Америка ташқи ишлар министирлиқи уйғур тутқунлар мәсилисигә давамлиқ көңүл бөлүшкә чақирилди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.03.08
uyghur-tutqun-qurban-mamut-3-8 Оңдин солға әдәбий тәрҗиман әхмәтҗан җүмә, алий мәктәп оқуғучиси камилә вайит, дохтур гүлшән аббас, уйғур җәмийитигә тонулған журналист қурбан мамут
RFA/Sintash

Уйғур дияридики қирғинчилиқ ташқи дуняға көпләп мәлум болғандин кейин бир мәһәл хәлқара сиясәт саһәси нуқтилиқ муһакимә қилидиған темилардин болуп кәлгән иди. Әмма хәлқара вәзийәттики җиддий өзгиришләр, йәнә келип хитай һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқини пәрдазлаш урунушлириниң нәтиҗисидә бу мәсилә тәдриҗий диққәттин қечишқа башлиғанлиқи мәлум. Әнә шундақ бир вақитта америка дөләт мәҗлисиниң 40 нәччә әзаси 8-март күни америка ташқи ишлар министири антони билинкен вә америка қошма шитатлири (а қ ш) ниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики баш әлчиси линда томас гренфйилд ханимға коллектип мәктуп йоллап, хитай түрмилиридики уйғур тутқунлар мәсилисини йәнә бир қетим җиддий әскәртти.

Америка авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси майкил мәккаул (Michael McCaul) вә башқа әзалардин майк валтиз (Mike Waltz), ро ханна (Ro Khanna) қатарлиқларниң башламчилиқида тәйярланған бу мәктупқа имза қойғанлар ичидә авам вә кеңәш палатасиниң әзалиридин раҗа кришнаморси, яң ким, җеймис мәкговерн, кристофер симис, җеннифер векистон қатарлиқларниң исми көзгә челиқиду. Мәктупта 2024-йили январда җәнвә шәһиридә чақирилған б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида оттуриға қоюлған хитай һәққидики “универсал қәрәллик баһалаш” (UPR) хуласиси алаһидә тилға елинған. Шундақла америка һөкүмитиниң шу қетимлиқ йиғинда “шинҗаң, тибәт вә хоңкоңдики қара-қоюқ тутқун қилинған шәхсләрни тездин қоюветиш” һәққидики тәләпни оттуриға қойғанлиқидин өзлириниң бәкму миннәтдар икәнлики билдүрүлгән. Мәктупта ениқ қилип, америка һөкүмитиниң хитайни тәнқидләп “шинҗаңдики һазирму давам қиливатқан қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни, шуниңдәк чегра һалқиған зулум арқилиқ чәтәлләрдики шәхсләрниң авазини өчүрүш урунушини кәскин әйибләймиз” дегәнлики алқишланған.

Мәктупта хитайниң хәлқарадики мунасивәтлик кишилик һоқуқ әһдинамилиригә имза қойған туруқлуқ бу хилдики зор тутқун вә қирғинчилиқни давам қилдурушиға нисбәтән бу мәсилидә америка һөкүмитиниң мустәһкәм мәйданда чиң туруши тәләп қилиниду. Шуниңдәк дуняви йетәкчи күч болуватқан америка һөкүмитиниң бу мәсилидә давамлиқ һалда өз ролини җари қилдуруши лазимлиқи, чүнки уйғур дияридики ашу зор тутқунда түрмиләргә йолланған кишиләрниң бир қисми әмәлийәттә америка пуқралириниң биваситә уруқ-туғқанлири икәнлики, америка пуқралириниң хитай һөкүмити иҗра қиливатқан зулумларниң қурбаниға айлинип қелишиға болмайдиғанлиқи ейтилған.

Мәктупта исми тилға елинған кишиләр арисида 20 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған дохтур гүлшән аббас, уйғур җәмийитигә тонулған журналист қурбан мамут, әдәбий тәрҗиман әхмәтҗан җүмә, алий мәктәп оқуғучиси камилә вайит қатарлиқлар бар. Мәктупта гүлшән аббасниң 20 нәччә уруқ-туғқининиң америка пуқраси икәнлики, униң қолға елиниши әмәлийәттә униң сиңлиси рошән аббасниң уйғур даваси йолидики паалийәтлиридин өч елиш урунуши икәнлики ейтилған.

Мәзкур мәктуп елан қилинғандин кейин муһаҗирәттики уйғурларни йәнә бир қетим сөйүндүрди. Гүлшән аббасниң акиси, америка теббий пәнләр саһәсидики көзгә көрүнгән алим, уйғур академийәсиниң рәиси доктор ришат аббас бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда, хитай һөкүмитиниң авазини чиқиришқиму илаҗи қалмиған уйғур хәлқиниң авази болуп келиватқан муһаҗирәттики һәрқандақ уйғурни изчил түрдә һуҗум нишани қилип келиватқанлиқини, шундақла уларниң бастуруш обйекти ялғуз “сиясий” дәп қарилидиған уйғурлар билән чәклинип қалмайватқанлиқи, уйғур диярида давам қиливатқан қирғинчилиқта һазир пүткүл уйғур миллитиниң һуҗум нишани болуватқанлиқини алаһидә әскәртти.

Мәктупта алаһидә исми тилға елинған қурбан мамут хитай һөкүмитиниң толиму чәклик хизмәт муһитидики уйғур зиялийлириниң йәнила бәлгилик дәриҗидә милләт үчүн хизмәт қилалайдиғанлиқини намаян қилип бәргән үлгиләрниң бири, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Униң америка пуқралиқиға өткән оғли бәһрам қурбан бу мәктуп елан қилинғандин кейин өзиниң буниңдин күтидиған үмидлирини биз билән ортақлашти.

2017-Йили 14 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған әхмәтҗан җүмә америка пуқраси сүпитидә әркин асия радийосида ишләватқан акиси мәмәтҗан җүмәниң хизмити үчүн өч елиш обйекти болуп қалған шәхсләрниң бири. Мәмәтҗан җүмә бу һәқтә сөз болғанда бу мәктупниң техиму чоң вә әмәлий болған һәрикәтләрниң муқәддимиси болуп қелишиға болған тиликини ипадилиди.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити йеқинқи мәзгилләрдә түрлүк васитиләрни қоллинип, уйғур дияридики қирғинчилиқни пәрдазлашқа өтүватқан болуп, ташқи дуняға “бу җайдики һәммила иш нормаллашти” дегән учурни йоллашқа башлиған. Һалбуки, түрлүк учур мәнбәлири вә нәқ мәйдан зиярәтлири бу җайдики зулум вә бастурушниң көрүнмәс шәкилдә изчил давам қиливатқанлиқини көрсәтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.