Америка хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилиш еһтималлиқиға қарши тәйярлиқ һәрикитигә өткән
2024.10.02
Америка байдин һөкүмити 30-сентәбир дүшәнбә күни тәйвәнни 570 милйон америка доллири қиммитидики һәрбий ярдәм билән тәминләйдиған пиланини елан қилған. Тәйвәнниң һәрбий иқтидарини ашурушни мәқсәт қилған бу йүрүшлүк ярдәм пилани һәрбий тәлим-тәрбийә, танкиға һуҗумидин мудапиәлиниш қораллири, һава мудапиә системиси вә учқучисиз айропилан қатарлиқларни өз ичигә алидикән.
“никкий асия” гезитиниң хәвәр қилишичә, америка пирезиденти җов байдин америка ташқи ишлар министирлиқиға бәргән йолйоруқида, “дөләт мудапиә министирлиқини тәйвәнни мудапиә буюмлири вә мулазимити, һәрбий тәлим-тәрбийә вә һәрбий мәшиқ билән тәрбийәләш хизмәтлири үчүн 567 милйон доллар аҗритишқа буйруған.”
Бу буйруқ американиң өз қорал записини тәйвәнгә биваситә әвәтидиғанлиқидин дерәк беридиған болуп, америка бу һәрикәтни украинаниң русийәниң таҗавузчилиқиға қарши урушида қоллинип кәлмәктикән.
Америкадики рәнд тәтқиқат мәркизиниң асия ишлири тәтқиқатчиси, доктор раймонд кониң дейишичә, бу тәйвәнниң хитайниң тәһдитигә қарши мудапиә истратегийәсини йолға қоюшта интайин муһим болуп, у тәйвәнниң бихәтәрликини чиқиш қилған икән.
У мундақ дәйду: “америка өз қанунлириға асасән тәйвәнниң мудапиә иқтидарини ашуруш үчүн һәрбий ярдәмни мақуллиған. Әлвәттә, бу хитайни қаттиқ нарази қилсиму, һазирқи вәзийәттә тәйвәнниң өзини қоғдаш иқтидарини ашуруш америка үчүн бәкрәк муһим орунда туриду.”
Мәлум болушичә, американиң бу һәрикити хитайниң тәйвәнгә қаратқан тәһдитини күчәйтиватқан вә җәнубий деңиздики һәрбий иғвагәрчиликини җиддийләштүрүватқан бир шараитта, американиң тәйвәнни қоғдаш вәдисигә әмәл қилидиғанлиқиниң намайәндиси, дәп баһаланған.
Америкадики хитай ишлири тәтқиқатчиси доктор андерс корниң дейишичә, американиң тәйвәнгә бу қетим мақуллиған һәрбий ярдими хитай тәһдитиниң интайин җиддийликини көрситип беридикән. У бизгә елхәт арқилиқ қилған сөзидә мундақ дегән:
“мәнчә, американиң бу қетимлиқ һәрбий ярдәмни наһайити тез сүрәттә тәстиқлиши хитайдин келиватқан тәһдитниң интайин җиддийлиқини көрситип бериду. У шундақла хитайниң тәйвән үчүн бәзи алаһидә типтики қорал-ярағ системисини көпәйтиватқанлиқиниму көрситип бериши мумкин. Шуңа тәйвән хитайниң бу қораллириниң һуҗумиға қарши туруш иқтидарини ашуруши керәк.”
Хитай җәнубий деңиздики һәрбий паалийәтлирини үзлүксиз кеңәйтиватқан болуп, у өткән һәптә ахирида талаш-тартиштики скарборо қирғиқиға йеқин җайда һәрбий маневир өткүзгән.
Бу маневир, дәл йеқинда америка ташқи ишлар министири антоний билинкен ню-йоркта чақирилған бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң йиғинида хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшүп, униңға хитайниң җәнубий деңизда “хәтәрлик вә муқимсизлиқ кәлтүрүп чиқиридиған һәрикәтләр” дә болуватқанлиқини оттуриға қойғандин кейин йүз бәргән.
Америка ташқи ишлар министири антоний билинкен 27-сентәбир җүмә күни, хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән өткүзгән сөһбитидә, хитайниң русийәниң мудапиә санаәт базисини қоллаватқанлиқи һәққидики әндишилириниму ейтқан.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, билинкин шу күни мухбирларға қилған сөзидә, русийә импорт қиливатқан қорал-ярағлириниң тәхминән 70 пирсәнти, микро електирон мәһсулатлириниң 90 пирсәнтиниң хитайдин кәлгәнликини ейтип, “бу русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқ урушини давамлаштуруши үчүн керәклик башқурулидиған бомба, ракета, бироневик вә оқ дора ишләпчиқиришини әмәлгә ашурушиға ярдәм бериду” дегән.
Антоний билинкен, “бейҗиң бир тәрәптин тинчлиқни халайдиғанлиқини, тоқунушниң ахирлишишини халайдиғанлиқини дәйду-ю, әмма йәнә бир тәрәптин өз ширкәтлириниң путинниң таҗавузчилиқни давамлаштурушиға ярдәм беридиған һәрикәтләрни қилишиға йол қойиду” дәп көрсәткән.
Доктор раймонд кониң дейишичә, русийәниң нато дөләтлиригә болған тәһдити җиддий болсиму, бирақ америка үчүн әң мурәккәп хәвп йәнила хитай икән. У мундақ дәйду: “русийәниң тәһдити һәқиқәтән җиддий. У украинаға таҗавузчилиқ уруши қозғиди. Бу уруш отиниң нато дөләтлиригә чачраш еһтималлиқи һәр вақит мәвҗут. Американиң уларни қоғдаш мәҗбурийити бар, бирақ бу йәрдә қейин болғини хитай. Хитай, америка үчүн йәнила узун муддәтлик риқабәт болуп һесаблиниду. У русийә вә иранға селиштурғанда толиму мурәккәп вә толиму зор көләмлик тәһдит. Шуңа бу тәһдитниң алдини елиш үчүн һазирдин башлап тәйярлиниш керәк.”
Америка ташқи ишлар министири антоний билинкин 1-өктәбир күни америкадики “ташқи ишлар” намлиқ журналда “американиң йеңилиниш истратегийәси-йеңи дунядики рәһбәрлик орнини қайта тикләш” мавзулуқ мәхсус мақалә елан қилған болуп, у бу мақалисидиму хитай тәһдити һәққидә тохталған. У мақалисидә хитайни “хитай дуня тәртипини өзгәртиш нийити һәм иқтидари болған бирдинбир дөләт” дәп тәсвирлигән.
У бу мақалисидә йәнә төвәндикиләрни баян қилған: “хәлқарада йеңи дәврни бәлгиләш үчүн кәскин риқабәт елип берилмақта. Аз сандики дөләтләр болупму русийә, иран, шималий корейә вә шундақла хитай өзара һәмкарлишип, хәлқара түзүмниң асаси пиринсиплирини өзгәртишни қарар қилди. Бу мустәбит дөләтләр өз дөлитиниң мустәбит һөкүмранлиқини мустәһкәмләп, чәт әлләрдә тәсир даирисини кеңәйтишкә; земин маҗиралирини мәҗбурлаш яки зорлаш арқилиқ һәл қилишқа һәммидин муһими американиң қудритиниң асаси болған һәрбий вә техника әвзәллики, пул бирликидики һөкүмранлиқи вә тәңдашсиз шериклик вә һәмкарлиқ торини битчит қилишқа урунмақта. ”
Доктор андерс корму сөзидә, “юқириқи мустәбит дөләтләрниң һәмкарлиқи пәйда қиливатқан тәһдитни интайин кәскин вә җиддий дәп баһалиған. У мундақ дегән: “шималий атлантик әһди тәшкилати японийә, корейә, тәйвән вә австралийәни дәрһал бу тәшкилатқа толуқ әза сүпитидә қобул қилиши вә бу дөләтләрниң һәммисиниң мустәқил һалда ядро тәһдитигә қарши туруш иқтидарини тәрәққий қилдурушиға ярдәм берилиши керәк.”
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, америка вә униң иттипақдаш дөләтлири юқирида исми аталған дөләтләрниң өз ара һәмкарлиқини күчәйтишигә алаһидә диққәт қиливатқан болуп, уларниң бу нөвәт б д т да елип барған учришишлиридики муһим темиларниң бири дәл бу ортақлиқ вә у кәлтүрүп чиқиридиған хәвпкә тақабил туруш һәққидә болған икән.