Мутәхәссисләр: “биңтүән билән йәрликни өзара қошуветиш уйғур аптоном районини йоқитишниң пилани болуш мумкин”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.07.08
maxingrui-alyumin-1024 Уйғур аптоном райониниң секретари ма шиңрүй тәңритағ алюминчилиқи ширкитигә барған көрүнүш. 2024-Йили 2-июл, шихәнзә
ts.cn

Уйғур ели вә хитай вәзийитини көзитиватқан мутәхәссисләр, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй шихәнзә шәһиридә оттуриға қойған биңтүән билән йәрлик (йәни уйғур аптоном райони) ни өзара қошуветиш чақириқини маһийәттә уйғур дияридики аптономийә системисини искәнҗигә елип, уни ахириқи һесабта йоқ қилишниң алдинқи пилани болуш мумкинликини илгири сүрмәктә.

 “шинҗаң гезити” ториниң 3-июл бәргән бу хәвиригә асасланғанда, ма шиңруй шихәнзигә берип авиятсийә, тоқумичилиқ, енергийә саһәлиридики нуқтилиқ карханиларни көздин кәчүрүш җәрянида, биңтүән билән йәрлик (йәни уйғур аптоном райони) ни өзара қошуветиш, биңтүәнниң әвзәллики вә йошурун күчини толуқ җари қилдуруш, биңтүән билән йәрликниң бир гәвдилишишидә биңтүәнниң сиясий вә иқтисадий җәһәттики әвзәлликидин толуқ пайдилиниш чақириқини оттуриға қойған.

 “биңтүән гезити” 2023-йил 3-авғусттики хәвиридиму, биңтүән парткоминиң 8-нөвәтлик 5-йиғинида йиғинда оттуриға қоюлған 6 нуқтилиқ тәләп елан қилинған болуп, униң ичидә “биңтүәнниң йеңи типтики шәһәрлишишини тезлитиш, шәһәр-йезиларниң бирлишишни чоңқурлаштуруш, биңтүән билән йәрликниң қошулушини омумйүзлүк илгири сүрүш, биңтүән билән йәрликни бир шаһмат тахтисиға айландуруш” қатарлиқлар алаһидә тәкитләнгән иди.

Америкадики вәзийәт анализчиси гордон чаң (Gordon G. Chang) Әпәнди, ма шиңруй шихәнзигә берип авиятсийә, тоқумичилиқ, енергийә саһәлиридики нуқтилиқ карханиларни көздин кәчүрүш җәрянида, “биңтүән билән йәрликни бирләштүрүш хизмитини илгири сүрүш” һәққидә қилған сөзлиригә җиддий инкас қайтуруп мундақ деди:

 “шинҗаң икки чоң мәсилигә дуч кәлди. Уларниң бири һазир шинҗаң хитайниң бир қисми болғачқа, хитай дуч келиватқан иқтисадий киризисқа шинҗаңму дуч кәлмәктә. Ши җинпиң експорт қилиш йоли билән бу иқтисадий киризистин қутулушқа урунуватиду. Униң бу пилани әмәлийәткә уйғун әмәс. Бу шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәниниң ишләпчиқириш иқтидарини ашурушқа урунушиниң сәвәби. Шинҗаң дуч кәлгән иккинчи киризис, йәни иккинчи мәсилә шуки, дунядики һәрқайси дөләтләр шинҗаңда ишләпчиқирилған мәһсулатларниң мәҗбурий яки қул әмгики билән ишләнгәнликини чүшинишкә башлиди. Шуңа, улар бу мәһсулатларниң өз базириға киришини чәкләшкә вә тосушқа башлиди. Шуңа улар һазир шинҗаңда һәл қилалмайдиған мәсилиләргә дуч кәлмәктә. Шинҗаңда биңтүән билән йәрликниң қошулуши аллибурун бар иди. Һазир хитай әмәлдарлири пуқрави тәшкилатларниң хитай армийәсигә қошулушини, уларни техиму бир гәвдилишишкә чақириватиду” .

Ма шиңруй йәнә, биңтүән билән йәрликниң бир гәвдилишишини тезлитиш үчүн, партийәниң шинҗаңни башқуруш истратегийәсини толуқ йолға қуюш, биңтүән билән йәрлик партком рәһбәрликиниң һәмкарлиқи вә мәсулийәт түзүмини күчәйтиш, биңтүән билән йәрликтики һәр милләт хәлқиниң иттипақлишип, мәдәнийәттә өзара юғурулуп кетишини әмәлгә ашуруш, биңтүән билән йәрликниң иқтисадий җәһәттики гирәләшмә тәрәққиятини илгири сүрүш қатарлиқларни тәкитлигән. Шуниң бир вақитта, ма шиңруй тоқумичилиқ санаитиниң тәминләш зәнҗирини яхшилаш һәққидә йолйоруқ бәргән. У буни “йеңи бир модел” дәп тәриплигән.

Америкидики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи (RAND Corporation) истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси раймонд ко (Raymond Kuo) ма шиңруй оттуриға қойған бу “йеңи модел” һәққидә сөз қилип мундақ деди:

 “ма шиңруй бу йеңи моделни оттуриға қоюш арқилиқ, хитай мәркизий һөкүмитиниң тәлипигә инкас қайтурди, дейишкә болиду. Хитай коммунист партийәсиниң йеңи пиланида өзиниң хусусий игиликни қоллайдиғанлиқини вә тәрәққий қилдуридиғанлиқини җакарлиди. Әмма улар иқтисадий касатчилиқтин қутулуш үчүн експортни мәсилисини оңшаш керәк. Улар бу кәсипләр үчүн ишлитидиған әмгәк вә мәбләғгә моһтаҗ. Биңтүәнгә охшаш дөләт карханилири буниң үчүн мукәммәл бир қурулуш. Булар арқилиқ әмгәк вә мәбләғ еһтияҗини һәл қилалайсиз. Тәсәввур қилалаймизки, шинҗаңдики тоқумичилиқ санаити болупму һөкүмәтниң иқтисадий иқтидарни ашуруп, хитайниң омумий иқтисадий әһвалиға ярдәм берәләйду” .

Түркийә һаҗәттәпә университетиниң тарих дотсенти вә уйғур тәтқиқат институтиниң мудири доктор әркин әкрәм әпәндиниң қаришичә, ма шиңруй оттуриға қойған биңтүән билән йәрлик (йәни уйғур аптоном райони) ни өзара қошуветиш чақириқи, йәни хитайниң биңтүән системисини күчәйтиши болса маһийәттә хитай һөкүмитиниң уйғурлар билән хитайлар арисидики әң негизлик арилиқни бузуп ташлап, ассимилятсийә тизлитидикән. Ахириқи һесабта буниң уйғур дияридики аптономийәни аҗизлитиш вә йоқ қилишниң тәйярлиқ хизмити болуш еһтималлиқи бар икән.

Биңтүән қурулғандин буян, хитай мәркизий һөкүмити биңтүәнни “шинҗаңниң муқимлиқини сақлаш” ниң һәрбий вә иқтисадий таянч күчи қилип ишлитиватқан болуп, адриян зенз қатарлиқ тәтқиқатчиларниң доклатидин қариғанда, ши җинпиң һоқуқ тутқан 10 йилдин артуқ вақит мабәйнидә биңтүән алаһидә етибарға еришип, бир яқтин уйғурларни кәң көләмлик бастурушқа қатнашса, бир яқтин йүз миңлиған лагер тутқунлирини қул әмгикигә селип, униңдин пайдилинип кәлгәнлики мәлум. Американиң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” 2022-йил 6-айдин башлап иҗра қилинғандин буян, биңтүәнниң пахта мәһсулатлири америка вә бәзи ғәрб дөләтлиридә чәклимигә учрап кәлмәктә иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.