Мюнхенда өткүзүлгән “ана тил сөйгүси” паалийитидә уйғур тили, тарихи вә мәдәнийити тонуштурулди
2025.02.13

12-Феврал күни мюнхен шәһәрлик һөкүмәт тармақлири тәрипидин “гастайик университети мәдәнийәт мәркизи” дә өткүзүлгән “ана тил сөйгүси” паалийитигә уйғур тил вә мәдәнийәт тәтқиқатчилири һәмдә мәркизи мюнхен шәһиридә болған “уйғур мәдәнийәт-маарип бирлики” тәшкилатиниң оқутқучилири һәм оқуғучилириму қатнишип, қиммәтлик лексийәләр, мол мәзмунлуқ сән´әт номурлири билән тамашибинларниң күчлүк алқишлириға еришкән.
Паалийәт муқәддимисидә, уйғурларниң нөвәттики паҗиәлик тәқдири һәққидә мәлумат берилип, хитай һакимийитиниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлири тонуштуруп өтүлгән. Шуниң билән биргә, явропа уйғурлириниң мәркизигә айланған мюнхен шәһиридики уйғур җамаитиниң йоқилишқа йүз тутуватқан ана тил вә мәдәнийитини қоғдап қелиш йолида көрситиватқан тиришчанлиқлири баян қилинған.
Тәклипкә бинаән германийә пайтәхти берлиндин кәлгән уйғур тили вә мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор абләт сәмәт әпәнди алди билән паалийәт иштиракчилириға уйғурларниң 1759-йилидин буянқи тили, мәдәнийити, өрп-адәтлири вә тарихи һәққидә әтраплиқ чүшәнчиләр берип өткән. Униң лексийәси кишиләрдә зор қизиқиш пәйда қилған вә түрлүк соалларниң оттуриға қоюлушиға сәвәб болған.
Доктор абләт сәмәт әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, алди билән герман пуқралириниң уйғурларға болған алаһидә қизиқишлиридин көп тәсирләнгәнликини тилға елип өтти. У сөзиниң давамида, уйғур тилиниң бу сорунда уйғур сәнити арқилиқ намаян қилинип, наһайити яхши тәсир яратқанлиқини, уйғур тилини мәңгү қоғдап қелишниң муһим әһмийәтлирини тәкитлиди.
Паалийәт җәрянида “уйғур мәдәнийәт-маарип бирлики” тәшкилатиниң оқутқучилири һәм оқуғучилири уйғурчә нахшиларни ейтип, тамашибинларниң диққитини җәлп қилған. Паалийәттә уйғур чалғу әсваблири вә баш кийимлириниң өрнәклири көргәзмә қилинған.
“уйғур мәдәнийәт-маарип бирлики” тәшкилатиниң рәиси пәридә ханим бу һәқтә тохталғанда, бу хилдики паалийәтләргә қатнишиштики мәқсәтниң уйғур миллий кимликини германлар һәм бу йәрдә яшаватқан башқа милләтләргә техиму илгириләп тонутуштин ибарәт икәнликини әскәртти. У йәнә бәзи паалийәт иштиракчилириниң уйғур вәтинидә һазир уйғур тилиниң қоллинишиға қарита чәклимә бар-йоқлуқи һәққидә түрлүк соалларни сорап, уйғурларниң нөвәттики вәзийитидин мәлуматлар истигәнликини ипадә қилип өтти.
Доктор абләт сәмәт әпәндиниң өз лексийәсидә, германийә сәйяһлириниң 19-әсирләрдә шәрқий түркистанни зиярәт қилип, уйғур тили һәм мәдәнийитиниң дуняға тонулуши үчүн қошқан төһпилири тоғрисидики баянлири, шундақла қәдими уйғур тили билән герман тилиниң бәзи бағлинишлири һәққидә оттуриға қойған пикирлири герман пуқралирида техиму зор қизиқиш пәйда қилған.