Амстердам шәһәр башлиқи хитай ишләпчиқарған 1280 камераниң ишлитилишиниң тохтитилидиғанлиқини җакарлиди
2024.06.20
Голландийә пайтәхти амстердамниң шәһәрлик һөкүмити 6-айниң 10-күни баянат елан қилип, шәһәрлик һөкүмәтниң хитайдин импорт қилинған 1280 камерани ишлитишни алдимиздики 5 йил ичидә пәйдинпәй пүтүнләй бикар қилидиғанлиқини җакарлиған.
Мәзкур қарар тоғрисида зияритимизни қобул қилған голландийәдики “дәнк” партийәсидин болған парламент әзаси суләйман қоюнҗу әпәнди мундақ деди: “2022-йилида голландийәдики 50 шәһәрлик һөкүмәт вә көп санда дөләт идарисидә хитай ширкәтлири ишләпчиқарған камераларниң ишлитиливатқанлиқи ашкариланғаниди. Улар, бу камераларни хитайниң җасуслуқ паалийитидә пайдилинидиғанлиқини илгири сүрүшкәниди. Бу камераларни ишләп чиқарған ширкәтләрниң хитайниң уйғур қериндашлиримизға елип бериватқан уйғур қирғинчилиқиниң бир қисми икәнликини, шундақла бу камераларниң уйғурларни бастурушта ишлитиливатқан болуши бизниң диққитимизни тартқаниди. Шуниң билән биз амстердам шәһәрлик парламентта уйғур қирғинчилиқини аңлаттуқ. Шундақла биз хитайниң бу камераларни уйғур кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә ишлитиватқанлиқини, һәтта уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқи барлиқи, буларни ишләтмәслик керәклики баян қилинған бир парчә илтимасни сундуқ. Бу илтимасимизға бинаән амстердам шәһәрлик һөкүмитиниң тәкшүрүши нәтиҗисидә хитай ширкити ишләп чиқарған 1280 камера ениқлап чиқилған. Шуниң билән улар бу камераларниң алдимиздики 5 йил ичидә тамамән ишлитилмәслики тоғрисида қарар алди.”
Сулайман қоюнҗу әпәнди, амстердам шәһәрлик һөкүмәтниң бундақ бир қарарни чиқарғанлиқидин интайин хурсән болғанлиқини тәкитлиди. У, мундақ деди: “2022-йили мән шималий голландийә өлкилик парламент әзаси вақтимда, хитайдин алған камераларни ишлитишни чәкләш тоғрисида қарар лайиһәси сунғанидим. Мәзкур парламентму хитайдин сетивалған камераларни ишләтмәслик тоғрисида қарар чиқарғаниди. Әмдиликтә амстердам шәһәрлик һөкүмәтниңму бундақ бир қарарни мақуллуқтин өткүзгәнликидин наһайити хурсән болдуқ. Буниңдин сирт, мән шималий голландийә өлкилик парламент әзаси болуп вәзипә өтәватқан вақтимда, хитайниң уйғурларға қаратқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәбидин шәндуң өлкиси билән болған 26 йиллиқ тарихқа игә ‛дост өлкә‚ лик мунасивити бикар қилинғаниди. ”
Америкадики CBS хәвәрлири ториниң 2022-йили 4-декабир күни елан қилған мақалисигә қариғанда, хитай һазир “пуқраларни омумйүзлүк көзитиш вә контрол қилиш” дәвригә киргән болуп, мәмликәтниң һәммә җайиға 400 милйон камера орнитип, дунядики әң чоң тәқип-назарәт дөлитигә айланған. Униң үстигә узун йиллардин буян уйғурлар мушу камералар арқилиқ 24 саәт көзитилмәктә икән. Сулайман қоюнҗу әпәнди голландийәдә 12 өлкә барлиқини, бундин кейин голландийәдики техиму көп өлкә вә шәһәрләрниң хитай билән болған тиҗарий мунасивитигә чәклимә қойидиғанлиқини баян қилди. У, мундақ деди: “бу һәқтә голландийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири билән изчил һалда көрүшүп музакирә елип бериватимиз. Бу йәрдә әң муһими болғини аммиви тәшкилатларниң мәлумат бериш паалийәтлирини күчәйтиши. Һазир голландийәдә йеңи һөкүмәт қурулуш алдида туриду. Бу сайламда көчмәнләргә қарши партийә утуп чиққан болсиму, улар аммиви тәшкилатларниң пикрини алиду. Биз уларға уйғурлар дучар болуватқан хитайниң адәм қелипидин чиққан сияситини аңлатсақ, голландийәдики 12 өлкидики шәһәр вә һөкүмәт идарилириму хитай ишләп чиқарған камералар һәм башқа техникилиқ буюмларни ишлитишни чәклиши мумкин дәп ойлаймән. Чүнки явропа дөләтлиридики мал сетивалғанда кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән четишлиқи бар йоқлуқиму сүрүштә қилиниду. ”
Д у қ хитай ишлири комитети мудири адил абдукерим әпәнди бу қарар һәққидики соалимизға җаваб берип, буниң уйғурлар үчүн сөйүндүридиған бир иш болғанлиқини билдүрди.
Адил абдукерим әпәнди явропадики башқа дөләт вә шәһәрлиридиму бундақ қарарларни мақуллитиш үчүн тиришиш керәкликини, уйғур қирғинчилиқиниң дуняниң тинчлиқи билән мунасивити барлиқини тәкитлиди.
Голландийәдики уйғур паалийәтчи абдурахман абдуллаһ әпәнди голландийәдики түрк миллитидин болған парламент әзаси сулайман қоюнҗу әпәндиниң бу һәқтә көп күч чиқириватқанлиқини, буниңда мәлум утуқларни қолға кәлтүрүватқанлиқини илгири сүрди.
Голландийә парламенти2022-йили--айниң 26-күни хитайниң уйғурларға қаратқан зулум сияситини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп етирап қилғаниди.