Америка уйғурлири “1-өктәбир” дә хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши қилди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз вә шәһризад тәйярлиди
2024.10.02
dc-namayish-06-1024

Америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән “1-өктәбир наразилиқ намайиши” ниң көрүнүши. 2024-Йили 1-өктәбир, вашингтон RFA/Shehrizad

dc-namayish-11-1024

Америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән “1-өктәбир наразилиқ намайиши” ниң көрүнүши. 2024-Йили 1-өктәбир, вашингтон RFA/Shehrizad

dc-namayish-10-1024

Америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән “1-өктәбир наразилиқ намайиши” ниң көрүнүши. 2024-Йили 1-өктәбир, вашингтон RFA/Shehrizad

dc-namayish-09-1024

Америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән “1-өктәбир наразилиқ намайиши” ниң көрүнүши. 2024-Йили 1-өктәбир, вашингтон RFA/Shehrizad

dc-namayish-08-1024

Америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән “1-өктәбир наразилиқ намайиши” ниң көрүнүши. 2024-Йили 1-өктәбир, вашингтон RFA/Shehrizad

dc-namayish-07-1024

Америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән “1-өктәбир наразилиқ намайиши” ниң көрүнүши. 2024-Йили 1-өктәбир, вашингтон RFA/Shehrizad

dc-namayish-05-1024

Америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән “1-өктәбир наразилиқ намайиши” ниң көрүнүши. 2024-Йили 1-өктәбир, вашингтон RFA/Shehrizad

dc-namayish-04-1024

Америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән “1-өктәбир наразилиқ намайиши” ниң көрүнүши. 2024-Йили 1-өктәбир, вашингтон RFA/Shehrizad

dc-namayish-03-1024

Америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән “1-өктәбир наразилиқ намайиши” ниң көрүнүши. 2024-Йили 1-өктәбир, вашингтон RFA/Shehrizad

dc-namayish-02-1024

Америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән “1-өктәбир наразилиқ намайиши” ниң көрүнүши. 2024-Йили 1-өктәбир, вашингтон RFA/Shehrizad

dc-namayish-01-1024

Америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән “1-өктәбир наразилиқ намайиши” ниң көрүнүши. 2024-Йили 1-өктәбир, вашингтон RFA/Shehrizad

Муһаҗирәттики уйғурлар һәр йили ғәзәп вә қайғу ичидә хатириләйдиған күнләрниң бири “1-өктәбир” болуп, бу йил хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 75 йиллиқ хатириси өз нөвитидә уйғурларниң өз әркинлики вә мустәқиллиқидин айрилип қалғанлиқиниңму 75 йиллиқи, дәп қарилиду. Шу сәвәбтинму америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән “1-өктәбир наразилиқ намайиши” тохтимай йеғиватқан ямғурға қаримастин өз вақтида вашингтон шәһиридики хитай әлчиханиси алдида башланди.

“уйғур қирғинчилиқини тохтат! ”, “қатил хитай, шәрқий түркистандин йоқал! ”, “шәрқий түркистанға һөрлүк” дегәндәк шоарлар әлчихана алдида тохтимастин яңраш билән биргә уйғурларниң қәлбидики ғәзәп вә қисас чуқанлирини җанлиқ намаян қилмақта иди. Йәлпүнүп турған ай-юлтузлуқ “шәрқий түркистан байриқи” ға мас һалда намайишчиларниң қоллиридин орун алған пилакатлар, шуниңдәк уларға йезилған “уйғурларни қул қилишни тохтат! ”, “ши җинпиң уйғур қирғинчилиқидин һесаб бәрсун!” дегәндәк җүмлиләр болса намайиштики мәқсәтләрни тивишсизла ипадиләйтти. Йеши аллиқачан 80 гә қарап меңиватқан рабийә қадир ханимниң кесәлликигә қаримастин намайишчилар сепидин орун елиши өз нөвитидә уйғурларниң күрәш ирадисиниң сунмайдиғанлиқини көрсәтмәктә иди. Рабийә қадир ханим намайишчилар товлиған шоарлардин кейин сөзгә чиқип, уйғурларниң нөвәттики әһвалини өзиниң һаят кәчмишлиригә бирләштүргән һалда қисқичә баян қилди.

Хитай һөкүмити әйни вақитта “тинчлиқ билән азад қилиш” намида уйғур елини қораллиқ ишғал қилғандин кейин, уйғурларға “аптономийә” беридиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән. Әмма 75 йиллиқ тарих бу вәдиниң пүтүнләй сахтипәзлик икәнликини толуқ испатлиған. Техиму муһими, нөвәттики қирғинчилиқ маһийәттә хитайниң шу вақитлардила башлап болған уйғурларни йоқитиш һәрикитиниң әң йүксәк пәллиси болуп қалған. Рабийә ханим мушу әһвалларни сөзләп келип, хитайниң әйни вақитта уйғурларниң байлирини, өлималирини вә зиялийлирини он миңлап өлтүрүшни башлиғанлиқини, буниңдики байларни вә зиялийларни йоқитиш нишаниниң һазирму давам қиливатқанлиқини, хитайниң һәр қетимқи уйғурларни бастуруш долқунидин кейин қисқиғинә бир қетимлиқ “юмшитиш” дәврини барлиққа кәлтүрүп уйғурларни голлаватқанлиқини, әмма хитайниң қанчилик бастуруши вә қирғин қилишидин қәтийнәзәр уйғурлардики хитайға болған қаршилиқниң задила тохтап қалмиғанлиқини алаһидә әскәртти.

Хитай әлчиханиси алдидики намайиш мәйданиға йәнә хитай демократчилири, хоңкоң, тибәт, ички моңғул вә тәйвән паалийәтчилириму өз наразилиқини ипадиләшкә топланған иди. Уларму намайиш җәрянида уйғурлар һәққидә шоар товлаш билән биргә “хитай компартийәси йоқалсун! ”, “ши җинпиң тәхттин чүшсун!” дегәндәк тәләплирини ипадилиди.

Бу қетимқи намайишни тәшкиллигән америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир намайиш арилиқида радийомиз зияритини қобул қилип, бүгүнки паалийәт һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди. Униң ейтишичә, улар чүштин бурун америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар һәққидики қанун лайиһәлириниң тезрәк авазға қоюлуши вә мақуллиниши үчүн бир қисим палата әзалирини нишан қилған дәвәтчилик паалийитини оңушлуқ тамамлиған. Андин бу җайға келип намайишни башлиған.

Бүгүнки намайишқа иштирак қилғанлар ичидә лагер шаһитлиридин турсунай зиявудун һәр даимқидәк сәпниң алдидин орун алған иди. У өзиниң бу қетимқи намайиштин ойлиғанлири һәққидә сөз болғанда ташқи дуняниң худди әйни вақиттики уйғурлардәк хитайниң алдамчи тәшвиқатлириға ишинип қалмаслиқи лазимлиқини алаһидә тәкитләйду. Йәнә бир яқтин бу мәйдандики намайишта у хитай һөкүмитиниң зулум вә бастурушлириға дуч кәлгән хитай җамаитиниң бир қисим вәкиллирини көргән. Хитай һөкүмити өзиниң хитай пуқралириға бу қәдәр җәбир-зулум салғаникән, хитай һөкүмитини пүтүнләй “ят хәлқ” дәп қарилидиған уйғурларға шәпқәт қилиду, дәп ишиниш һамақәтликтин башқа нәрсә әмәс.

Намайиш тохтимай йеғиватқан ямғурға қаримастин әнә шу йосунда давам қилип, җараңлиқ шоар садалири билән аяғлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.