Америка һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған ширкәтләрни давамлиқ ениқлап җазалайдиғанлиқини билдүрди
2024.08.09
8-Авғуст күни, америка вәтән хәвпсизлики министирлиқи қарар чиқирип, уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнлики ениқланған йәнә 5 хитай ширкитини қара тизимликкә елип, уларниң мәһсулатлириниң америка базириға киришини чәклигән.
Вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң баянатидин қариғанда, қар тизимликкә елинған ширкәтләр “қәшқәр қурулуш инженерлиқ чәклик ширкити”, қумулға җайлашқан “шинҗаң теңшяң магний мәһсулатлири чәклик ширкити”, “серәк топа магний техника гуруһи”, “әсир қуяш нури гуруһи пай ширкити”, “шинҗаң хабахе ашеле мис ширкити” қатарлиқларни өз ичигә алидикән.
Америка вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң министири алеһандро майоркас (Alejandro N. Mayorkas) Баянаттики сөзидә мундақ дегән: “бүгүнки қараримиз уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанунини иҗра қилишимизни күчәйтиду, шундақла мәсулийәтчанлиқ билән тиҗарәт қиливатқан ширкәтләрниң тиришчанлиқини қоллиғанлиқ болуп һесаблиниду. Биз уйғур хәлқи вә зиянкәшликкә учриған башқа гуруппиларниң експлататсийә қилиниши, хорлинишиға қарши туруш һәмдә әркин, адил базарни қоғдаш үчүн бу қанунни пүтүн күчимиз билән иҗра қилимиз.”
Мәлум болушичә, америка чегра вә таможна қоғдаш идариси, америка сода вәкили ишханиси һәмдә америка ташқи ишлар министирлиқи, сода, әдлийә, әмгәк вә малийә министирлиқлири қатарлиқлар башқуруватқан “мәҗбурий әмгәккә қарши туруш хизмәт гурупписи” (FLETF) мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ ширкәтләрни тәкшүрүшкә мәсул болған болуп, уйғур елидики давам қиливатқан қирғинчилиқниң җавабкарлиқини сүрүштә қилиш, шуниңдәк уйғур вә башқа милләтләргә қаритилған “инсанийәткә қарши җинайәтләр” ни чәкләшни хизмәт нишани қилған. Улар тәкшүрүп бекиткән бу 5 ширкәтни қошқанда, һазирғичә уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни бойичә чәкләнгән ширкәтләрниң омумий сани 73 кә йәткән.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханим бүгүн радийомизға қилған сөзидә, уйғур мәҗбурий әмгикидин пайда еливатқан техиму көп хитай ширкәтлириниң ашкариланғанлиқидин хурсән болғанлиқини ейтти. У буни, америка һөкүмәт аппаратлириниң уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш йолида үзлүксиз тиришчанлиқ көрситиватқанлиқиниң нәтиҗиси, дәп көрсәтти.
Юқиридики бу қарар йәнә, уйғурларниң мәсилисигә изчил көңүл бөлүп келиватқан һәмдә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң чиқирилишида күчлүк рол ойниған авам палата әзаси том сузи (Tom Suozzi) ниңму қарши елишиға еришкән. У бу һәқтә мәхсус баянат елан қилип мундақ дегән:
“қанун дегән пәқәт иҗра қилинғандила күчкә игә болиду. Мән вәтән хәвпсизлики министирлиқи даирилириниң уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң күчи барлиқини йәнә бир қетим көрсәткәнликигә рәһмәт ейтимән. Шуниң билән биргә бизму америка дөләт мәҗлисидә қолимиздин кәлгән барлиқ тиришчанлиқларни көрситип, хитай компартийәсиниң вәһшийликлиригә қарши кәскин тәдбирләрни қоллинимиз. Мәҗлистә қурулған ‛уйғур гурупписи‚ ниң хизмәтлириму җиддий давам қиливатиду, мән ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ ни йәниму кеңәйтиш, күчәйтиш вә толуқ иҗра қилинишини капаләткә игә қилиш үчүн тохтимай һәрикәт қилимән.”
Америка һөкүмити “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни 2021-йили 6-айда иҗра қилишқа башлиғандин буян хитайниң пахта, кийим-кечәк, деһқанчилиқ, қуяш енергийәси, химийәлик буюмлар, батарейә, аилә електир сайманлири, токлуқ аптомобил вә йемәклик қатарлиқ кәсипләр саһәсидики ширкәтлириниң мәһсулатлирини қаттиқ тәкшүрүп, уйғур мәҗбурий әмгикигә четилғанлирини америка базириға кириштин чәкләп кәлмәктә.
Америка вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң муавин рәиси һәмдә “мәҗбурий әмгәк қанунини иҗра қилиш хизмәт гурупписи” (FLETF) ниң рәиси роберт силверс әпәнди әң йеңи баянатида, һәрқайси ширкәтләрни тәминләш зәнҗирлирини яхши тәкшүрүп, мәсулийәтчанлиқ билән тиҗарәт қилишқа чақирған. У министирлиқ тәрипидин елан қилинған баянаттики сөзидә тәкитләп: “биз бүгүн йәнә 5 ширкәтни қара тизимликкә елиш арқилиқ тәминләш зәнҗирлиримизни мәҗбурий әмгәктин халий қилиш ирадимизни йәнә бир қетим көрсәттуқ. Һәрқайси ширкәтләр чоқум мәһсулатлириниң нәдин кәлгәнликини билиши, униңға әстайидил муамилә қилиши керәк. Биз қанунға хилап иш қиливатқан ширкәтләрни тәкшүрүшни вә бекитишни давамлаштуримиз вә портлиримизда һошярлиқимизни давамлиқ өстүримиз” дегән.