Арфийә ели уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини давамлиқ оттуриға қоюшни тәкитлиди
2024.10.29
27-Өктәбир күни японийә парламенти әзалиқиға қайта сайланған уйғур қизи арфийә ели (Arfiya Eri) шу күни “бүгүнки һиндистан” телевизийә қанили мухбириниң зияритини қобул қилған. У дәсләптә, японийә парламентиға кириш сәвәблири вә сиясий ғайилири үстидә тохталған. Андин кейинки сөзлиридә, уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқни тосуш үчүн хәлқара бесимни күчәйтиш, японийә тәрәптинму хитайға бесим қилиш, кишилик һоқуқ мәсилисини хитайниң баш тартип болмайдиған һәм җиддий қаримиса болмайдиған мәсилигә айландуруш һәққидә көз қарашлирини оттуриға қойған.
2023-Йил 4-айда японийә авам палата әзаси болуп сайланған арфийә хәлқара сәһниләрдә елип барған сиясий паалийәтлири, японийә парламенти вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирида уйғурларни қоллаш салмиқини ашуруш җәһәттә көрсәткән төһпилири билән тонулған яш сиясәтчи болуп, буниңдин нәқ бир йил бурун, йәни 2023-йил 29-өктәбир күни японийә пайтәхти өткүзүлгән “хәлқара уйғур мунбири: дуня парламентлар кеңиши” йиғининиң мувәппәқийәтлик өткүзүлүшигә алаһидә һәссә қошқан һәмдә чәт әлдики уйғурларға күчлүк илһам бәргәниди.
Дуня уйғур қурултийи 28-өктәбир күни X һесабида учур елан қилип, арфийә елиниң қайтидин японийә парламентиниң әзаси болуп сайланғанлиқини тәбриклиди һәмдә униң уйғурлар үчүн давамлиқ мувәппәқийәтлик хизмәтләрни қилишиға тиләкдашлиқ билдүрди.
Японийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси илһам мәһмуд әпәнди арфийәниң японийә парламентида давамлиқ хизмәт қилишиниң уйғур мәсилисини японийәдә давамлиқ күнтәртиптә тутуп турушта муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Арфийә ели һиндистан телевизийәсигә бәргән зияритидә, өзиниң японийә парламент әзаси болуп сайланғандин кейин елан қилған кишилик һоқуқ баянатиниң чәт әл таратқулирида күчлүк диққәт қозғиғанлиқини, бу баянатниң пәқәт хитайғила әмәс, пүтүн дуняға қаритилғанлиқини, чүнки бүгүнки дуняда нурғун дөләтләрдә пуқраларниң һоқуқ-мәнпәәти вә кишилик һоқуқниң тарийиватқанлиқини, хәлқара низам-тәртипкә уйғун сиясий муһитниң кичикләватқанлиқини, бундақ вәзийәттә японийәдәк тәрәққий қилған бир дөләтниң кишилик һоқуқни қоғдаш җәһәттә тегишлик рол ойниши керәкликини билдүргән.
“японийә вәтәнни қоғдаш партийәси” ниң әзаси болуп ишләватқан гүлистан әзиз японийә парламентиға қайта әза болуп сайланған арфийә елиниң уйғурлар дуч кәлгән кишилик һоқуқ киризисини японийә дөлити, японийә хәлқиниң мәнпәәтигә бирләштүрүп һәл қилишқа тиришидиғанлиқини, японийәдә яшаватқан уйғурларниңму униңға һәмдәм болуши керәкликини билдүрди.
Арфийә йәнә һиндистан телевизийәсидә қилған сөзидә, уйғурлар дуч кәлгән киризисни һәл қилишниң толиму аста болуватқанлиқини билдүрүп мундақ дегән: “биз 2016-йилила уйғур районида мисли көрүлмигән кәң-көләмлик тутқунниң башланғанлиқиға даир пакитларни көрдуқ. Әлвәттә бу районда кишилик һоқуқ мәсилисиниң хели бурунла мәвҗут икәнликини билимиз. Һалбуки, 2016-йилдин кейин бу дәпсәндичилик биз илгири көрүп бақмиған көләмдә кеңийип кәтти. Мәлум болғинидәк, бу дәпсәндичилик уйғурларни көп санда тутқун қилиш, пүтүн хәлқни тәқип-назарәт қилиш, ата-анилирини лагерға солап, балилирини улардин айриветиш қатарлиқларни өз ичигә алиду. Биз йәнә мәҗбурий әмгәккә аит испатларни көрдуқ, адвокатлар, дохтурлар, пирофессорлар район ичи вә сиртидики завутларға мәҗбурий әмгәккә маңдурулди. Америка һөкүмити 2 милйондин көп уйғурниң тутулғанлиқини елан қилди, бу сан техиму көпийиши мумкин дәп тәхмин қиливатимиз. Аялларни туғмас қилиш, балиларни ата-анисидин айриветиш қатарлиқлар ирқий қирғинчилиқ һесаблиниду, һалбуки бу қилмишлар уйғур районида йүз бериватиду. Әгәр бу әһвал дуняниң башқа һәр қандақ йеридә йүз бәргән болса, б д т ниң униңға күчлүк баянат бәргәнликини, хәлқара җәмийәтниңму униңға күчлүк инкас қайтурғанлиқини, у районда йүз бериватқанларни тәкшүрүшкә мустәқил өмәк әвәткәнликини көргән болаттуқ. Һалбуки, б д т әмәлдари у районни бир қетим зиярәт қилип қоюпла, доклаттин бирни елан қилип, “у районда йүз бериватқан ишлар инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүргән болуши мумкин‚ дәпла ишни түгәтти. Шуниңдин кейин уларниң бирәр әмәлий һәрикәт қолланғанлиқини көрмидуқ.
Мән дуняниң һәр қандақ йеридә кишилик һоқуқ киризисини һәл қилиш үчүн қоллинилған чариләрниң уйғур райониғиму қоллинилишини үмид қилимән”.
Арфийә йәнә һиндистан мухбириниң соалиға бәргән җавабида, хитайниң һазир һәдәп уйғур елидики тәрәққиятни тәшвиқ қилип дуняни қаймуқтуруватқанлиқини, әмәлийәттә бу райондики тәрәққиятниң шу земиндики һәдди-һесабсиз байлиқлар вә хитай миллитиниң мәнпәәти үчүн болуватқанлиқини илгири сүрүп мундақ дегән: “уйғур райони өткән 60 йилдин бери тәрәққий қилди, бу раст. Әмма сиз униң қандақ тәрәққий қилғанлиқи вә кимниң бу тәрәққияттин мәнпәәт еливатқанлиқиға диққәт қилсиңиз, санлиқ мәлуматтин шуни көрисизки, бу райондики хитайлар уйғурлардин яхши турмуш кәчүриду. Кишиләргә берилгән әркинлик җәһәттин қарайдиған болсақ, уйғурларниң қанчилик сөз әркинлики, паалийәт әркинлики вә диний етиқад әркинлики бар? хәлқара җәмийәтниң у районға кирип, тоғра учур елиш йоли асасән етилгән, шуңа у йәрдә йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә лилла баһа берәлмәйватиду, һалбуки у йәрдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики интайин еғир”.
Арфийә бу сөһбәтниң ахирида, уйғурларниң нөвәттики кишилик һоқуқ киризисини давамлиқ оттуриға қоюш керәкликини билдүрүп мундақ дегән: “мениңчә, һәр қандақ кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, болупму бундақ зор көләмдики тутқун қилиш җинайити җазасиз қалмаслиқи керәк. Хәлқара җәмийәт буниң үчүн аваз чиқириши, бу мәсилини музакирә қилиштин тохтап қалмаслиқи керәк. Буниң һәқиқәтән үнүми бар. Муһим болғини, биз бу мәсилисини чоқум хитай һөкүмити көңүл бөлмисә болмайдиған шәкилдә оттуриға қоюшимиз керәк. Буниң үчүн, б д т вә башқа хәлқара тәшкилатларни өз хизмитини ада қилишқа, у районда адил, ишәнчлик тәкшүрүш елип беришқа, кишилик һоқуқ җинайәтлириниң қайта йүз бәрмәсликигә капаләтлик қилишқа чақиришимиз керәк. Б д т ниң сабиқ әмәлдари болуш сүпитим билән шуниңдин әпсуслинимәнки, биз дуняни кишилик һоқуқ киризисидин агаһландуруп туримиз, уни музакирә қилип туримиз, әмма һәр қайси дөләтләрни униңға тақабил турушқа яки қанунсиз қилмишлири техи зорийип кәтмигән вақтидила уни тохтитишқа һәрикәт қилмаймиз. Мән б д т ға әза дөләтләрни вә хәлқара органларни өз мәсулийитини ада қилишқа, кишилик һоқуқ мәсилисини һәр даим тәкитләп турушқа чақиримән”.
Илһам мәһмуд әпәндиниң қаришичә, японийә парламентиға 2-қетим сайланған арфийә бурунқидин техиму мустәһкәм сиясий асасқа вә тәҗрибигә игә, әмма японийә парламенттики хитайпәрәс парламент әзалири униңға йәнила қийинчилиқ туғдуруши мумкин икән. Шундақтиму арфийә өзиниң сиясий таланти билән бу хирисларға тақабил туралайдикән.