Б д т да милләтләрниң вәкиллик қилиш һәқ-һоқуқлири муһакимә қилинди
2024.12.02
29-Ноябир, б д т да өткүзүлүватқан аз санлиқлар мәсилилири мунбири мәзгилидә, дуня уйғур қурултийи, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати, сипрус университети, иран ғәрбий балучистан кишилик һоқуқ тәшкилати қатарлиқ тәшкилатлар бирлишип, “вәкиллик қилиш һәққидә қайта ойлиниш-күнсери өзгириватқан дуня сияситидә аз санлиқларниң дипломатийә һоқуқи” дегән темида яндаш йиғин чақирған.
Бу йиғинда дипломатийәниң бүгүнки күндә дөләтни мәркәз қилғанлиқи, б д т қурулғанда аз санлиқ милләтләр топи, вәкилсиз милләтләр вә йәрлик хәлқләрниң авазини дуня сәһнисидики муһим тәдбир бәлгиләш җәрянидин чиқирип ташланғанлиқи оттуриға қуюлған. Бу йиғинға дуня уйғур қурултийиға вакалитән дуня уйғур қурултийи фонди рәиси, қурултай берлин ишханиси директори ғәюр қурбан қатнашқан.
Бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилған ғәюр қурбан бу йиғин һәққидики мәлуматларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Бу йиғинда сипрус университети пирофессори костас м. Константино “дипломатийәгә еришиш һоқуқи” уқуми һәққидә, б д т әйни вақитта қурулғанда дөләтләрниңла вәкилликини муәййәнләштүргәнлики үчүн, б д т да вәкиллик қилиш пәқәт дөләтләргә берилгән бир имтияз вә һоқуққа айлинип қелип, йәрлик хәлқләр вә милләтләрниң һоқуқиниң чәткә қеқилғанлиқини оттуриға қойған. Йиғин ахирида радийомизниң зияритигә җаваб бәргән пирофессор костас м. Констатино бу һәқтики қарашлирини мундақ баян қилди; “һазирқи җәнвә модели 1923-йили оттуриға қоюлған, бу модел айни вақитта заманниң еһтияҗи иди, әмма һазир күнсери өзгириватқан дуня вәзийитигә маслишалмиди. Биз бу сәвәбтин пирофессор фиона микконәл билән б д т да чоқум милләтләр вә ишғал астидики районларниңму вәкили болуш керәклики һәққидә йүз йилниң ичидики әң чоң издинишни елип бериватимиз”.
Йиғинда сөз қилған “өз-өзигә вәкиллик қилиш вә өз тәқдирини өзи бәлгиләшниң муһимлиқини тәкитлигән ғәюр қурбан: “бирләшкән дөләтләр тәшкилати пәқәт дөләтләрниң тәшкилати, у милләтләрниң тәшкилати әмәс! дөләтләр мустәмликә астидики хәлқниң вәкили болалмайду!” дегәнни оттуриға қойған. У, бу йиғинниң асаслиқ мәқсити һәққидики мәлуматларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Бу яндаш йиғинға б д т дики лиюксембург вә һәр қайси дөләтләрниң вәкиллири, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң “аз санлиқ милләтләр мунбири” гә қатнашқан дөләтләрниң вәкиллириму қатнашқан.