Анталяда өткүзүлгән хәлқара фестивалда уйғур мәдәнийити вә сәнити зор алқишқа еришкән
2024.09.17
Түркийә җумһурийитиниң әң чоң хәлқара саяһәт шәһәрлиридин бири болған анталяда өткүзүлгән 3-нөвәтлик “түрк дуняси йөрүк-түркмән фестивали” да уйғур фолклори вә сәнитидин нәмуниләр көрситилип, зор алқишиға еришкән.
Анталя шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин уюштурулған паалийәт 13-сентәбирдин 15-сентәбир күнигичә давамлашқан болуп, уйғурлар мәхсус 3 чедир ечип уйғур қол һүнәр буюмлири вә сәнитини көргәзмә қилған. Униңдин сирт, 15-сентәбир күни кәчқурун қазақистан билән қирғизистандин кәлгән уйғур сәнәт өмәклири уйғур нахша-уссул вә музикилиридин нәмуниләр көрсәткән. Бу фестивалда түркийәниң һәрқайси вилайәтлиридин кәлгән 59 җәмийәт вә вәхпиләрдин башқа, 19 дөләттин кәлгән кишиләр өз сәнәткарлириниң мәдәнийәт вә сәнәт әсәрлирини көрсәткән. Уйғурларға вакалитән тәклип билән қатнашқан икки уйғур тәшкилати билән қазақистан вә қирғизистандин кәлгән сәнәтчиләр бу фестивалда уйғур сәнәт номурлирини намайәндә қилған.
Анталя җумһурийәт мәйданида өткүзүлгән ечилиш мурасимиға шәһәр башлиқи муһиттин бөҗәк, парламент әзаси җавит ари вә айқут қара қатарлиқ кишиләр қатнашқан. Ечилиш мурасимида қазақистанлиқ уйғур сәнәтчиләр раваб, сунай вә башқа чалғуларни челип, уйғур нахша-уссуллирини намаян қилған. Униңдин сирт, уйғур хәлқ җәмийити билән анталя уйғур җәмийитиниң әзалири уйғур ханим-қизлири билән әрләрниң миллий кийим-кечәклирини кийип параттин өткән һәмдә уйғур миллий кийим-кечәклириниң рәңдар җуласини намаян қилған.
Анталя шәһәрлик һөкүмәтниң тор бетидә йезилишичә, бу фестивал түркий хәлқләрниң мәдәнийәт вә сәнәт әсәрлири билән қол-һүнәрвәнчилик буюмлири, кийим-кечәклири вә йемәк-ичмәклирини бир йәргә җәм қилған. Бу фестивалда символлуқ һалда түркләрниң оттура асиядин бүгүнки түркийә земиниға көчүп келиш тарихиму җанлиқ шәкилдә көрситилгән, шундақла тарихий мәдәнийәт буюмлирини тонутуш вә тарихий мирасларға игә чиқиш мәқсәт қилинған.
Бу паалийәткә алаһидә тәклип бойичә иштирак қилған истанбулдики шәрқий түркистан кишилик һоқуқ тәшкилатиниң баш катипи абләт удун әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “бу паалийәтни анталя шәһәрлик һөкүмәт һәр йили уюштуруп келиватқан икән. Бу йилдикиси үчинчи қетимлиқи икән. Биз бу паалийәтни көрүп интайин һаяҗанландуқ. Анталяда паалийәт елип бериватқан уйғур хәлқ җәмийити билән анталя уйғур җәмийити бу паалийәткә қатнашти. Фестивалда бу икки тәшкилат икки чоң чедир қуруп көргәзмә қилди.”
Абләт удун әпәнди бу фестивалда уйғурларниң паалийәтлириниң алаһидә диққәт тартқанлиқини баян қилди. У мундақ деди: “алди билән җумһурийәт мәйданида йиғилип символлуқ һалда түркмәнләрниң анатолийәгә көчүшини намаян қилидиған параттин өтүш паалийити болди. Дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән түрк, татар, уйғур, қазақ, қирғиз, түркмән вә гагавуз қатарлиқ түркий хәлқләр өзлириниң миллий кийимлирини кийип, байрақлирини көтүрүп, сәнәт номурлирини намайәндә қилип параттин өтти. Арқидин шәһәрлик һөкүмәтниң чоң залида ечилиш мурасими өткүзгәндин кейин, анталяниң әң чоң сәйлигаһ макани болған қараман сәйлигаһ районида чоң чедирларни қуруп, өз миллитиниң сәнитини вә сәнәт номурлирини көрсәтти.”
Биз бу паалийәткә уйғурларға вакалитән иштирак қилған анталийәдики уйғур хәлқ җәмийитиниң һәйәт әзаси һәдийә әхмәтова ханим билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, мундақ деди: “бу паалийәткә биз анталядики уйғур хәлқ җәмийити қатнаштуқ. Уйғурларниң музика, уссул вә сәнитини тонуштуруш нийитидә җәмийитимиз қазақистан, қирғизистандин нахшичи вә уссулчилар, сунайчи вә нағричиларни тәклип қилди. Җүмлидин қазақистанда даңқи чиққан долан миллий уссул өмикиниң башлиқи бәхтияр әпәнди, қурбанҗан сәлимоф башчилиқидики канай-сунай вә нағричилар өмики, бишкәктики нахшичилардин рошәнгүл мөминова, алимҗан розийеф вә абдуғопур җурайеф рәһбәрликидики туран сунай өмики бу фестивалға иштирак қилди. Мәйли параттин өтүш җәрянида болсун яки ечилиш мурасими җәрянида болсун вә яки үч күнлүк фестивал җәрянида болсун, гүлдүрлигән алқишларға сазавәр болди. Уйғур музикилирини чалған һаман барлиқ фестивал әһли уссулға чүшүп һәммәйләнни һәйран қалдурди.”
Һәдийә әхмәтова ханим бу қетимқи паалийәттә уйғур тамақлирини нәқ мәйданда етип көрситип, кишиләрниң алаһидә диққитини тартқанлиқини баян қилип мундақ деди: “қазақистандин чевәр қоллар топи келип көргәзмидә уйғур нениниң түрлирини пишуруп, дәстә-дәстә саңзиларни вә ләзиз тамақларни тәйярлап, меһманларни һәйран қалдурди. Омумән қилип ейтқанда, тәшкилатимиз зор күч билән пухта тәйярлиқ қилғачқа, анталя шәһәрлик һөкүмәтниң юқири дәриҗилик мукапатлириға еришти вә түрк хәлқниңму алқишлириға сазавәр болди.”
Хәвәрләрдә ейтишичә, түркийәниң анталя шәһиридә һәр йили 10 милйон әтрапида саяһәтчи келидикән. Абләт удун әпәнди бу фестивал җәрянида уйғур ирқий қирғинчилиқи аңлитилған доклат билән варақчиларниңму тарқитилғанлиқини, йәни йәрлик түркләргила әмәс, бәлки чәт әлликләргиму уйғур ирқий қирғинчилиқиниң аңлитилғанлиқини баян қилди.
Бу паалийәткә иштирак қилған анталя ақдеңиз университетиниң оқутқучиси бану челик ханим, телефон учури арқилиқ соалимизға җаваб берип мундақ дәп язған иди: “мән анталяда өткүзүлгән ‛түрк дуняси вә түркмән-йөрүк‚ фестивалида уйғур нахша-уссуллирини вә һәр хил йемәк-ичмәклирини көрүп һәйран қалдим. Түрк дунясиниң бу күлтүрни қоғдап қелиш, һәтта омумлаштуруш үчүн тиришчанлиқ көрситиши керәк.”
Анталя түркийәниң җәнубиға җайлашқан хәлқаралиқ саяһәт шәһири болуп, кейинки йилларда оттура асия түркий җумһурийәтлиридин, болупму қазақистан вә қирғизистандин кәлгән көп санда уйғур бу шәһәрдә яшимақта. Бу уйғурлар 2023-йили уйғур хәлқ җәмийити намлиқ бир тәшкилат билән анталя уйғур җәмийити намида йәнә тәшкилатни қуруп, уйғурлар тоғрисида һәр хил паалийәтләрни уюштурмақта.