Австралийә федератсийә парламентида “партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи” рәсмий қурулди

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2025.02.12
Australia-dowtluq-guruppisi-1920 Австралийә федератсийә парламентида “партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи” рәсмий қурулди
Photo: RFA

11-Феврал күни, канберрадики австралийә парламент бинасида өткүзүлгән, партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи (AAPPGU) ниң рәсмий қурулуш мурасими вә сөһбәт паалийитигә мәзкур гуруппиниң рәислиридин парламент әзаси тоний заппия (Tony Zappia) вә парламент әзаси андрев валлис (AndrewWallace) “австралийә уйғур тәңритағ ханим-қизлар уюшмиси” билән һәмкарлиқта саһибханилиқ қилған.

Канберрадики австралийә парламент бинасида өткүзүлгән партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи (AAPPGU) ниң  қурулуш мурасими вә сөһбәт паалийити көрүнүши. 2025-Йили 11-феврал, канберра, австралийә
Канберрадики австралийә парламент бинасида өткүзүлгән партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи (AAPPGU) ниң қурулуш мурасими вә сөһбәт паалийити көрүнүши. 2025-Йили 11-феврал, канберра, австралийә

Австралийә парламентидин мәзкур гуруппиға әза болған һәр қайси партийәләрниң парламент әзалири, австралийәниң һәр қайси җайлирида паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилат вәкиллири вә бир қисим уйғурлар болуп күп санда киши паалийәткә иштирак қилған.

Мурасимда “австралийә парламенти партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи” ниң рәислиридин парламент әзаси тоний заппия әпәнди радийомизға мундақ деди: “парламенттики бу уйғур достлуқ гурупписи, бүгүн канберрада парламентимизда рәсмий қурулди. Бу гуруппиниң қурулуши ялғуз австралийәдә яшаватқан уйғурлар вә дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар үчүнму бир зор қәдәм. Чүнки бу гуруппимиз австралийәдики уйғурларниң авазини аңлаш һәмдә уларниң ана вәтинидики уйғурларниң авазини аңлитишиға мәйдан һазирлашни шу арқилиқ австралийә һөкүмитиниң австралийәдики вә уйғурлар вәтинидики барлиқ уйғурларниң вәзийитини техиму яхши чүшинишни илгири сүрүшни мәқсәт қилиду.”

Канберрадики австралийә парламент бинасида өткүзүлгән партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи (AAPPGU) ниң  қурулуш мурасими вә сөһбәт паалийити көрүнүши. 2025-Йили 11-феврал, канберра, австралийә
Канберрадики австралийә парламент бинасида өткүзүлгән партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи (AAPPGU) ниң қурулуш мурасими вә сөһбәт паалийити көрүнүши. 2025-Йили 11-феврал, канберра, австралийә

Австралийә парламентида бу гуруппиниң қурулуши үчүн йиллардин бери һәрикәт қилип келиватқан “австралийә уйғур тәңритағ ханим-қизлар уюшмиси” канберрадики австралийә парламентида өткүзүлгән бу мурасимни бирликтә уюштурған вә паалийәт залини җәмийәттики актип уйғур ханим қизларниң чевәрлик билән уйғур мәдәнийәт пуриқиға бай қилип раслиған зал уйғурларниң хаслиқ, миллий мәдәнийәт алаһидиликлирини, сәнитини намайәндә қилидиған доппилар, әтләс гүллүк буюмлар, уйғур сазлири, өй сәрәмҗанлири билән безәлгән шундақла уйғур татлиқ түрмә вә мәззилик чайлири билән интайин достанә вә азадә кәйпият яритилған. Достлуқ кәйпияти ичидә парламент әзалириға уйғур кимлики тонуштурулған.

Канберрадики австралийә парламент бинасида өткүзүлгән партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи (AAPPGU) ниң  қурулуш мурасимида залға тизилған уйғур допписи. 2025-Йили 11-феврал, канберра, австралийә

“австралийә уйғур тәңритағ ханим-қизлар уюшмиси”  ниң рәиси рамилә чанишев ханим, юмилақ үстәл сөһбитидә сөз қилип, австралийә парламенти партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписиниң қурулғанлиқини, австралийәдики уйғур җамаити шундақла пүтүн уйғурларға вакалитән қизғин тәбриклигән, һәмдә у гуруппиниң қурулушида күч чиқарған парламент әзалириға тәшәккүр билдүрүп, мәзкур гуруппиниң қурулушиниң муһаҗирәттики уйғурларға, болупму һелиһәм ирқи қирғинчилиқниң қурбани болуватқан, кимлик, мәдәнийәт, тил вә һәр җәһәттин йоқитишқа учраватқан уйғурлар үчүн интайин әһмийәтлик иш икәнликини билдүргән.  Шундақла у уйғурларниң бу достлуқ гурупписиниң австралийә һөкүмитидин күтидиған 3 ачқучлуқ тәлипини оттуриға қойған болуп, улар:

1-Уйғурлар үстидин елип бериливатқан ирқи қирғинчилиқта биваситә қоли бар хитай әмәлдарлирини, магнитиски қануни бойичә җазалаш.

2-Уйғур қуллуқ әмгики бәдилигә кәлгән хитай маллириниң австралийәгә киришниң алдини алидиған, күчлүк қанун бәлгиләш.

3-Баш панаһсиз қалған тайландтики уйғурларни өз ичигә алған уйғурларға игә чиқиш.

 У йәнә, бу достлуқ гурупписидики парламент әзалирини уйғурларниң мәзкур тәләплириниң австралийә һөкүмитиниң қобул қилиши  вә тәдбир елиши үчүн һәрикәт қилишқа чақирған.

Мусапир уйғурларни австралийәгә қобул қилиш һәққидә айрим тохталған рамилә ханим, 60 миңдин артуқ уйғурниң дөләтсиз, паш панаһсиз мусапирлиқта яшаватқанлиқини, болупму тайландта, сәуди әрәбистан вә маракәштә хитайға қайтурулуш хәвпидә қалған уйғурларниң җиддий кишилик һоқуқ ярдимигә моһтаҗ икәнликини тәкитләп: “йеқинда канада һөкүмити 10 миң уйғурни қобул қилидиғанлиқи җакарлиди. Австралийәниң униңдинму яхши қилалайдиғанлиқиға ишинимән” дегән.

“австралийә уйғур тәңритағ ханим-қизлар уюшмиси” ниң рәиси рамилә чанишев ханим зияритимизни қобул қилип, австралийә парламенти партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписиниң, австралийә парламентида уйғурлар үчүн қурулған бир муқим гуруппа болуп қалидиғанлиқини билдүрди.

Канберрадики австралийә парламент бинасида өткүзүлгән партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи (AAPPGU) ниң  қурулуш мурасими вә сөһбәт паалийити көрүнүши. 2025-Йили 11-феврал, канберра, австралийә
Канберрадики австралийә парламент бинасида өткүзүлгән партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи (AAPPGU) ниң қурулуш мурасими вә сөһбәт паалийити көрүнүши. 2025-Йили 11-феврал, канберра, австралийә

Уйғурларни изчил қоллап келиватқан шундақла мәзкур уйғурларни қоллаш гурупписиниң қурулушида ачқучлуқ рол ойниғучи парламент әзалиридин фатимә пайман (Fatima Payman) ханим, мурасимдин кейин радийомизға мундақ деди:

“бу уйғур достлуқ гурупписиниң қурулушиниң әһмийити шуки, бу, мән вә башқа һәмкарлиқтики парламент әзалириниң австралийә һөкүмитидә давамлаштуридиған бир диялоги болуп қалиду. Достлуқ гурупписидики парламент әзалири қатарлиқ хизмәтдашлирим билән биллә биз, достлуқ гурупписида оттуриға қоюлған 3 тәләпниң етирап қилиниши һәмдә толуқ әмәлийлишиши үчүн һәрикәт қилимиз. Биз бу ирқий қирғинчилиқниң узунға созулғанлиқини, уйғурларға қаритилған миллий қирғинчилиқниң австралийә вә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларға кәлтүргән азаблирини тонушимиз  керәк. Биз парламентта уйғурларниң авазини күчәйтиш билән тәң, уйғурларға қарши йүз бериватқан шундақла дуняниң һәр қайси җайлирида йүз бериватқан вәһшийлик вә малиманчилиқларни ахирлаштурушқа һәрикәт қилишимиз лазим.”

Канберрадики парламентта өткүзүлгән мәзкур уйғурларни қоллаш гурупписиниң қурулушиға қатнашқан, австралийәдики тәшкилат вәкиллиридин, викторийә уйғур җәмийитиниң рәиси алим осман әпәнди радийомизниң зияритини қобул қилип, парламентта бу гуруппиниң қурулушида “австралийә уйғур тәңритағ ханим-қизлар уюшмиси” ниң әзалириниң йиллардин буян зор күч чиқарғанлиқини тилға алди. Шундақла бу гуруппиниң австралийә һөкүмитиниң хитайниң уйғур ирқи қирғинчилиқини тохтитиш үчүн һәрикәт қилиши вә хитайға қарши ташқи сиясәт бәлгиләштә тәсир көрситишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Канберрадики австралийә парламент бинасида өткүзүлгән партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи (AAPPGU) ниң  қурулуш мурасими вә сөһбәт паалийити көрүнүши. 2025-Йили 11-феврал, канберра, австралийә
Канберрадики австралийә парламент бинасида өткүзүлгән партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи (AAPPGU) ниң қурулуш мурасими вә сөһбәт паалийити көрүнүши. 2025-Йили 11-феврал, канберра, австралийә

Игилишимизчә, австралийә парламентида қурулған бу “партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи”, парламент әзалириниң австралийә һөкүмитигә, уйғур ирқий қирғинчилиқи билән алақиси болған хитай мәмурлириға җаза йүргүзүш, австралийә-хитай сода келишимлири вә бу келишимләрни иҗра қиливатқан хитай ширкәтлири, мәмурлириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән мунасивәттә болғанлирини җазалаш қарарлирини елишиға түрткә болуш, муһаҗирәттики уйғур мусапирлирини қойниға елишқа һәрикәт қилиш, австралийәдики уйғур җамаитиниң тәләплиригә, иҗабий тәдбирләр арқилиқ җаваб қайтуруш үчүн һәрикәт қилидикән.

Австралийә парламентида бу “партийәләр ара уйғурларни қоллаш гурупписи” ниң қурулушиниң алдида, америка, канада, фирансийә вә японийә, тәйвән вә германийә парламентлирида һәмдә явропа иттипақидиму охшаш мәқсәттә, уйғурларни қоллаш үчүн достлуқ гуруппилири қурулғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.