“муһаҗирәттики уйғур аял паалийәтчиләр” намлиқ китаб нәширдин чиқти
2024.05.08
“муһаҗирәттики уйғур аял паалийәтчиләр” намлиқ он уйғур аял паалийәтчиниң күрәш һаяти тема қилинған йеңи китаб 21-март күни нәширдин чиққан.
Мәзкур китаб канадалиқ җәмийәтшунас сузан палмир(Susan J. Palmer), канадада турушлуқ мустәқил тәтқиқатчи дилмурат маһмут вә уйғур тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси абдулмуқтәдир удун қатарлиқ 3 нәпәр аптор тәрипидин йезилған.
Китаб һәққидә берилгән чүшәндүрүшкә қариғанда, апторлар 2020-йилдин 2021-йилғичә болған арилиқта муһаҗирәттики уйғур аяллирини зиярәт қилған. Китабта күнсери кәскинлишиватқан вәзийәт, зиярәт қилинғучиларниң яшлиқ дәвридә йүз бәргән бурулуш нуқтилири, уларниң өз кимлики, идеологийәси, уйғур мусулман аяллиқ кимликиниң барлиққа келишигә түрткә болған диний, сиясий вә писхологийәлик амиллар асас қилинған.
Китабниң апторлиридин сузан палмир ханим китабиниң рояпқа чиқиши һәққидә тохтилип мундақ деди: “2019-йиллирида америка, канада вә явропадики достлиримдин хитайдики лагерлар вә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясәтлири тоғрисида йезилған нурғун мақалиләрни тапшуруп алдим. Мән шундақ һәйран қалдим, чүнки оқуғанлирим, мән хитайға барғанда көргәнлирим билән тамамән охшимайтти. Мән 2019-йилиниң бешида хитайдики бир мәктәпкә лексийә сөзлигили барған. Әлвәттә, мән уларға бир меһман болғачқа, улар шу чағда мени чирайлиқ йәрләрни саяһәт қилдурған иди. Мени музейларға, тиятирларға елип барған иди, кишиләрниң муамилиси бәк яхши иди. Канадаға қайтип кәлгәндин кейин, достлирим әвәткән мақалиләрни оқуп растинла чөчүп кәттим. Мәктипимиздики уйғур докторант дилмурат мәһмут билән тонушуп қалдим. Униңдин уйғурлар һәққидә нурғун учурларға игә болдум. Уйғурлар һәққидә бир тәтқиқат елип беришни қарар қилдим. Биз биллә муһаҗирәттиики нурғун уйғурларни зиярәт қилдуқ. Зиярәт қилғанларниң ичидә аялларниң һекайиси маңа алаһидә тәсир қилди. Уларниң хитайниң чеграсидики түрлүк қийинчилиқларни йеңип, чәт әлгә, йәни өзигә ят болған ғәрбкә келиши қәйсәрлик тәләп қилиду. Бу йәргә кәлгәндин кейин сиясий паалийәтчи болушни таллиши, техиму зор бәдәл қилидиған бир иш.”
Китаб апторлиридин уйғур тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси абдулмуқтәдир удун әпәнди, китабниң йезилиши вә китабқа һаят һекайиси киргүзүлидиған аял паалийәтчиләрниң таллиниши һәққидә қисқичә мәлумат барди.
Мәзкур китабта һаят һекайиси сөзләнгән уйғур аял сиясий паалийәтчиләр рәт тәртипи бойичә зубәйрә шәмсидин, рошән аббас, рәһимә мәһмут, руқийә турдуш, арзу гүл, разийә мәһмут, дилнур рәйһан, гүлчеһрә хоҗа, зумрәт давут вә меһригүл турсун қатарлиқлардин ибарәт.
Зубәйрә шәмсидин ханим радийомизға сөз қилип, уйғур аял паалийәтчилириниң уйғур давасида ойниған муһим роли вә уларниң сиясий паалийәтләрдики роли һәққидә өзиниң ойлиғанлирини биз билән ортақлашти.
Китаб апторлиридин дилмурат әпәнди оқурмәнләр диққәт қилишқа тегишлик нуқта һәққидә тохтилип, бу китабтики уйғур аял паалийәтчиләрниң һаят һекайисиниң хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушлириниң 2017-йилидин башланмиғанлиқи, бәлки уйғур диярини бесивалған күндин буян мәвҗут икәнликиниң испати икәнликини тәкитлиди.
Абдулмуқтәдир удун әпәнди зияритимиз җәрянида, меһригүл турсунниң америка дөләт мәҗлисидә бәргән гуваһлиқиниң өзигә бәк тәсир қилғанлиқини ейтти.
Мәзкур китабниң муқависиға нөвәттә америкада яшаватқан лагер шаһити меһригүл турсунниң баш сүрити берилгән. Меһригүл турсун радийомизға сөз қилип, гуваһлиқ бәргәндин кейинки һаятида йүз бәргән өзгиришләрни, ата-анисидин айрилиштики азаблирини аңлатти. У йәнә лагерда биллә турған аялларға бәргән вәдиси үчүн болсиму, пүтүн дуняға уйғурларниң чекиватқан азабини аңлитишни тохтатмайдиғанлиқини билдүрди.
Сузан палмир ханим китабиниң өзи яхши көридиған тәрипи һәққидә сөз қилип, мундақ деди: “бу китабта баштин-ахир ечинишлиқ вәқәләрла йезилмиған, китабта йәнә шундақ гүзәл әслимиләр йәр алған. Чүнки зиярәт қилинған аялларниң көпинчиси 2017-йили башланған ирқий қирғинчилиқтин бурун хитайдин айрилған. Әлвәттә, улар хитайниң уйғурларға қиливатқан бастурушини һес қилған, әмма қанчилик еғир икәнликини биләлмигән. Улар вәзийәт бәк яманлап кетиштин бурун хитайдин чиқип кәткән. Чиққандин кейин юртида қалған қериндашлирини қоғдаш керәкликини һес қилип, һаятини сиясий паалийәтчиликкә атиған.”
Зубәйрә шәмисидин ханим, муһаҗирәттә чоң болуватқан уйғур яш қиз-йигитләрни тилға елип, уларниң техиму илғар пикирлик икәнликини тәкитлиди. Шундақла уйғурлар үчүн елип бериливатқан күрәш сепигә яшларниң қетилиши вә һәтта яшларниң миллий дәвани қолға елишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Китаб апторлири вә китабқа һаят һекайиси киргүзүлгән бир қисим аял паалийәтчиләр зияритимизниң ахирида өзлириниң барлиқ уйғур аяллириға болған һөрмәт еһтирамини йоллиди.