Америка сиясийонлири: “қәлбимиз һәрқачан уйғурлар билән биллә! ”

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.12.06
nancy-Pelosi-uyghur-akademiyesi-dc-18 Авам палатасиниң сабиқ рәиси нәнси пелоси (Nancy Pelosi) сөзләватиду. 2024-Йили 4-декабир, вашингтон
RFA/Shehrizad

Уйғур академийәсиниң бир қоллуқ саһибханлиқи,  америка уйғур бирләшмиси, уйғур һәрикити, уйғур тәтқиқат мәркизи вә дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң қатнишишида уюштурулған “уйғур сәнәт көргәзмиси” темисидики муһакимә йиғининиң 4-декабирдики паалийити икки қисимға айрилған болуп, чүштин кейинки бөләк дирксен (Dirksen) кеңәш палата залиға орунлаштурулған иди. Зални чөридәп тизилған май бояқ рәсимләр қазақистанлиқ рәссам әхмәтҗан әхәт, мәмәтҗан җүмә вә гүлназ турсунниң бу қетимқи көргәзмә үчүн елип кәлгән бир қисим вәкиллик әсәрлири болуп, уйғур җәмийитиниң охшимиған роһийәт дунясини өзгичә шәкилдә намаян қилмақта иди.

“уйғур сәнәт көргәзмиси” темисидики муһакимә йиғинида уйғур академийәсиниң рәиси, теббий пәнләр доктори ришат аббас сөзләватиду. 2024-Йили 4-декабир, вашингтон
“уйғур сәнәт көргәзмиси” темисидики муһакимә йиғинида уйғур академийәсиниң рәиси, теббий пәнләр доктори ришат аббас сөзләватиду. 2024-Йили 4-декабир, вашингтон
Campaign For Uyghurs

Икки саәтчә давам қилған көргәзмидә һәр саһәдин кәлгән кишиләр бу рәсимләрдин өзигә яриша зоқ елиш билән биргә рәссамлардин бу әсәрләр һәққидә охшимиған соалларни сорашти. Йиғинниң муһакимә басқучи башланғандин кейин америка сиясий саһәсидики затларниң көргәзмә залиға кирип келиши билән залда йеңидин һаяҗанлиқ бир кәйпият шәкилләнди.

“америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң рәиси җон муленар (John Moolenaar) сөзләватиду. 2024-Йили 4-декабир, вашингтон
“америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң рәиси җон муленар (John Moolenaar) сөзләватиду. 2024-Йили 4-декабир, вашингтон
RFA/Gulhumar

Йиғин риясәтчиси сабрина ханим алди билән уйғур академийәсиниң рәиси, теббий пәнләр доктори ришат аббасни ечилиш нутқи сөзләшкә тәклип қилди. Ришат аббас сөзидә залға тизилған рәсимләрниң маһийәттә уйғурлардики мәдәнийәт мираси болуштин башқа йәнә уйғурларниң қаршилиқ роһиниң символи икәнликини әскәртти. Шундақла бу қетимқи көргәзмигә қәдәм тәшрип қилған америка сиясийонлириниң йиллардин буян адаләтни һимайә қилиш роһиға тәшәккүр ейтти.

Авам палата әзаси кристофер симис (Christopher H. Smith) Сөзләватиду.2024-Йили 4-декабир, вашингтон
Авам палата әзаси кристофер симис (Christopher H. Smith) Сөзләватиду.2024-Йили 4-декабир, вашингтон
RFA/Shehrizad

Уйғур қирғинчилиқи һәққидә америка һөкүмити 2021-йили январда рәсмий қарар алғандин буян америка сиясий саһәсидики җумһурийәтчиләр вә демократчилар бирдәк бу қарарни етирап қилип кәлгән һәмдә бу мәсилидә икки партийәниң һечқандақ пикир ихтилапи мәвҗут әмәсликини көп қетим тәкитлигән. Бу қетимқи көргәзмигә кәлгән кишиләрдин “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң рәиси, кеңәш палата әзаси җон мулинар (John Moolenaar) му өз сөзидә бу нуқтини алаһидә әскәртти. У өзи рәислик қиливатқан комитетниң хитай компартийәси бир әсирлик узақ мусапидә намаян қилған рәзиллик вә қәбиһликкә қарши туруш үчүн қурулғанлиқини, хитай компартийәсиниң бу йосундики вәһшийликиниң әң ярқин мисали һазир уйғурларниң қирғин қилинишида әкс етиватқанлиқини, хитай компартийәсиниң қандақлиқини һазир һәммила киши наһайити рошән көрүп йәткәнликини тәкитләп “хитайниң бу йосундики қәбиһ қилмишлирини уларниң иқтисадий вә һәрбий иғвагәрчиликидин айрип қарашқа болмайду. Хитай һазир уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш бәдилигә ишләпчиқирилған таварларни бизгә сетип, бизни бу җинайәтләргә шерик қилип қоюватиду” деди.

Униң қаришичә, “йәһудийлар зор қирғинчилиқи” инсанийәт тарихидики әң чоң җинайәтләрдин бири. Нөвәттә уйғурларниң қирғин қилиниши болса дәл мушуниңға охшап кетидиған характер алмақта. Шундақ болғанлиқи үчүн уйғур қирғинчилиқида һаятидин айрилғанлар охшашла унтулмайду. Әнә шу сәвәбтин у вә у рәһбәрлик қиливатқан комитет уйғурлардин қирғин қилинған кишиләрниң һемайигәрликини қилишни бир күнму тохтатмайду. Бу қирғинчилиққа шерик болған ширкәтләрниң қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр уларға буниң бәдилини төлитиду. Буниң үчүн улар йеңи нөвәтлик һөкүмәт билән бу мәсилидә давамлиқ һәмкарлишип иш көриду.

“америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң һәйәт әзалиридин авам палата әзаси раҗа киришнаморсий (Raja Krishnamoorthi) сөзләватиду. 2024-Йили 4-декабир, вашингтон
“америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң һәйәт әзалиридин авам палата әзаси раҗа киришнаморсий (Raja Krishnamoorthi) сөзләватиду. 2024-Йили 4-декабир, вашингтон
RFA/Shehrizad

Мәзкур комитетниң һәйәт әзалиридин авам палата әзаси раҗа киришнаморсий (Raja Krishnamoorthi) икки партийәниң уйғурлар мәсилисидики ортақ мәйданида әкс етиватқан йеңичә иттипақлиқни алаһидә тәкитлиди. Униң баян қилишичә, “хитай компартийәсиниң баш әқилдари” дәп қариливатқан ваң хуниң “америка дөлитини ички қисимда парчиливетиш арқилиқ һалак қилиш” нәзәрийәсини оттуриға қойған һәмдә иҗра қилишқа киришкән. Һалбуки нөвәттики америка сиясий саһәси уларниң күткинидәк парчилиниш орниға техиму иттипақлишип, хитай компартийәсидин ибарәт бу дүшмән күчкә қарши бирлишишкә йүзләнгән. Уйғур қирғинчилиқи болса буниң әмәлгә ешишида муһим васитиләрдин бири болған. Йеқинда волкисваген ширкитиниң үрүмчидин чекинип чиқиши, үч уйғурниң хитайдики искәнҗидин халас болуп америка тәвәсигә йетип келиши әмәлийәттә гүлшән аббасқа охшаш лагерларға мәһкум қиливетилгән миңлиған уйғур зиялийлириниң, шуниңдәк милйонларчә уйғурниң һөрлүки йолида елинған тиришчанлиқниң кичиккинә нәтиҗиси. Гәрчә бу мусапә техи наһайити узун болсиму таки мушу мәһкум инсанлар пүтүнләй әркинликкә чиқмиғучә раҗа киришнаморсиға охшиған сиясийонлар бу һемайигәрликтин һәргизму тохтап қалмайду.

Америка сиясий сәһнисидә йиллардин буян уйғурлар мәсилисидә актип аваз чиқирип келиватқан вәкиллик кишиләрниң бири авам палатасиниң сабиқ рәиси нәнси пелоси (Nancy Pelosi) ханим һесаблиниду. У өзигә берилгән сөз нөвитидә һаяҗан ичидә нөвәттики америка сиясий саһәсидә уйғурлар мәсилисидики ортақ қарашниң аллиқачан муқимлишип қалғанлиқини тилға алди. Униң ейтишичә, 2019-йили сабиқ пирезидент доналд трамп “20 дөләт башлиқлири” (G20) йиғиниға қатнишиш үчүн японийәгә барғанда у пирезидент билән телефонда сөзлишиветип “америка сиясий саһәсидики икки партийә һазир уйғурларниң қирғин қилиниватқанлиқини тәкитләватиду. Сиз уйғурлар дуч келиватқан паҗиә тоғрисида ши җинпиң билән сөзлишип бақсиңиз” дегән. Нәтиҗидә пирезидент трамп бу мәсилини оттуриға қойғанда ши җинпиң “шинҗаңдики мусулманлар бу тәрбийәләш мәркәзлирини бәк яхши көриду” дәп җаваб бәргән. Бу җаваб америка сиясий саһәсидикиләрниң уйғурлар мәсилисидики тонушини өстүрүшигә зор дәриҗидә түрткә болған. Шуңа бу мәнидин алғанда уйғур академийәсиниң мушундақ бир көргәзмә арқилиқ уйғурлар дуч келиватқан реаллиқни намаян қилиши бу җәһәттики тонушни өстүрүшкә техиму пайдилиқ болғуси.

Авам палата әзалиридин там свази (Tom Suozzi) сөзләватиду. 2024-Йили 4-декабир, вашингтон
Авам палата әзалиридин там свази (Tom Suozzi) сөзләватиду. 2024-Йили 4-декабир, вашингтон
RFA/Shehrizad

Авам палата әзалиридин там свази (Tom Suozzi), яң ким (Young Kim), җо вилсон (Joe Wilson) қатарлиқларму шу қатарда сөз алди. Улар уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқ пәқәт уларниң миллий, диний вә мәдәнийәт җәһәттики өзгичә кимлики сәвәбидинла оттуриға чиқиватқан паҗиә болғанлиқи үчүн америка һөкүмитиниң бу мәсилигә сүкүт қилмайдиғанлиқини, шу сәвәбтинму бу һәқтә илгири мақулланған қанунларға охшаш йеңи қанунларниңму йеқин кәлгүсидә мақуллинишидин үмидвар икәнликини, бу ишлар һәққанийәт җүмлисигә ятидиғанлиқи үчүн өзлириниң бу күрәштин ваз кәчмәйдиғанлиқини тәкитләп өтти.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң ярдәмчи министири дафна ранд (Dafna Rand) , америка демократийәни илгири сүрүш фонди (NED) ниң рәиси дәймон вилсон (Damon Wilson), америка тинчлиқ институти (USIP) ниң афғанистан вә оттура асия бөлүми директори скот ворден (Scott Worden), хәлқара җумһурийәтчиләр институти (IRI) ниң муавин рәиси кимбер ширер (Kimber Shearer), америка хәлқара тәрәққият идарисиниң ярдәмчи директори майкил шиффер (Michael Schiffer), канаданиң америка қошма иштатлиридики муавин баш әлчиси сара койен (Sara Kohen) қатарлиқлар уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқ шунчә ашкара болуватқанда буни тосуш вә тохтитиш үчүн өзлириниң шараити яр бәргән даиридә әң зор тиришчанлиқни вуҗудқа чиқиридиғанлиқини сөзләп өтти.

Дөләт мәҗлисиниң әзаси тод стәйин сөзләватиду.2024-Йили 4-декабир, вашингтон
Дөләт мәҗлисиниң әзаси тод стәйин сөзләватиду.2024-Йили 4-декабир, вашингтон
RFA/Shehrizad

Уйғур академийәси арилиқта бу қетимқи йиғинға алайитән вақит чиқирип иштирак қилған америка сиясийонлириға уйғур академийәси намидин хатирә буюм тәқдим қилғанда залда тохтимастин алқиш яңриди.

Уйғур паалийәтчиләрдин дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң муавин рәиси зумрәтай әркин, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар елтәбир, д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси, уйғур һәрикити тәшкилатиниң директори рошән аббас қатарлиқларму айрим-айрим сөз елип уйғур хәлқиниң америка һөкүмитигә болған миннәтдарлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.