Б д т нәшрият мәһкимисиниң йиғинида хитайниң уйғур ирқи қирғинчилиқини тохтитиши чақириқ қилинди
2024.10.22
Франкфурт китаб йәрмәнкиси җәрянида бирләшкән дөләтләр тәшкилати нәшрият мәһкимиси тәшкиллигән йиғинида лондон университети африқа вә шәрқшунаслиқ институтиниң тәтқиқатчиси вә шаир әзиз әйса әлкүн уйғурларниң пикир әркинлики вә нәшрият һоқуқиниң дәхли-тәрузға учраватқанлиқини уйғур ирқи қирғинчилиқи билән бирләштүрүп баян қилған. Шундақла, йиғинда дуняни хитайниң уйғурларға қаратқан ирқи қирғинчилиқини тохтитиши чақириқ қилинған.
2024-Йиллиқ франкфурт китаб йәрмәнкисидә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати нәшрият мәһкимиси “һекайә ейтишму кишилик һоқуқ” (Storytelling is a Human Right) дегән нам астида пикир әркинлики вә нәшрият һоқуқини илгири сүридиған бир паалийәт орунлаштурған. Бу паалийәткә италийә, судан, әрменийә, украина вә уйғурлардин болуп бәш нәпәр аптор (язғучи вә шаир) тәклип қилинған. Бу паалийәттә бирләшкән дөләтләр тәшкилати нәшрият мәһкимисиниң мәсули мәри гилән (Mary E. Glenn) Сөз қилип мундақ дегән: “һекайә ейтишму кишилик һоқуқ һесаблиниду. Дунядики демократийәгә қарши күчләр бу хил пикир әркинликини өзлириниң һакимийитигә қарши тәһдит һесаблайду. Һекайиләр адаләтсизликләрни паш қилип, униңға қарши һәрикәткә өтишимизгә вә тәпәккур қилишимизға илһам бериду”.
2024-Йиллиқ франкфурт китаб йәрмәнкисидики бирләшкән дөләтләр тәшкилати нәшрият мәһкимиси орунлаштурған “һекайә ейтишму кишилик һоқуқ” дегән паалийәткә қатнашқан лондон университети африқа вә шәрқшунаслиқ институтиниң тәтқиқатчиси вә шаир әзиз әйса әлкүн радийомиз зияритини қобул қилип мундақ деди: “мән бу хәлқаралиқ паалийәткә алаһидә тәклип билән қатнишип, уйғурларниң пикир әркинлики вә нәшрият һоқуқиниң дәхли-тәрузға учраватқанлиқини уйғур ирқи қирғинчилиқи вә мәдәнийәт қирғинчилиқи билән бирләштүрүп баян қилдим”.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати нәшрият мәһкимиси орунлаштурған паалийәткә қатнашқан гесән университети (Giessen University) уйғур әдәбияти тәтқиқат түриниң ярдәмчи тәтқиқатчиси вә истанбул университетиниң кандидат доктори сәнәт ханим бу паалийәт һәққидә тәсиратини сөзләп мундақ деди: “бу паалийәткә қатнашқучилар бир уйғурниң өз кәчүрмишлири арқилиқ уйғур ирқи қирғинчилиқиға шаһит болди. Уйғурларниң һәқиқий әһвалини тоғра тонутуш үчүн бу наһайити яхши бир сәһнә болди. Қәләмниң вә иҗтимаий таратқуларниң күчигә сәл қариғили болмайду. Бу паалийәт уйғур давасини хәлқараға аңлитишта муһим әһмийәткә игә”.
Әзиз әйса әлкүн әпәнди ахирда, бирләшкән дөләтләр тәшкилати нәшрият мәһкимиси орунлаштурған бу муһим йиғинда дунядин уйғур ирқи қирғинчилиқини тохтитишқа чақирилғанлиқини алаһидә тилған алди.
2024 Йиллиқ франкфурт китаб йәрмәнкисидә йәнә, германийәниң гесән университети (Giessen University) “уйғур мәдәнийити йоқиливатқанда шеирниң күчи” намлиқ бир йиғин тәшкиллигән. Бу йиғинда уйғур елидики пикир әркинлики вә нәшрият һоқуқи дәпсәндичиликкә учришиши, уйғур язғучи вә шаирларниң ечинишлиқ қисмәтлири, шундақла уйғурларға қарши елип бериливатқан мәдәнийәт қирғинчилиқи тонуштурулған. Бу йиғинни тәшкиллигүчи вә йиғинға риясәтчилик қилғучи доктор михайел рәйинхард һес (Michael Reinhard Hess) бизгә бу йиғинниң мәзмуни вә мәқсити һәққидә тәпсилий чүшәнчә бәрди.
Игилишимизчә франкфурт китаб йәрмәнкиси дунядики әң чоң китаб сода йәрмәнкиси һесаблинидикән. Франкфурт китаб йәрмәнкиси 16-өктәбирдин 20-өктәбиргичә германийәниң франкфурт шәһиридә өткүзүлгән. Йәрмәнкигә нәшриятчи, вакаләтчи, китаб сатқучи, кутупхана вәкили, тәтқиқатчи, кино ишлигүчи, тәрҗиман, сәнәткар, аптор, асарә-әтиқә йиғип сақлиғучи вә башқа кәсиптикиләрдин болуп көп санда киши қатнашқан.