Ғәюр қурбан б д т ниң аз санлиқ милләтләр мунбиридә хәлқара җәмийәтни хитайни җинайи җавабкарлиққа тартишқа чақирди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.11.28
gheyur-qurban-bdt-az-sanliqlar-munbiri-1024 Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 17-қетимлиқ аз санлиқ милләтләр мунбиридә дуня уйғур қурултийи фондиниң рәиси, қурултай берлин ишханиси директори ғәюр қурбан сөзләватиду. 2024-Йили 28-ноябир, җәнвә
webtv.un.org

28-Вә 29-ноябир күнлири, шиветсарийәниң җәнвә шәһиригә җайлашқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш иштабида “аз санлиқ милләтләр мәсилилири мунбири” намида йиғин өткүзүлгән болуп, бу мунбәргә дуня уйғур қурултийи фондиниң рәиси, қурултай берлин ишханиси директори ғәюр қурбанму қатнишип сөз қилған.

Бу йиғинда ғәюр қурбан сөз қилишниң алдида, сөзләш нөвити хитай вәкилигә берилгән болуп, у: “хитай һөкүмити һәр қайси милләтләр өз-өзигә хоҗа вә баравәрлик ичидә, тинч биллә яшаш вә ортақ тәрәққияттин бәһримән болушни қоллайду. Аз санлиқ милләтләр өз-өзигә вәкиллик қилиду” дегән.

Арқидинла, йиғин риясәтчисиниң “нөвәттә дуня уйғур қурултийи вәкили сөз қилиду”, дегән еланидин кейин сөзгә чиққан ғәюр қурбан сөз қилип: “уйғурлар аз санлиқ милләт әмәс! уйғурлар хитай һөкүмитиниң системилиқ, рәһимсизләрчә елип барған сиясәтлири сәвәбидин өз вәтинидә аз санлиқ орунға чүшүрүлүп қоюлуватиду!” дегәнни оттуриға қойған.

Ғәюр қурбанниң сөзи аяғлашмайла, хитай вәкиллири алдидики материялларни тарақлитип аваз чиқирип ғәюр қурбанниң авазини кесишкә урунған.

Хитай вәкили йәнә, ғәюр қурбанниң сөзини кесипла “дуня уйғур қурултийи бөлгүнчи тәшкилат, уларниң бу йәрдә сөз қилиш һоқуқи йоқ” дегән.

Әмма йиғин башқурғучи униң сөзини рәт қилип, ғәюр қурбанға тәкрар вақит бериши билән у сөзини давам қилған.

Ғәюр қурбан сөзидә: “уйғур хәлқи мәҗбурий ассимилятсийә қилиш, җаза лагерлири вә мәҗбурий әмгәк арқилиқ миллий, диний вә мәдәний кимликини йоқ қилмақчи болған хитай һөкүмити тәрипидин системилиқ ассимилятсийә қилиш, кәмситиш вә бастуруш сияситигә учриди. Үч милйонға йеқин уйғур вә башқа түркий хәлқләр хитай һөкүмити тәрипидин лагерларға соланди вә түрмиләргә ташланди, бу иккинчи дуня урушидин буянқи әң начар әһвал” дегәнни оттуриға қойған.

Ғәюр қурбан йиғинда қилған сөзиниң ахирида б д т вә дуня җамаәтчиликини хитай һөкүмитини ирқий қирғинчилиқ җинайити үчүн җавабкарлиққа тартишқа чақириқ қилип йәнә мундақ дегән:

“шәрқий түркистанда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлири б д т ниң сабиқ кишилик һоқуқ алий комиссари вә башқа нурғун органларниң доклатида хатириләнгән. Уйғурлар мәҗбурий әмгәк обйекти болуп хитайниң һәр қайси шәһәрлиригә мәҗбурий йөткәлмәктә. Ассимилятсийә вә ирқий қирғинчилиққа дуч кәлмәктә! биз дуня җамаитини, хитай һөкүмитини кишилик һоқуққа қарши туруш вә уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилған җинайәтлири үчүн җавабкарлиққа тартишқа чақиримиз”!

Ғәюр қурбан йиғин ахирлашқандин кейин айрим зияритимизни қобул қилип бу қетимлиқ йиғин һәққидә тохталди.

У өзиниң бу қетимқи йиғинда дуня уйғур қурултийиға вакалитән хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи қилмишни ечип ташлап, хәлқара җәмийәтни бу қирғинчилиқни тосушқа чақирғанлиқи вә йиғинниң наһайити әһмийәтлик болғанлиқини билдүрди.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдики баш иштабида йәнә 27-25-ноябир күнлири “сода вә кишилик һоқуқ мунбири” намида йиғинлар чақирилған болуп, бу йиғинда хитайниң уйғурларға йүргүзгән мәҗбурий әмгәк вә зулум сияситиму оттуриға қоюлған. Уйғур вәкиллиридин америка уйғур бирләшмиси рәиси әлфидар илтәбир вә коммунизм қурбанлири хатирә фонди тәтқиқатчиси адриян зенз қатарлиқларму сөз қилип, ширкәтләрни сода мәнпәәтлирини дәп хитайниң мәҗбурий әмгәк вә ирқий қирғинчилиқиға шерик болмаслиққа чақирғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.