Америкалиқ хитай билогер хитайниң мәҗбурий әмгәк сияситини ақлишиға сәһнә яритип бәрди

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.11.01
jiangjiang-liuyang-1024 Америкалиқ хитай билогер кайсер ко (Kaiser Kuo) ниң таратқусиниң муқава сүрити.
X/@KaiserKuo

Америкалиқ хитай билогер кайсер ко (Kaiser Kuo) 23-өктәбир күни өзиниң “синика подкәст” (Sinica Podcast) намлиқ билогида хитайниң һөкүмәт таратқуси болған шинхуа агентлиқиниң икки нәпәр мухбирини зиярәт қилған. Мәзкур пирограмма иҗтимаий таратқуларда таралғандин кейин, пирограммидики хитайниң сиясәтлирини ақлиған бир тәрәплимә қарашлар хитай ишлири мутәхәссислириниң диққитини тартқан.

Пирограммиға қатнашқан җияң җияң (Jiang Jiang) вә лию яң (Liu Yang) исимлик бу икки мухбир шинхуа агентлиқиниң хадими болуштин сирт, йәнә айрим-айрим һалда мәхсус хитайниң ечидики сиясий, иқтисади мәсилилирини инглиз тилида чүшәндүридиған “бейҗиң қанили” (The Beijing Channel) вә “зәнҗивил дәряси тәкшүрүши” (Ginger River Review) намлиқ блогларниң аптори вә хитайни чүшиниш” (Got China) намлиқ ютуб қанилиниң риясәтчилири икән.

Америка коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң алий тәтқиқатчиси адриян зенз 29-өктәбир күни X һесабида бу һәқтә тәпсилий йүрүшлүк язма елан қилған. У язмисида кайсер кониң пирограммисида шинхуа агентлиқиниң мухбирлириға хитайниң уйғурларға қаратқан мәҗбурий әмгәк сияситини очуқ-ашкара ақлайдиған бир тәрәплик сәһнә һазирлап бәргәнликини тәнқидлигән.

Сөһбәттә лю яң хитайдики мәсилиләр һәққидә тохталғанда, “хитай һөкүмити хитайчә усул билән дөләт ичидики иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилди” дегән. У хитай һәл қилған иҗтимаий мәсилиләргә, хитайниң уйғур әмгәк күчлирини йөткәш сияситини мисал қилип көрсәткән. Лю яң бу йәрдә “уйғур мәҗбурий әмгики” мәсилисини пәқәт американиң ойдуруп чиқарғанлиқини илгири сүрүп, америка һөкүмитиниң хитайдики уйғур әмгәк күчлирини йөткәш пиланини “мәҗбурий әмгәк” дәп қаримаслиқи керәкликини ейтқан.

Кайсер ко лю яңниң сөзигә рәддийә бәрмәйла қалмастин, бәлки униң хитай-америка мунасивәтлири һәққидики қарашлириға қошулидиғанлиқини билдүргән. У йәнә хитайда уйғурларға қилинған кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилисиниң йоқлуқини, буниң пәқәт американиң “өз мәркәзчилик сиясәт қариши” икәнликини тәкитлигән.

Адриян зенз язмисида йәнә мундақ дәйду: “бу дәл шинҗаңниң нөвәттики тәшвиқатиға, йәни бу районда йолға қоюлған сиясәтләрни ‛намратларни йөләш, тәрәққий қилдуруш, ишқа орунлаштуруш вә әсәбийликни түгитиш‚ дәп тәсвирлишигә дәл мас келиду. Бу йәрдә хитайниң дөләт таратқусиға хизмәт қилидиған икки мухбирни зиярәт қилип охшимиған пикир елиш башқа иш, хитай һөкүмитиниң уйғур мәҗбурий әмгәк сиясити, болупму шинҗаң сияситини ‛хитайчә усул‚ дәп ақлаш һәмдә буниңға рәддийә бәрмәслик башқа иштур. ”

Адриян зениз бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилип, мундақ деди: “бу йәрдики мәсилә шуки, тонулған бир подкәстниң мушундақ бир сөһбәт елип бериши кишини әндишигә салиду. Бу сөһбәт гәрчә қанунлуқ болсиму, хитайниң һөкүмәт таратқуси болған шинхуа мухбирлириниң вә хитайниң мәҗбурий әмгәк сияситини ақлашлириға кәңри сәһнә һазирлап бәрди. Кайсер муһим нуқтиларда уларға һечқандақ инкас қайтурмиди. Һәтта сөһбәттә американи тәнқид қилип, хитай һөкүмитиниң қандақ қилип иҗтимаий хирисларға үнүмлүк тақабил туралайдиғанлиқи вә уни һәл қилалайдиғанлиқини тәшвиқ қилди. Уйғурларни йөткәп мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқини иҗтимаий мәсилиләрни тоғра һәл қилғанлиқ, дәп чүшәндүрди. У хилдики сиясәтләрни ‛намратлиқтин қутулдуруш‚ дәп ақлиди. ‛шинҗаңдики бир қатар мәсилиләрни үнүмлүк һәл қилиш‚ дегән бу аталғу, әслидә хитайниң уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилиши вә бастурушини өз ичигә алиду. Бу сөһбәтниң ахирида кайсер ко уларниң пикирни қоллайду, бу ишта американи тәнқид қилиду. ”

Лю яңниң подкәсттә ейтишичә, у дадисиниң америкадики оқуши сәвәблик толуқсиз оттура мәктәптики чеғида филорида иштатида бир мәзгил яшиған икән. Алий мәктәпни вухән университетида герман тили кәспидә оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин бейҗиң нопусиға өткүзүш қатарлиқ тәминатлар билән шинху агентлиқиға ишқа чүшкән. У хәлқара хәвәрләр бөлүмидә ишлигән болуп, журналистлиқни ишқа чүшкәндин кейин өгәнгәнликини ейтиду. У, 2012-йилидин 2015-йилиғичә сүрийәниң дәмәшқ шәһиридә мухбирлиқ қилған болуп, тивиттер (һазирқи (X қатарлиқ хәлқара иҗтимаий таратқу һесабини тунҗи қетим 2012-йили ачқан. 2016-Йилидин 2019-йилиғичә америкада мухбирлиқ қилған.

Кайсер ко өзиниңму 2016-йили америкаға қайтқанлиқини ейтқандин кейин, 2016-йилидики америка сайлими һәққидә лю яңдин мундақ сорайду: “ким техиму начар? бәшәр әсәдму, доналд тирампму?”

Лю яң күлүп туруп мундақ җаваб бериду: “қизиқарлиқ йери шуки, иккила дөләттә мән уруш мәзгилидә мухбирлиқ қилдим. Сүрийәдә рәсмий уруш болувататти, америкада болса 2017-йили хели нормал иди, 2018-йилидин башлап сода җеңи рәсмий башланди. Барлиқ мунасивәтләр көз алдимизда бир-бирләп үзүлүшкә башлиди. Бу мән үчүн аҗайип бир җәрян болди.”

Җияң җияңниң подкәсттә ейтишичә, уму асаслиқи хәлқара хәвәрләрни ишлигән. 2021-2022-Йиллири пакистанниң исламабад шәһиридә мухбирлиқ қилған.

Пирограмма җәрянда кайсер ко американиң хитайға қаратқан пассип сиясәтлириниң сәвәбини сориғанда лию яң мундақ җаваб бериду: “мениңчә америка өзиниң системисини әң яхши, дәп қарайду. Әлвәттә өзигә ишәнгәндә нурғун мәсилиләрни һәл қилғили болиду, лекин башқа системиларни қобул қилмайду. Биз даим дәп келиватимиз, хитай охшимайдиған бир дөләт. Пәрқлиқ бир йолда тәрәққий қиливатиду. Өзиниң ечидики мәсилилирини өзиниң йолида һәл қиливатиду. Буни хитай җәмийити қобул қилғини билән ғәрб қобул қилмайду, дегәндәк. Бизниң көрүватқинимиз, әлвәттә хитайниң мәсилилири бар, лекин өзиниң мәсилилирини наһайити яхши һәл қилип келиватиду. Мәсилиләргә хитайниң логикиси бойичә қараш керәк. ”

У дәрһалла уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисини мисал қилип сөзини мундақ давам қилиду: “шинҗаңдики әмгәк күчидики йөткәш мәсилиси наһайити зил мәсилә. Бу мәсилидә тохталсақ, шинҗаңдики әмгәк күчини йөткәш пирограммиси һөкүмәт тәрипидин орунлаштурулған. Бу пирограмма бойичә йөткиливатқан шинҗаңдики қазақ, уйғур қатарлиқ етник аз санлиқ гуруппилар америка дәватқандәк ‛мәҗбурий әмгәк күчи‚, дәп қаралмаслиқи керәк. Мушу пирограмма бойичә шинҗаңниң сиртидики бу әмгәк күчлирини қобул қилған ширкәтләр америкиниң җаза тәдбири йүргүзидиған нишани болмаслиқи керәк.”

Кайсер ко “наһайити яхши нуқта” дейиш арқилиқ лю яңниң бу пикригә қошулидиғанлиқини билдүриду.

Адриян зенз бу һәқтә мундақ деди: “бу подкәсттики мәсилә хитай һөкүмитиниң тәшвиқатни илгири сүрүш, һәқиқәтни инкар қилиштур. Бу хитай журналистлар бу тоғрилиқ шәхсий билогида язғандиму, мушу хил тәшвиқат һекайисини асас қилиду, әлвәттә. Биз буниң оттурисидики бағлинишни билишимиз керәк. Йәни улар пәқәт өзиниң кәспини қилипла қалмай, дөләтниң әмри билән, юмшақ күч ишлитиш арқилиқ ғәрбниң уйғур мәҗбурий әмгикини әйиблишигә қарши туриду. Кайсер ко болса мушундақ хитайниң тәшвиқатини аңлитидиған, бир тәрәплимә сәһнә һазирлап бәргәнләрниң бири.”

Адриян зенз ахирида өзиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә қаратқан тәтқиқатиниң давам қиливатқанлиқни тәкитлиди вә мундақ деди: “биз уйғур әмгәк күчлирини йөткәшниң давамлиқ күчийиватқанлиқини көрүватимиз. Аталмиш уйғур ишчиларни башқа өлкиләргә йөткәш давамлишиватиду. Истатистикиларға асасланғанда, йөткиливатқан уйғурларниң сани көпийиватиду. Бу, хитайниң уйғурларни контрол қилиш вә ассимилятсийә қилиш истратегийәлириниң биридәк қилиду. Мениңчә, кайсер кониң уйғур мәҗбурий әмгикиниң қанунсиз икәнликини билиши вә уйғур мәҗбурий әмгикини қоллимайдиғанлиқини дейиши наһайити муһим. Һөкүмәтләргә нисбәтән ейтқанда, американи өз ичигә алған һәр қайси һөкүмәтләрниң уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши үнүмлүк тәдбир илиши зөрүр. Әмма бу ишниң һәқиқити шуки, америка һазирға қәдәр уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши үнүмлүк қанун чиқарған бирдинбир дөләт дуняниң уйғурлар билән кари болмайватиду, уларға ярдәм қилмайватиду. Мушундақ тәшвиқатларға йол қойғанлиқниң өзи инсанлиққа қилинған хиянәт. ”

Подкәст җәрянида кайсер ко қатнашқучилардин, шинхуа агентлиқиниң мухбирлирини хәлқарада хитай һөкүмитиниң тәшвиқатчиси дәйдиғанлиқиға қандақ қарайдиғанлиқни сориғанда, улар бу әһвалниң уларни бизар қилмайдиғанлиқини ейтиду.

Биз кайсер кониң инкасини илиш үчүн униң өзи подкәстидә елан қилған елхәт адресиға хәт яздуқ. Әмма у елхетимизгә җаваб қайтурмиди.

 Кайсер ко 1966-йили американиң ню-йорк шәһиридә туғулған. Хитайчә исми го йигуаң (郭怡广) . У 1988-йилдин 1989-йилғичә бейҗиңда турған, вә хитайда даңқ қазанған еғир метал музика әтрити “таң сулалиси” (Tang Dynasty) ниң баш гитарчиси болған. Шу вақитларда у хитайдики тунҗи қош тиллиқ тор бәтләрниң бири болған ChinaNow.com Да баш муһәррир болған, содиға мунасивәтлик тор бәтләрдиму истратегийәчи болуп ишлигән. 1989-Йили тйәнәнмен вәқәсидин кейин америкаға қайтқан. Вә кийин йәнә бейҗиңға берип 2001-йилидин 2011-йилиғичә хитай муһаҗирлири мәркәзләшкән инглизчә журнал “бейҗиңлиқлар” (Beijinger) да ишлигән.

Кайсер ко “синика подкәст” ни 2010-йили бейҗиңда башлиған. У пирограммилирида хитайдики даңлиқ журналистлар вә көзәткүчиләрни тәклип қилип, хитайниң сиясий вә иқтисадий ишлири тоғрисида муназирә илип барған. Мәзкур подкәст хитайниң ичи вә сиртида диққәт тартқан болуп, 2016-йили 4-айда, исмини ашкарилашни халимиған ню-йорктики бир ширкәт тәрипидин сетивелинған вә кайсер ко аилисидикилири билән биллә америкаға қайтқан.

 Униң бу подкәсти “хитай түри” (The China Project, илгирики SupChina) тор журнилида елан қилинған. Мәзкур журнал 2023-йили ноябирда мәбләғ йетишмәслик сәвәбидин тиҗарәтни тохтитидиғанлиқини җакарлиғандин кейин, кайсер кониң подкәстиму тохтап қалған.

Мәлум болушичә, у нөвәттә хитайниң “бәйду” вә “йовку” ториниң хәлқара алақә ишлири мәсули икән. Униң “синика подкәсти” му билгинимиздәк қайтидин җанланған.

Кайсер ко хитайда яшиған алди-кәйни җәмий 20 нәччә йил җәрянида, рок музикисидин техника ахбаратчилиқиғичә, сода-иқтисадтин сиясий алақигичә барлиқ саһәләргә арилашқан. У һазир шималий каролина иштатиниң чапел районида яшимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.