Биңтүәнниң 70 йили: ишғалчидин ирқий қирғинчилиққичә
2024.10.09
Коммунист хитайлар аталмиш “җуңхуа хәлқ җумһурийити” ни қуруштин аввалқи 1933-йили вә 1944-йили уйғурлар икки қетим өзлириниң мустәқил дөлитини қуруп чиққаниди. Һәтта 1949-йили ваң җен рәһбәрликидики коммунист хитайлар уйғур елигә бесип киргәндиму, шәрқий түркистан җумһурийитиниң йешил рәңлик ай юлтузлуқ байриқи уйғур земинида ләпилдәп турған. Әйни чағдики уйғур ели сиясий, иқтисадий, һәрбий күч яки дипломатийә саһәлиридә коммунист хитайлар билән һечқандақ алақидә болмиғаниди. Һалбуки, уйғурлар қәдимдин яшап кәлгән бу тупрақлар коммунист хитай дөлити тәрипидин бирдинла “хитайниң тарихтин буянқи айрилмас бир қисми” ға айландурулди.
1949-Йили хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин кейин, хитай коммунистлири вәдә қилип кәлгән хитай болмиған милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи бирдинла йоқ қилинған. Арқидинла, уйғур елини ишғал қилған коммунист хитай әскәрлири уйғур елидики гоминдаңниң коммунистларға тәслим болған хитай әскәрлири билән бирликтә 1954-йили аталмиш “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” болуп шәкилләнгән. Йәни бу йәрдә “биңтүән” йәни “армийә” сөзиниң алдиға “ишләпчиқириш, қурулуш” аталғусиниң қошулғанлиқидинла, аталмиш биңтүәнниң таҗавузчилиқ характериниң өзгәртилгәнликини чүшинишимиз тәс әмәс. Демәк, аталмиш биңтүән әмәлийәттә коммунист хитайниң уйғур елигә таҗавуз қилип киргән мустәмликичи қошунлири болсиму, лекин бу мустәмликичиликни қануний асасқа игә қилиш үчүн, биңтүәнниң характерини таҗавузчидин, “ярдәмләшкүчи, тәрәққий қилдурғучи” ға өзгәртиш хитай үчүн әйни вақитта зөрүр тепилған.
“шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” қурулғандин кейин, униң тунҗи қетимлиқ “партийә вәкиллири қурултийи йиғини” 1955-йили ечилған. Мәзкур йиғинда биңтүәнниң 5 йиллиқ пилани түзүлүп, кәлгүси бәш йилда шималий уйғур елини асас қилған тупрақларда деһқанчилиқни асас қилған су иншаати қурулуши, дөләт игиликидики деһқанчилиқ мәйдани қурулуши елип беришлар пилан қилинған. Бу дәл биңтүәнниң уйғур елиниң земин вә тәбиий байлиқлирини кәң көләмдә булаң-талаң қилишиниң башлиниши болғаниди. Мәқсәт уйғурларниң байлиқлирини игиләш болғанлиқи үчүн, биңтүәнниң аталмиш “боз йәр өзләштүрүш” һәрикитигә уйғур хәлқи арилаштурулмиған. Бәлки хитайниң шәндуң, хенән, хебей, гәнсу, җяңсу, шаңхәй қатарлиқ җайлиридин уйғур елигә “чегра районларға ярдәм бәргүчи яшлар” намида хитай аққунлирини түркүмләп елип кәлгән. Буниң билән 1960-йилиниң ахирида, биңтүәнниң омумий нопуси 724 миңдин ешип кәткән. Йәни бу сан биңтүән қурулған 1954-йилдики хитай нопусиниң 4.1 Һәссигә көпәйгән. 1960-Йилидин 1964-йили өктәбиргә қәдәр, биңтүән йәнә 126 миң 700 нәпәр хитай аққун нопусини хитай өлкилиридин елип чиқип, биңтүәнгә йәрләштүргән.
1958-Йилидин 1960-йилиғичә давам қилған аталмиш “чоң сәкрәп илгириләш” мәзгилидә, биңтүәнниң су иншаати қурулуши юқири пәллигә чиққан болуп, җәнубтики тарим дәрясидин тартип, шималдики манас дәря еқинлириғичә болған районларда 107 деһқанчилиқ мәйдани қуруп болған. Тарим дәряси уйғур елидики әң узун болған ичкий қуруқлуқ дәряси болуп, омумий узунлуқи 2179 километир келиду. Тарим дәряси йәнә уйғурларниң деһқанчилиқ ишлиридики әң асаслиқ су мәнбәси болуп, тарим ойманлиқида уйғурлар яратқан бостанлиқ мәдәнийити дәл тарим дәрясиниң сүйигә тайинип шәкилләнгән. Хитайниң “дөләтлик универсал тәкшүрүш гурупписи” ниң 1958-йилдики истатистикисидин қариғанда әйни йили тарим ойманлиқида 7 милйон 800 миң мо чоңлуқтики даиридә бипаян тоғрақлар өскән болуп, бу тоғрақлиқларниң су сақлаш сиғими 5 милйон 400 миң куб метир икәнлики хатириләнгән. Әмма 1979-йилиға кәлгән бу тоғрақлиқларниң көлими 4 милйон 200 миң моға, су сақлаш сиғими 2 милйон 180 миң куб метирға азийип, 1958-йилдикигә селиштурғанда %46 төвәнлигән. Демәк бу вақитлардин башлапла, җәнубий уйғур елидә су кәмчиллик мәсилиси оттуриға чиқишқа башлиған. Әйни чағда тарим ойманлиқида бу хил екологийәлик тәңпуңсизлиқни дәл биңтүән кәлтүрүп чиқарған.
Әмәлийәттә биңтүән қурулғандин башлап уйғур елидики чоң дәря еқинлиридин шималдики или дәряси, ертиш дәряси манас дәряси вә җәнубтики тарим дәряси, яркәнд дәряси, ақсу дәряси, хотән дәряси, қәшқәр дәряси вә қайду дәряси қатарлиқ чоң дәря еқинлириниң һәммисини игиливалған. Техиму муһими, биңтүәндин ешинған сулар билән териқчилиқ қилиш һалиға чүшүп қалған уйғурлар үчүн хитай һөкүмити һечқандақ үнүмлүк су сақлаш әслиһәлири қуруп бәрмигән. Нәтиҗидә уйғур деһқанлириниң деһқанчилиқ тәрәққияти су кәмчиллики сәвәблик еғир тосқунлуққа учрапла қалмастин, бәлки тарим дәрясиниң икки қирғиқидики ғайәт зор тоғрақлиқларму кәң көләмдә қуруп кәткән. Буниң билән тарим ойманлиқи әтрапида деһқанчилиққа тайинип тирикчилик қилидиған уйғурлар намратлишишқа башлиған. 1975-Йили биңтүәнниң тарқитиветилишида бу органниң уйғурларға елип кәлгән зиянкәшликлири муһим рол ойниғанлиқини тәхмин қилишимиз тәс әмәс. Қизиқарлиқ йери шуки, аталмиш ислаһат дәвригә кәлгәндә, дең шявпиң вә ваң җенниң тил бириктүрүшидә, биңтүәнниң тарқитивелигәнликиниң бир хаталиқ болғанлиқи муәййәнләштүрүлүп, 1981-йили биңтүән йәнә қайта әслигә кәлтүрүлгән. Биңтүәнниң қайта әслигә келиши билән тәң хитайниң ислаһат сияситидин уйғурлар әмәс бәлки биңтүәнниң нәп алидиғанлиқи қарар қилинған. Биңтүәнниң аввалқи “ярдәмләшкүчи, тәрәққий қилдурғучи” дегәндәк сахта ниқаби бу чағда бирақла йиртип ташлинип, униң коммунист хитай һакимийитиниң уйғурларни йоқитиштики васитиси болғанлиқидәк маһийитини очуқ-ашкара оттуриға чиққан. Шуниңдин кейин уйғурлар үстидики бастурушларға биңтүән аққунлириниң қатнишиши нормаллиққа айланған.
1990-Йилидин башлап шинҗаң уйғур аптоном райониниң сабиқ партком секретари ваң лечүәнниң қоллиши астида “шинҗаңниң иҗтимаий муқимлиқ истратегийәси” намида бир тәтқиқат мәхпий елип берилған. Мәзкүр тәтқиқат һәққидики доклат хитай иҗтимаий пәнләр академиийәси, чегра район тәтқиқат институтиниң тәтқиқатчиси ма даҗең башчилиқида 1995-йили тамамланған. Бу доклатниң темиси “дөләт мәнпәәти һәммидин үстүн_шинҗаңниң муқимлиқ мәсилиси һәққидики көзитиш вә ойлиниш” болуп, доклатта уйғурларниң “бөлгүнчилик һәрикәтлири” тәпсилий баян қилинған. Күлкилик йери шуки, мақалида “сотсиялистик түзүм астидики шинҗаңниң гүлләп яшнаватқанлиқи, һәр милләт хәлқиниң достанә, инақ яшаватқан” лиқи көптүрүп баян қилиниш билән биргә “шинҗаңдики бөлгүнчиликкә қарши күрәшниң әң юқири пәллигә көтүрүлгән” ликиму оттуриға қоюлуп, бу икки хил баянниң өз ара зиддийәтлик болуп қалғанлиқини ма даҗең өзиму байқимиған. Демисиму, милләтләр достанә вә инақ яшаватқан җәмийәттә, бөлгүнчилик қандақму юқири пәллигә чиқалисун? мәзкур доклатта йәнә уйғурларниң 1950-йилидин тартип таки 1995-йилиғичә болған нәччә он йилда биңтүән хитайлириниң байлиқ мәнбәлирини булаң-талаң қилиш вә түрлүк зораванлиқлириға қарши елип барған күрәшлири “миллий бөлгүнчилик, хитай өчмәнлики” сүпитидә тәсвирләнгән. Шундақла хитайда бу доклат уйғурларниң образини хунүкләштүрүштә муһим рол ойниған. Ваң лечүән вәзипә өтигән вақитлардин тартип таки ши җинпиң вәзипигә олтурғучә болған арилиқта, уйғурлар билән биңтүән арисидики күрәшниң характери хитай тәрипидин бурмилинип, коммунист хитайниң “үч хил күчләргә қарши күриши” гә айландурулған. Һәтта ши җинпиңниң 2008-йили ваң җен туғулғанлиқиниң 100 йиллиқини хатириләш йиғинида ваң җенға бәргән баһасидинла, биңтүәнниң хитай һакимийитидә тутқан орниға ениқ баһа берәләймиз. Ши җинпиң әйни чағда ваң җенға “йолдаш ваң җен илғар бир компартийә әзаси, улуғ пиролетарият инқилабчиси, сиясийон… дөләтниң әң илғар рәһбири. У өзиниң 60 нәччә йиллиқ инқилаб һаятида хитай хәлқиниң азадлиқи вә йеңи хитайниң қурулуши үчүн зор төһпә қошқан. У шу төһпилири билән һәр милләт хәлқиниң һөрмити вә сөйгүсигә еришкән” дәп баһа бәргән. Демәк, ваң җенни муәййәнләштүрүш билән биңтүәнниму муәййәнләштүрүшниң маһийәттә һечқандақ пәрқи йоқ болуп, бундақ муәййәнләштүрүш һәтта ши җинпиң хитайниң дөләт рәислик вәзиписигә олтуруштин 4 йил аввал йүз бәргән. Техиму муһими, ваң җен туғулғанлиқиниң йүз йиллиқини хатириләш вә юқириқидәк баһа беришниң өзила, биңтүәнниң уйғурлар үстидики җинайәтлириниң хитай һакимийитиниң йетәкчиликидә елип берилғанлиқини дәлилләп бериду.
Дәрвәқә, ши җинпиң вәзипигә олтурғандин кейин, биңтүәнниң уйғур елидики һоқуқи техиму зорийип, ирқий қирғинчилиқниң очуқ-ашкара йүргүзүлүшигә муһим асас салди. Коммунист хитай уйғур елидә биңтүәнни васитә қилип, уйғурларға мустәмликә сиясәтләрни йүргүзди. Уйғурлардики намратлиқ, маарипта чекиниш, ишсизлиқ, ирқий вә миллий кәмситишләр, үч хил күч намида қарилинишлар, уйғурларниң түрлүк қаршилиқ һәрикәтлириниң асаслиқ сәвәблири болсиму, лекин хитай уйғурларниң бу қаршилиқлири биңтүәндин ибарәт бу қанунсиз һәрбий қаравуллар арқилиқ бастурди. 75 Йил аввал уйғур елигә таҗавуз қилип киргән вә кейин “ишләпчиқириш вә қурулушқа ярдәм бәргүчиләр” гә айлинивалған хитай қораллиқ әскәрлири, мана бүгүн уйғурларни назарәт астиға елиш вә ирқий қирғинчилиқ қилиштики таянч күчкә айланди. Бу 70 йил җәрянида уйғурларниң һәрқандақ шәкилдики қаршилиқ вә наразилиқлирини бастурушқа, мәсилән, типик болған 1997-йилидики ғулҗа яшлириниң, 1990-йилидики барин хәлқиниң, 2009-йилидики үрүмчи уйғур яшлириниң наразилиқ һәрикәтлири бастуруп қирғин қилишқа биңтүнниң қатнишип муһим рол ойнап кәлгәнлики униң қандақтур ишләпчиқарғучи, гүлләндүргүчи, ярдәм бәргүчи әмәс бәлки уйғурларниң демократийә, әркинлик, миллий, диний етиқад һоқуқлирини тәләп қилишини вәһшиянә бастуридиған натсистларчә күч икәнликини көрсәтти.
Пайдиланған мәнбәләр:
https://www.neac.gov.cn/seac/xwzx/201410/1010512.shtml
http://web.archive.org/web/20201011053305/http:/www.carbontree.com.cn/NewsShow.asp?Bid=4294
http://web.archive.org/web/20030903132719/http:/www.huaxia.com/xjbt/xjjsbt_002.htm
http://web.archive.org/web/20190614054200/http://www.gov.cn/ldhd/2008-04/11/content_942704.htm
[Әскәртиш: мәзкур обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]