Һәрбий күчтә америкиниң қоллишиға еришкән японийә хитайни әндишигә салмақта
2024.04.15

10-Апрел күни америка пирезиденти җов байден билән японийә баш вәзири фумио кишида (Fumio Kishida) ақсарайда көрүшкән болуп, бу учришиш американиң көплигән таратқулирида, җов байден билән кишиданиң хитайға қарши бирлик сәпни күчәйтиши дәп қаралмақта.
CNN Телевизийәсиниң хәвәр қилишичә, америка пирезиденти җов байден 10-апрел күни японийә баш вәзири фумио кишида билән көрүшкәндә, бу икки дөләтниң һәмкарлиқиниң һазир һәрқандақ вақиттикидин бәк күчлүк икәнликини, шәрқий асияда мустәбит вә иғвагәр дөләткә айланған хитайниң тәһдитигә қарши бир сәптә туруп, демократийә, адиллиқ вә тинчлиқни қоғдашни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Ақсарайда өткүзүлгән бирләшмә ахбарат йиғинида, японийәниң хәлқара сәһнидә америка үчүн барғанчә муһим болуватқан дөләт икәнлики намаян болған. Икки дөләт рәһбәрлири русийә билән украина уруши, исраилийә билән ғәззә тоқунуши, шималий корейә һәмдә дуняниң башқа муһим мәсилилири һәққидә көз қарашлирини оттуриға қоюп, хитай, русийә вә шималий корейәниң дуняға тәһдит болуватқанлиқини көрсәткән.
Җов байден бу қетимлиқ көрүшүштә, японийәни америка билән охшаш демократик, илғар дөләт дәп атиған вә японийә билән һәр қандақ вақиттикидинму бәк йеқин икәнликини билдүргән болса, японийә баш вәзири дуняниң америкаға моһтаҗ икәнликини билдүргән. Америка билән японийәниң бу йәрдә демократик әлләрниң һәмкарлиқини алаһидә тәкитлиши хитай билән русийә вә шималий корейәдәк мустәбит дөләтләргә қарши бирлик сәп қурушниң давамлиқ муһим болуватқанлиқини көрсәткән.
Америкадики сиясий анализчи гордон чаң әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду: “пирезидент байден хитайниң қошна дөләтләргә һуҗум қилишини тосуш үчүн, асиядики иттипақдашлири билән бирлишишкә тиришмақта. Буниң үчүн у австралийә, әнглийә, америка иттипақи (Aukus) вә японийә, җәнубий корейә, филиппин һәм америка иттипақи (Jaopus) қатарлиқлар билән мунасивәтни күчәйтиши керәк. Алдинқи һәптә пирезидент байденниң японийә баш вәзири фумио кишида билән филиппин пирезиденти фердинанд маркосни ақсарайға тәклип қилип, үч тәрәплик сөһбәт өткүзүши тунҗи қетимлиқ иш. Әгәр хитай қошна дөләтләргә һуҗум қилидиған болса, күчлүк иттипақдашлиримиз, болупму японийә биз билән бир сәптә туруши керәк. японийә бизниң алаһидә көңүл бөлүшимизгә вә тәқдирлишимизгә еришмәктә, у бизниң асаслиқ иттипақдишимиз”.
Түркийә һаҗәттәпә университети оқутқучиси, доктор әркин әкрәмниң билдүрүшичә, дөләтләр арисидики қиммәт қарашниң пәрқлиқ болуши улар оттурисидики достлуқ яки дүшмәнликниң түп асасини тәшкил қилидикән. Шу сәвәбтин, америкадәк демократик дөләтләр билән хитайдәк мустәбит дөләтләрниң зиддийити вә күрәшлири узаққичә давамлишидикән.
“ройтерс агентлиқи” ниң 10-апрел бәргән хәвиридә ейтилишичә, америка вә японийә рәһбәрлири тәйвән билән хитай коммунист һөкүмитиниң мунасивитиниң җиддийлишип бериватқанлиқини, бу әһвалниң һинди-тинч окянниң кәлгүси муқимлиқиға ғайәт зор бузғунчилиқ елип келидиғанлиқини билдүргән. Хитай компартийәси баш секретари ши җинпиң йеқинда һечқандақ дөләтниң тәйвән мәсилисигә арилашмаслиқини агаһландуруп, “җуңхуа аилимизниң җәм болушиға һәр қандақ ташқи күч тосқун болалмайду” дегән болуп, хитайниң алдимиздики йилларда тәйвәнгә һуҗум қилишқа пурсәт күтүватқанлиқидин бешарәт бәргән.
Японийә баш вәзири фумио кишида америка билән японийәниң һәр қандақ бир дөләтниң қорал күчи яки тәһдит билән хәлқара тәртипни өзгәртишигә йол қоймайдиғанлиқини, җүмлидин хитайдин келидиған тәһдиткиму қарши туридиғанлиқини билдүргән. У сөзидә йәнә, “русийә украинаға һуҗум қилди, бүгүн украинаға нөвәт кәлгән болса, кәлгүсидә шәрқий асияға нөвәт
Келиши мумкин” дегән.
Хәвәрдә көрситилишичә, америкиниң японийәдә 54 миң әскири бар икән. 2-Дуня урушида бир-биригә қарши уруш қилған бу икки дөләт бүгүн ортақ рәқиблиригә қарши әң йеқин иттипақдашларға айланған. 2-Дуня урушидин кейин һәрбий күчини тәрәққий қилдуруш җәһәттә америкиниң чәклимисигә учрап кәлгән японийә, әмдиликтә хитайдәк ортақ рәқибкә қарши өзиниң дөләт мудапиә күчи вә һәрбий техникасини мәлум дәриҗидә тәрәққий қилдуруш имканийитигә еришкән.
Хитайниң “қабаһәтлик чүши” болған японийәниң буниңдин кейин американиң қоллиши билән һәрбий күчини ашуруши хитайни әндишигә салған. “иқтисад дәври” тор гезитиниң 11-апрел бәргән хәвиридә ейтилишичә, шу күни хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси мав ниң америка билән японийәниң сөһбитигә инкас билдүрүп: “бу икки дөләт тәйвән мәсилиси билән деңиз армийә мәсилисидә хитайға қара сүркиди һәм һуҗум қилди, хитайниң ички ишлириға арилашти. Хитай буниңға қәтий наразилиқ билдүриду һәм қарши туриду” дәп әйиблигән.
Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, америка билән японийәниң хитайға қарши һәмкарлиқни күчәйтиши 21-әсирдики вәзийәтниң өзгириши, хитайниң тәрәққий қилип тәһдиткә айлиниши билән мунасивәтлик икән.
Америка билән японийә рәһбәрлириниң сөһбитидә, шималий корейәниң ядро қораллири тәһдити билән хитайниң һинди-тинч окян районидики һәрбий вә иқтисадий тәһдитлири музакирә қилинған, америка билән японийәниң һәрбий һәмкарлиқ пилани оттуриға қоюлған; андин муһим саһәләрни өз ичигә алған 70 нәччә түр бойичә һәмкарлиқ түри елан қилинған. Буларниң ичидә, японийәдә турушлуқ америка армийәсиниң тәшкилий қурулмисини өзгәртиш, японийә билән америка армийәсиниң бир гәвдилишиш дәриҗисини өстүрүш; “һәрбий санаәт мәслиһәт кеңиши” қуруп, икки дөләтниң мудапиә қораллирини маслаштуруш йоллирини издәш; америка, австралийә вә японийә оттурисидики башқурулидиған бомбиға қарши мудапиә системисини күчәйтиш қатарлиқ түрләр бар икән.
“америка бирләшмә агентлиқи” ниң хәвәр беришичә, 4-айниң 11-күни, америка пирезиденти җов байден йәнә ақсарайда, японийә баш вәзири фумио кишида вә филиппин пирезиденти фердинанд маркос (Marcos) билән үч тәрәп сөһбити өткүзүп, хитайниң һинди-тинч окяндики һәрбий иғвагәрчиликигә тақабил туруш мәсилилирини музакирә қилған. Чүнки хитай узундин буян тәйвәнгә тәһдит селиш билән бир вақитта, японийә һәм филиппин билән деңиз тәвәлики вә тақим арал игидарчилиқини талишип келиватқан болуп, шәрқий деңиз вә җәнубий деңиздики һәрбий күчини давамлиқ ашурған.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай әслидә японийә билән филиппинни ялғуз қоймақчи болған, әмма америка пирезиденти һазир бу икки дөләтниң пирезидентлирини ақсарайға тәклип қилип, бирликтә пилан түзүш арқилиқ, хитайни ялғуз қалдурмақчи болған.
Сиясий анализчи гордон чаң мундақ деди: “ши җинпиң җов байдинниң агаһландурушиға, болупму филиппин тоғрулуқ агаһландурушиға қулақ салмиди. Болмиса пирезидент байден бу айниң бешида ши җинпиң билән телефонда көрүшкәндә хитайниң җәнубий деңиздики иғвагәрчиликини тилға алғаниди. У йәнә американиң филиппинни қоғдаш вәдисиниң мустәһкәм икәнликини җакарлиғаниди. Йеқинқи бир нәччә айдин буян хитай филиппинниң җәнубий деңиз тәвәликидә хәтәрлик һәрикәтләрни қилип келиватиду. Байдин һөкүмитиниң агаһландурушиму үнүм бәрмигәндәк қилиду. Шуңа кейинки бир нәччә ай наһайити муһим, америка өз иттипақдашлири билән бирләшсиму, урушқақ хитайни пәйлидин яндуруш-яндуралмаслиқи техи намәлум” .
Хитайниң 21-әсирдә күчлинип дуняви тәһдиткә, хәтәрлик апәткә айлинишиниң әң рошән аламити уйғур районида елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ җинайити болуп, демократик дөләтләр билән мустәбит дөләтләр дәл мушу мәсилидә иккигә айрилип кәткән. Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, америка билән японийәдәк демократик дөләтләрниң бирлишип, дунядики күчләр тәңпуңлуқида йетәкчи орунни игилиши уйғурлар мәсилиси үчүн пайдилиқ икән.