer-Qanat-Amerikaning-Argentina-Elchisi Долқун әйса вә өмәр қанат, американиң аргентинанада турушлуқ баш әлчиси марк стәнлиниң өйидә. 2022-Йили 17-авғуст, аргентина боенус-айрес
Photo: RFA

 

8-Айниң 17-күни, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат, хәлқара қанун адвокати майкол поләк қатарлиқлар аргентина җинайи ишлар сотиға хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайити үстидин әрз сунған болуп, шу күни американиң аргентинанада турушлуқ баш әлчиси марк стәнли (Mark R. Stanley) Уларни өйигә тәклип қилип, бу қетим аргентина сотиға сунулған әрз вә уйғурларниң һәқ-һоқуқ дәвасиниң хәлқаралиқ тәрәққияти, шундақла америкиниң бу ишта ойнайдиған роли қатарлиқлар үстидә сөһбәтләшкән.

Долқун әйса бу көрүшүш һәққидә тивиттердин учур берип мундақ дегән: “американиң аргентинада турушлуқ баш әлчиси марк стәнли бизни боенос-айристики өйидә қизғин күтүвалди, биз қандақ хәлқара һәмкарлиқ вә әмәлий һәрикәт арқилиқ уйғурлар үчүн хитайдин һесаб алалаймиз дегән мәсилидә музакириләштуқ. Дуняда бизни қоллайдиған достлиримиз билән көрүшүш бизни бәкму үмидләндүрди”.

Долқун әйса әпәнди радийомизға қилған сөзидә бу баш әлчи билән болған көрүшүшниң наһайити яхши болғанлиқини билдүрди.

Өмәр қанат бу көрүшүш һәққидики тәсиратини тиветтирда билдүрүп, американиң аргентинада турушлуқ баш әлчисигә рәһмәт ейтқан вә: “аргентинадики сот арқилиқ хитайдин һесаб сораш тиришчанлиқимиз давам қиливатқан бу күнләрдә, хәлқара җәмийәтниңму һәқ-адаләт үчүн қандақ тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрүш пурситимиз болди” дегән.     

8-Айниң 18-күни, американиң аргентинада турушлуқ баш әлчиси марк стәнлиму өз һесабида инглизчә вә испанчә тивиттер йоллап мундақ дегән: “биз дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири билән көрүшүп, уларниң шинҗаңдики уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләргә елип бериливатқан ирқи қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтни тохтитишқа чақириқ қилиш әһвалидин техиму көп хәвәрдар болдуқ. Америка һөкүмити уйғурларниң кишилик һоқуқ вә инсанлиқ шәрипини қоғдаш күришигә давамлиқ ярдәм бериду”.

Долқун әйса әпәнди бу көрүшүшниң әһмийити һәққидә тохтилип: “баш әлчи марк стәнли билән болған бу көрүшүш бу қетим аргентина сотиға сунулған әрзимиз  үчүн күчлүк илһам болди, бизгә ғәйрәт-җасарәт беғишлиди” деди.  

8-Айниң 17-күни, долқун әйса, өмәр қанат қатарлиқлар йәнә аргентинадики йәһудий тәшкилатлар вә йәһудий затлиридин раби дияго апрел (Diego Ariel) билән көрүшкән.  Дияго апрел ирқий қирғинчилиққа қарши туруш күришидә уйғурлар билән бир сәптә туридиғанлиқини билдүргән.

Долқун әйса әпәнди хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитини сотқа тартишта сот билән дипломатийәдин тәң пайдилиниш керәкликини, хитай һөкүмити билән йеқин болған аргентина һөкүмитиниң бу сотқа мудахилә қилишини азайтиш үчүн сиясийонлар, аммиви тәшкилат рәһбәрлири вә диний даһийлар билән кәң учришип, уларниң қоллишини қолға кәлтүрүш керәкликини билдүрди.  

Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, аргентина өз вақтида натсистларниң ирқий қирғинчилиқидин қечип кәлгән йәһудийларға панаһлиқ бәргән дөләт болуп, бу йәрдики сотму ирқий қирғинчилиқ җинайитини әйибләштә мустәқил сот ачалайдиған һоқуққа игә икән. Шуниң үчүн, бу қетим аргентинада паалийәт қилиш наһайити әһмийәтлик вә үнүмлүк болуветипту.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.