Америка авам палатасиниң муһим әзаси гүлшән аббасниң қоюп берилиши үчүн давамлиқ күрәш қилидиғанлиқини билдүргән
2025.03.31
Америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети рәиси җон муленар гүлшән аббасниң қизи зиба мурат билән көрүшмәктә, 2025-йил 29-март.
Америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети рәиси җон муленар өткән һәптә хитай һөкүмити 20 йиллиқ қамақ җазаси бәргән гүлшән аббасниң қизи зиба мурат билән көрүшкинидә, америка дөләт мәҗлисиниң дохтур гүлшән аббасниң қоюп берилиши үчүн давамлиқ күрәш қилидиғанлиқини ипадилигән.
Рәис муленар җүмә күни твитерда (X) елан қилған сөзидә, гүлшән аббас делосиниң хитай һөкүмитиниң дөләт һалқиған зиянкәшлик һәрикитиниң очуқ-ашкарә шәкли икәнликини билдүргән. Униң ейтишичә, бу хитай компартийәсиниң чәтәлдики уйғурларниң аилә-тавабатлириға зиянкәшлик қилиш арқилиқ чәтәлдики уйғурларни җазалаш усули икән.
Хитай һөкүмити дохтур гүлшән аббасни 2018-йили сентәбирдә қолға елип, аталмиш "терроризм" җинайитигә бағлап 20 йил кәскән. Хитай һөкүмити дохтур гүлшәнни америкадики сиясий паалийәтчи сиңлиси рошән аббас вашингтондики мәшһур худсон институтида хитайниң уйғурларға қарши елип бериватқан җинайити тоғрисида нутуқ сөзлигән бир қанчә күндин кейинла тутуп кәткән иди. Рәис муленар сөзиниң ахирида йәнә, америка дөләт мәҗлисиниң хитай компартийәсиниң уйғурларға қаратқан зиянкәшликлириниң җавапкарлиқини сүрүштүридиғанлиқини билдүргән.
Америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети 2023-йили январда қурулғандин бери хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши елип бериватқан зиянкәшликлирини әйипләп кәлгән. Бу комитет қурулуп икки айдин кейинла, йәни 2023-йили мартта уйғур лагер шаһитлиридин гүлбаһар хатипһаҗи вә қәлбинур сидиқларни вашингтонға алаһидә тәклип қилип, уларниң хитай лагерлирида өз бешидин өткән кәчмишлири тоғрисида гуваһлиқ бәргүзгән иди.









