Б д т ниң “бейҗиң хитабнамиси” ниң 30-йилини хатирилиши уйғур паалийәтчиләрниң наразилиқини қозғиди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2025.01.07
beyjing-xitabnamisi-30-yili-naraziliq-7 Шиветсийә уйғур бирлики рәиси, д у қ аяллар комитети мудири бәхтинур абдуреһим ханим(уйғур допписи кийип олтурған) дуня аяллар федератсийәси йиғинида. 2024-Йили декабир, ситокһолм.
RFA/Hebibulla Izchi

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши 37 түрлүк қарарни мақуллаш билән 2024-йиллиқ хизмитини ахирлаштурғаниди. Бу елинған қарарлардин бири “бейҗиң хитабнамиси вә һәрикәт суписи” ниң елан қилинғанлиқиниң 30 йиллиқини хатириләшниму өз ичигә алиду. Елинған қарарда билдүрүлүшичә 2025-йили мартта, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ню-йорктики баш иштабида б д т аяллар комитетиниң 69-қетимлиқ йиғини чақирилидиған болуп, йиғинда “бейҗиң хитабнамиси вә һәрикәт суписи” ниң йолға қоюлушини тәкшүрүш вә баһалаш елип берилидикән.

Бундин 30 йил бурун бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 4-нөвәтлик дуня аяллар йиғини бейҗиңда чақирилип, бу хитабнамә елан қилинғаниди. Әмма бу хитабнамә елан қилинип һазирғичә уйғур аяллириниң бу хитабнамидә ейтилғанлардин бәһримән болалмаслиқиға қаримай хитайниң б д т дики лобичилиқи тәсиридә бу хитабнамә елан қилинғанлиқиниң 30-йилини хатирилиши уйғур паалийәтчиләрниң наразилиқини қозғиди.

Шиветсийә уйғур бирлики рәиси, д у қ аяллар комитети мудири бәхтинур абдуреһим ханим дуня аяллар федератсийәси йиғинида сөзлимәктә. 2024-Йили декабир, ситокһолм.
Шиветсийә уйғур бирлики рәиси, д у қ аяллар комитети мудири бәхтинур абдуреһим ханим дуня аяллар федератсийәси йиғинида сөзлимәктә. 2024-Йили декабир, ситокһолм.
RFA/Hebibulla Izchi

Биз бу мунасивәт билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатида давамлиқ һәр түрлүк паалийәтләргә қатнишип уйғур мәсилиси вә уйғур аяллириниң нөвәттики вәзийитини б д т да күнтәртипкә әкеливатқан алдинқи сәптики уйғур аяллирини зиярәт қилип уларниң бу һәқтики пикрини алдуқ.

Булардин дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси рошән аббас б д т ниң бу “бейҗиң хитабнамиси вә һәрикәт суписи” хатириләш һәққидики қарариға қарита өзиниң көз қаришини аңлармәнләр билән ортақлишип өтти.

Буниңдин оттуз йил бурун елан қилинған бу қарарда “инсанийәтниң мәнпәәти үчүн һәммә йәрдә баравәрлик, тәрәққият вә тинчлиқ нишанини илгири сүрүш. Һәммә йәрдики аялларниң авазини аңлап, дуняниң көп хиллиқи, роли вә аялларға һөрмәт билдүрүш” дегәнләр оттуриға қоюлғаниди. Әмма, бу хитабнамә елан қилинип 30 йилдин кейинки бүгүнки күндә уйғур аяллириниң кәлгән әмили әһвалиниң бу хитабнамидә елан қилинғанлардин толиму узақта икәнлики һәққидә өзиниң көз қаришини билдүргән, дуня уйғур қурултийи аяллар комитети мудири, шиветсийәдики бәхтинур абдуреһимму өзиниң бу һәқтики көз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Д у қ рәиси турғунҗан алавудин әпәнди(оңдин иккинчи) вә  иҗраийә комитети рәиси рошән аббас ханим(оңдин биринчи) қатарлиқлар җәнвәдики наразилиқ намайишида. 2024-Йили декабир.
Д у қ рәиси турғунҗан алавудин әпәнди(оңдин иккинчи) вә иҗраийә комитети рәиси рошән аббас ханим(оңдин биринчи) қатарлиқлар җәнвәдики наразилиқ намайишида. 2024-Йили декабир.
RFA/Hebibulla Izchi

Қарарда йәнә, “аялларниң саламәтлики, болупму аялларниң туғуш иқтидарини, һоқуқ-мәнпәәтини қоғдаш” оттуриға қуюлған болуп, голландийәдики җаза лагери шаһити қәлбинур сидиқму бу һәқтә тохтилип: “әслидә у хитабнаминиң роһи бойичә болғанда пүтүн дунядики аялларниң, җүмлидин шәрқий түркистандики аялларниң һәқ-һоқуқи капаләткә еришиши, һәтта хитабнамидә дейилгәндәк өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиғиму еришиши керәкти. Әмма уйғур аяллириниң һоқуқи капаләткә еришиш уяқта турсун, әксичә уйғур уйғур қиз аяллириниң һәқ-һоқуқи, кишилик қәдир қиммити еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинип, ирқий қирғинчилиқ нуқтисиға йетип кәлгәнликини” оттуриға қойди.

Голландийәдә яшаватқан хитай җаза лагери шаһити қәлбинур сидиқ ханим җәнвә кишилик һоқуқ мунбиридә сөзлимәктә. 2023-Йили, җәнвә.
Голландийәдә яшаватқан хитай җаза лагери шаһити қәлбинур сидиқ ханим җәнвә кишилик һоқуқ мунбиридә сөзлимәктә. 2023-Йили, җәнвә.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу хитабнамидә йәнә, “баравәрлик, һоқуқ, пурсәт вә байлиқлардин тәң бәһримән болуш, демократийәниң мустәһкәмлиниши, пуқралар җәмийитиниң барлиқ әзалириниң, болупму аяллар топи, башқа аммиви тәшкилатлар вә иҗтимаий актипларниң аптономийәсини қоғдаш” дегәнләр йезилған болуп, әмма бүгүнки күндә уйғур елигә қарайдиған болсақ, бу хитабнамидә тилға елинғанларниң һечбиридин уйғур аяллири бәһримән болалмиған. Йеңи зеландийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси ризвангүл бу һәқтә тохтилип: “бүгүнки күндә милйонлиған уйғур аяллириниң еғир дәриҗидә ассимилятсийәгә учраватқанлиқини” билдүрди.

Д у қ рәиси турғунҗан алавудин әпәнди(оңдин иккинчи) вә  иҗраийә комитети рәиси рошән аббас ханим(оңдин биринчи) қатарлиқлар җәнвәдики наразилиқ намайишида. 2024-Йили декабир.
Д у қ рәиси турғунҗан алавудин әпәнди(оңдин иккинчи) вә иҗраийә комитети рәиси рошән аббас ханим(оңдин биринчи) қатарлиқлар җәнвәдики наразилиқ намайишида. 2024-Йили декабир.
RFA/Hebibulla Izchi

Әйни вақитта, 1995-йили 15-сентәбир күни бейҗиңда чақирилған б д т 4-қетимлиқ дуня аяллар йиғинида 20 түрлүк қарар мақулланған болуп, бу, бирләшкән дөләтләр тәшкилати 16-қетимлиқ омумий йиғинида тәстиқлинип, “бейҗиң хитабнамиси вә һәрикәт суписи” дәп елан қилинғаниди. Бу йиғинда елинған 20 нәччә түрлүк қарарда асаслиқи кишилик һоқуқ, демократик баравәрликни илгири сүрүш, дуня миқясида кишилик һоқуқ вә аяллар һоқуқиға дәхли-тәруз қилишқа ортақ қарши туруш, дөләтләр кишиләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға тосқунлуқ қилишни тохтитиш қатарлиқ муһим темиларни өз ичигә алиду. Мутәхәссисләр вә сиясий анализчилар нөвәттә б д т ниң хитайниң тәсири астида қалғанлиқидин вә әйни вақитта елинған қарарлар бойичә елан қилинған бу хитабнаминиң уйғур аяллириға кәлгәндә еқи қәғәз, қариси сияһ болуп қалғанлиқидин әпсусланмақта икән вә б д т уйғурларға кәлгәндә өзиниң ролини җари қилдуралмиди дәп қарайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.