Уйғур алими бәкримҗан ғлавдиноф пүтүн қазақистан мемарчилиқ илминиң тунҗи доктори иди
2025.02.11
Оттура асия җумһурийәтлири, шу җүмлидин һазирқи қазақистандин мәдәнийәт, маарип, илим-пән, әдәбият-сәнәт, мәтбуат вә башқиму саһәләрдин көплигән тонулған уйғур әрбаблири йетишип чиққан. Уларниң исми пәқәт өзлири яшаватқан әлләрдила әмәс, бәлки башқиму әлләргиму мәшһур болған. Шуларниң бири қазақистан илим-пәниниң раваҗлинишиға салмақлиқ төһписини қошқан алим бәкримҗан ғлавдинофтур. Йеқинда у 83 йешида алмута шәһиридә вапат болди.
Бәкримҗан ғлавдиноф өткән әсирниң 70-йиллиридин башлап қазақистан вә униң сиртида тонулушқа башлиған уйғур алими. У қазақистандики мемарчилиқ саһәсиниң тонулған мутәхәссислириниң бири болуп, у, бу саһәдә тунҗи қетим пән докторлуқ унвани алған уйғур алимидур.
Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистан җуғрапийә җәмийитиниң әзаси, тонулған язғучи исмайилҗан иминоф әпәнди бәкримҗан ғлавдинофниң илим-пән саһәсидә еришкән утуқлириға мундақ дәп баһа бәрди: “бәкрим акидәк мукәммәл йетишкән мемарчилиқ алими биздә келәчәктә боламду? болуши керәк дегән арминим бар. Мушу соал алдимда туриду. Бәкрим ака қазақистанда яшаватқан алимларниң ичидә, йәни һәммә милләт алимлири арисида мемарчилиқ пәнлириниң биринчи доктори. У, көп йил мемарчилиқ оргининиң башлиқи болди. Униң хизмитини қазақистанда яшаватқан уйғурлар, алимлар һеч қачан унтумайду. Мәнму унтумаймән. У вапат болғандин кейин мән йиғлап, бәкрим ака тоғрилиқ мақалә яздим. ‛қазақистан елиминиң пәхри‚ дегән мақалә рус тилида чиқти. Һәр милләттин миңлиған адәм бу мақалини оқуди.”
Бәкримҗан ғлавдиноф қазақистан уйғур җамаәтчилики ичидиму кәң тонулған әрбаб иди, у көплигән аммиви тәшкилатлар билән йеқин алақидә болуп, өзиниң салмақлиқ пикир-тәклиплири билән көзгә көрүнгәниди.
Язғучи исмайилҗан иминоф бәкримҗан әпәндиниң намини бурундила көп аңлиған болсиму, лекин өзи билән 2015-йилидин тартип тонушуп, қоюқ арилишишқа башлиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “шу йили қазақистандики бир гуруппа зиялийлар тува җумһурийитиниң порбажин қорғиниға бардуқ. Беришниң алдида, шуни аңлидим, бу сепилға биздин бурун йәнә бир гуруппа уйғур алимлири берип, зиярәт қилғаникән. Уларниң ичидә бәкрим акиму болған. Бәкрим ака билән учришип, гәпләштуқ. Униң гәплирини һеч қачан унтумаймән. Тувадин қайтип кәлгәндин кейин рус тилида ‛әҗдадларниң қәдимий қәбилиси тувада‚ намлиқ китаб яздим. Шу китабни йезишниң алдида бәкрим ака билән йәнә бир қетим сөзләштим. Андин кейин алақимиз үзүлмиди. Бир йәрдә көрүшсәк сәмимий хушал болаттуқ, муңдишаттуқ. Икки-үч йил болди, чоң зиялийларниң бир мәшрипи бар. Шу мәшрәпкә мениму тәклип қилди. Мән барғанда өзүмниң китаблири тоғрилиқ ейтип бәрдим. Шу китаблиримни зиялийларға, әң алди билән, әлвәттә, бәкрим акиға совғат қилдим.”
Мәлуматларға қариғанда, бәкримҗан ғлавдиноф 1942-йили һазирқи алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ маливай йезисида дуняға кәлгән. 1959-Йили шу йезидики оттура мәктәпни түгитип, өзбекистан пайтәхти ташкәнттики оттура асия политехника (санаәт) институтиниң мемарчилиқ факултетиға оқушқа киргән. Мәзкур билим дәргаһини 1965-йили әла баһалар билән тамамлап, йолланма билән қазақистан дөләт қурулуш мәһкимисигә әвәтилгән. Бу йәрдә у алмута шәһиридики ‛казгорстройпроект‚, йәни ‛қазақ шәһәрлик қурулуш лайиһәси‚ институтида өз хизмитини башлиған вә туралғу өйләрни селиш лайиһәлиригә қатнашқан. Униң қатнишиши билән пәқәт алмута шәһиридила 70 кә йеқин туралғу өй бинаси селинған. Шуниңдәк у башқиму имарәтләрниң лайиһәлирини тәйярлиған.
Зияритимизни қобул қилған әдлийә пәнлириниң доктори, академик шайимәрдан шәрипоф бәкрим ғлавдинофни өткән әсирниң 90-йиллиридин башлап яхши билидиғанлиқини, шуниңдәк униң уруқ-туғқанлири билән қудилашқанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “униңғичә бәкрим акини алмута қурулуш институтиниң бөлүм башлиқи болуп хизмәт атқуруп кәлгинини, мемарчилиқ кәсип игиси һәм шу саһәниң алими икәнликидин хәвирим бар иди. Очуқ-йоруқ, дилкәш миҗәзлик акимиз иди. 90-Йиллири бәкрим ака мемарчилиқ бойичә тәйярлиған докторлуқ ишини яқлаш һарписида җапа чекип қалди. Чүнки қазақистан диярида бу пән саһәси бойичә пән докторлири техи йетилип чиқмиған пәйт иди. Русийә, өзбекистан вә башқиму дөләтләрдә у өзиниң саһәси бойичә мутәхәссисләрни издәп маңған пәйтлири техичә есимдә. Нәтиҗидә докторлуқ ишини үнүмлүк яқлап, қазақистан уйғурлири ичидила әмәс, омумән қазақистан җумһурийитидә мемарчилиқ пәнлири бойичә тунҗи пән доктори һәм бу саһәниң йетәкчи алими болди. Бу һәммимиз пәхирләнгүдәк яхши мәнидики вәқә болди”.
Шайимәрдан шәрипоф шуниңдәк бәкрим ғлавдинофниң җиназа намизида мәрһумниң кәсипдашлири намидин сөзгә чиққан алимларниң у һәққидә яхши сөзләрни қилғанлиқини, мәрһумни мемарчилиқ пәнлириниң атиси дәп атиғанлиқини баян қилип, йәнә мундақ деди: “бу чоң баһа дәп һесаблаймән. Бәкрим ака йәнә җәмийәт ишлириғиму актип қатнашқан, яш мутәхәссисләрни тәйярлашта нурғунлиған йиллар әҗри сиңгән чоң алим, абруйлуқ устаз һәм рәһбәр. У бир қанчә чоң бина, имарәт, мәсчитләрниң лайиһәлирини тәйярлап бәргән, көпчиликкә һәм чәт әлләрдә абруй-инавити билән тонулған һәқиқий алим һәм зиялий.”
Шайимәрдан шәрипоф бәкримҗан ғлавдинофниң рәпиқиси ағчихан һәдиниң алимниң һаятида чоң рол ойниғанлиқини тәкитлиди. Униң ейтишичә, бәкримҗан ғлавдиноф қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизиниң ишлириға актип арилашқан, болупму илим-пән вә маарип саһәлиридә көзгә көрүнгән шәхс болған.
Шайимәрдан шәрипоф сөзиниң ахирида мундақ деди: “бәкрим ака тоғрилиқ сөз ейтсақ гәп нурғун. Адәттики йезидин чиққан бир бала. Бәкрим акиниң әмгәкчанлиқиниң арқисида еришкән егиз пәллилири, илим-пән чоққилирида йүрүп, қалдурған бибаһа әмгәклири сөзсиз кишини һәйран қалдуриду. Униң монографийәлириниң өзила 200 гә йеқин икән. Мундақ көрсәткүч алимларниң ичидә кәмдин-кәм учрайду. Акимиз йәнә аиләвий алимлар гурупписини яриталиди. Қизлиридин муһәббәт хәлқ игилики университетида хизмәт қилса, кичик қизи меһрибанум ата изини бесип, мемарчилиқ пәнлириниң доктори болди. У һазир дадиси асасини қурған академийәдә бөлүм рәһбири. Нәвриси шахназму шу академийәдә оқутқучи болуп хизмәт атқуруп, илим-пән билән мәшғул болмақта. ‛яхшиниң ети, алимниң хети өлмәйду‚ дегән яхши ибарә бар. Бу, бәкрим акиға хас келиду. Бәкрим акиниң аләмдин өтүши биз үчүн чоң җудалиқ болди. Кәсипдашлириниң бири ‛мемарчилиқ пәни атисиз йетим қалди‚ дәп қайғурди”.
Бәкримҗан ғлавдиноф 1968-йили москва мемарчилиқ институтиниң аспирантурисиға оқушқа кирип бу йәрдә кандидат докторлуқ диссертатсийәсини тәйярлап, уни 1971-йили утуқлуқ яқилиған вә 1972-йили қазақ политехника институтиниң “шәһәр қурулуши” бөлүмидә оқутқучи болуп ишләшкә башлиған, 1974-йили пирофессорлуқ унванға игә болған.
Бәкримҗан ғлавдиноф 1999-йили докторлуқ диссертатсийәсини яқилап, қазақистанда тунҗи мемарчилиқ пәнлириниң доктори аталған. Бәкримҗан ғлавдиноф бир қанчилиған илмий-тәтқиқат кеңәшлириниң әзаси болуп, униң рәһбәрликидә 4 доктор, 7 кандидат доктор тәйярланған. У 60 қа йеқин магистир тәрбийәлигән.
Бәкримҗан ғлавдинофниң илмий паалийити һөкүмәт тәрипидин юқири баһалинип, униң исми әйни вақитларда қазақистан қамусиға киргүзүлгән вә униңға “қазақистанниң төһпикар әрбаби” атиқи берилгән вә бир нәччә медаллар билән тәқдирләнгән. У шуниңдәк қазақистандики шәрқ әллири хәлқара мемарчилиқ академийәсиниң академики унваниға сазавәр болған.