Америка вә униң иттипақдашлири барлиқ рәқиблиригә бирла вақитта тақабил турамду яки бәзилири билән мурәссә қиламду?

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.08.30
Amerika-xitay-bayraq-shahmat Америка вә хитай байриқиниң алдидики шаһмат тахтиси, 2022-йили 25-январ
REUTERS

Хитай билән русийә башчилиқидики диктаторларниң бирлишип дуняниң тинчлиқи вә бихәтәрликигә тәһдит селиши америка вә униң иттипақдашлирини залим диктаторларға қарши бәзи тәдбирләрни елишқа мәҗбур қиливатқанлиқи мәлум. Бир қисим мутәхәссисләр демократийәгә қарши туруш асасида шәкиллиниватқан бу диктаторлар иттипақиға тақабил турушта америка үчүн иттипақдашлири билән бирликтә һәрикәт қилиш вә диктаторлар иттипақини бир-биридин айрип туруп тақабил турушниң тоғра истратегийә икәнликини илгири сүрмәктә.

Ярослав трофимоф (Yaroslav Trofimov) имзасида 24-авғуст “вол-ситрет журнили” да елан қилинған мақалидә дәл мушу көз қараш алға сүрүлиду. Шундақла хитай билән русийә башчилиқидики диктаторларниң һәмкарлиқи маһийәттә америкидики сайламда кимниң ғәлибә қилишидин қәтийнәзәр уларни бирдәк ғәрб демократийәсини таллашқа мәҗбур қилидиғанлиқини тәкитләйду.

Һәр саһә кишилири һазирқи мәзгилниң дуня сияситидики пәвқуладдә хәтәрлик басқуч икәнликигә гуман қилмайду. Русийәниң украинаға таҗавуз қилишта чиң туруп явропадики қошнилириға тәһдит селиши, хитайниң тәйвәнгә қораллиқ һуҗум қилиш еһтималиниң зор болуши, иранниң ядро қораллири синиқини тезлитиши һәмдә оттура шәрқ әтрапида паракәндичилик туғдуруши, шимали корейәниң кәң көләмлик қирғучи қораллирини тәрәққий қилдуруши қатарлиқлар дуняға тәһдит селиватқан амиллар һесабланмақта.

Америкиниң пенсилванийә иштат университети шәрқий асия тәтқиқати институтиниң сабиқ пирофессори, америка ташқи ишлар министирлиқиниң сабиқ әмәлдари вилям дайкир (William Duiker) радийомизниң зияритини қобул қилғанда бу һәқтә тохтилип мундақ деди:

“америка вә униң иттипақдашлири һазир русийә башчилиқидики диктаторларниң хирислириға дуч келиватамду, дегән соалиңизға беридиған җавабим шуки, әлвәттә дуч кәлди. Бүгүн биз бу риқабәтни техиму яхши тонуп йәттуқ, десәк хата болмайду. Бурунқиға қариғанда һазирқи әһвалда көп өзгириш болди. Биз диктаторларниң хирислириға дуч келипла қалмай, йәнә биз бу хирисни илгирикигә қариғанда техиму обдан һес қилдуқ. Буни мәнла илгири сүрүватқиним йоқ. Әксичә, америкиниң ташқи сиясити билән шуғулланған һәр қандақ киши мушундақ қарайду.”

Лондондики падишаһлиқ (King's) университетниң уруш тәтқиқати пирофессори лавренс фредман (Lawrence Freedman) му бу мәсилидә ашу хил қарашқа майил кишиләрниң бири. У диктаторлар иттипақиниң америка вә униң иттипақдашлириға, шундақла дуняға елип келиватқан тәһдити һәққидә сөз қилип мундақ деди:

“бу диктатор дөләтләр дуня үчүн хәтәрлик болупла қалмастин, улар йәнә икки хил алаһидиликкә игә. Бири, уларниң һәммиси америка вә униң иттипақдашлириға өчмәнлик қилиду; йәнә бири, улар америка вә униң иттипақдашлириға қарши барғансери зич һәмкарлишиду. Шундақ қилип хитай, шимали корейә вә иранниң һәммиси охшимиған шәкилдә русийәниң украинадики таҗавузчилиқ урушида муһим күчкә айлиниду. Улар йәнә өзлириниң тәрәққий қиливатқан мунасивитини түзүмләштүрүш үчүн икки тәрәплик вә көп тәрәплик тәдбирләрни қоллиниду; қәрәллик учришип өзлириниң дуня тәртипини қоғдайдиған дөләтләр икәнликини, ғәрб дөләтлириниң болса дуня тәртипигә бузғунчилиқ қиливатқанлар икәнликини оттуриға қойиду.”

Гәрчә бу һәқтики реаллиқ шу дәриҗидә яхши билингән болсиму буниңға мунасивәтлик бир қатар соаллар давамлиқ мәвҗут болуп келиватқанлиқи мәлум. Җүмлидин америка вә униң иттипақдашлириниң иран вә корейәни өз ичигә алған рәқибләрниң һәммисигә тақабил турушқа қадир яки әмәслики, шундақла бу рәқиблиригә бирла вақитта тақабил туридиғанлиқи яки турмайдиғанлиқи һәр саһәни қизиқтуруп келиватқан темилардин һесаблиниду. Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди:

“америка вә униң иттипақдашлири иран вә корейәни өз ичигә алған рәқибләрниң һәммисини тосаламду? һазир америка-хитай мунасивити бәкму пәвқуладдә бир вәзийәттә туруватқанлиқи үчүн мән мушуни мәркәз қилип туруп анализ қилимән. Очуқини ейтқанда, америка буни қилалмайду. Мениңчә, америкидин башқа нурғун дөләтләр, болупму латин америкаси, сәһрайи кәбирниң җәнубидики дөләтләр йәни, оттура африқа, шәрқий африқа, җәнубий африқа вә ғәрбий африқа дөләтлири, шундақла тинч окян вә асиядики дөләтләрниң хитай билән болған көрүнәрлик иқтисадий шериклик мунасивити бар. Мәнчә бу дөләтләрниң көпинчиси америка яки хитайдин бирни таллимай, хәтәрдин сақлиниш сиясити йүргүзүватиду. Биз бу хил вәзийәтни совет иттипақи билән болған соғуқ мунасивәтләр уруши мәзгилидә көргән. Америка совет иттипақини дуняниң һәрқайси җайлирида мәлум дәриҗидә чәкләшкә қадир болған болсиму, һазир бу дәвр кәлмәскә кәтти. Хитайниң һазир көплигән дөләтләр билән иқтисадий мунасивити бар, шуниңдәк нурғун дөләтләр билән тәрәққият шериклик мунасивити бар.”

Америкидики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи (RAND Corporation) дики истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси раймонд ко (Raymond Kuo) ниң қаришичә, америка вә униң иттипақдашлири һазирчә диктаторлар иттипақиға қарши күчлүк болған ортақ бирлик һасил қилалмиған. Шуңа бундақ әһвалда явропа иттипақи вә америка изчил түрдә еһтиятчанлиқ асасидики дипломатийә сиясити бойичә иш көрүшни зөрүр, дәп қарайду. У бу һәқтә өз қарашлирини баян қилип мундақ деди:

“америка вә униң иттипақдашлири барлиқ рәқиблиригә бирла вақитта тақабил турамду яки бәзилири билән мурәссә қиламду дегәндә, америка вә униң иттипақдашлири бу җәһәттә ортақ пикиргә игә, дәп қаримаймән. Улар нурғунлиған ортақ мәнпәәткә игә. Лекин, америка үчүн муһим вә алдинқи орунда туридиған мәнпәәтни явропаму муһим вә алдинқи орундики мәнпәәт дәп қарамду-йоқ, буни билмәймән. Мәсилән, явропа үчүн русийә бәкрәк муһим. Чүнки русийә явропаға сиясий вә хәвпсизлик мәсилиси бойичә тәһдит пәйда қилғучи асаслиқ дөләт. Әмма у һәргизму иқтисадий тәһдит әмәс. Америка үчүн болса хитай бәкрәк муһим. Америка вә хитай оттурисидики мунасивәт америка дуч келиватқан чоң вә мурәккәп риқабәт. Мениңчә америка вә униң иттипақдашлириниң рәқиблиригә тақабил турушиға пурсәт бар. Демәкчи болғиним шуки, әгәр америка хитайға қарши мәсулийәтниң мутләқ көп қисмини үстигә алса явропа иттипақи русийәгә тақабил турушниң йүкини үстигә алаламду-йоқ? шундақ, явропа иттипақи русийәгә тақабил туруштики йүкниң зор қисмини үстигә алалайду. Бу тамамән мумкин. Әмма буниң үчүн явропа иттипақи вә америка изчил, шундақла еһтиятчан болған дипломатик сиясәт йүргүзүшкә моһтаҗ.”

Америкилиқ даңлиқ тарихчи вә дипломат филип зеликов (Philip Zelikow) заманимиздики диктаторлар иттипақиға қарши турушта америка үчүн көплигән әвзәлликниң барлиқини, шундақла бу тәһдитләргә америкиниң ялғуз тақабил турушиниң зөрүр әмәсликини тәкитләйду. У америка үчүн иттипақдаш болуватқанларни ядида тутқан һалда улар билән болған яхши мунасивәтни давамлаштуруш керәкликини әскәртип мундақ дегән: “биз илгирикигә охшашла қудрәтлик. Һазирму демократик дөләтләр иттипақи залим диктаторлардин күчлүк. Бундақ залимлардин тәшкилләнгән иттипақ уларниң кәлгүсидә мувәппәқийәт қазинишиниң капалити әмәс. Әмма 80 йил илгири явропаниң натсистлар ишғалийитидин қутулғанлиқини әслигинимиздә, у бизгә бир аз тәсәлли болуши мумкин.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.