Қазақ лагер шаһити : бизни ким қоғдайду? ким игә чиқиду?
2023.08.16

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияриға қурған лагерларни, у җайда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқини дуняға испатлиқ аңлатқан уйғур вә қазақ лагер шаһитлири биваситә вә васитилик һалда хитайниң тәһдитлиригә, уларниң аилисиму һәр түрлүк зиянкәшликлиригә учрап кәлмәктә.
Өзиниң һәқиқий кимлики билән лагерлар вә ирқи қирғинчилиқ тоғрулуқ гуваһлиқ бериватқан пидакар уйғур вә қазақ лагер шаһитлириниң көпинчиси нөвәттә демократик әркин дөләтләрдә панаһлиқ тилигән болсиму, һелиһәм хитайниң беқинида, йәни хәтәргә техиму йеқин туруватқанлириму бар.
2021-Йили 9-айниң 10-күнидин 13-күнигичә лондонда ечилған уйғур сотиниң иккинчи қетимлиқ испатлиқ аңлаш йиғинида хитайниң җаза лагерлири вә униң у җайдики инсанийәткә қарши җинайәтлири үстидин испатлиқ бәргән ачқучлуқ лагер шаһитлиридин бәхтәли нур аяли вә пәрзәнтлири билән һелиһәм қазақистанда турмақта.
Гәрчә у қазақистан гиражданлиқиға өтүп болған болсиму, хитай вә қазақ даирилириниң давамлиқ паракәндичиликигә учраватқан бәхтәлиниң әһвалини бихәтәр дегили болмайду.
14-Авғуст бәхтәлидин мундақ бир видийолуқ инкас тапшурувалдуқ.
Қазақ лагер шаһити бу видийосида өзиниң вә аилисиниң бихәтәрликидин әндишә қиливатқанлиқини ейтиду. Болупму у лондон уйғур сот коллегийәсидә уйғур вә қазақларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини дуняға аңлатқандин буян өзи вә аилисигә қазақистан бихәтәрлик тармақлиридин үзлүксиз тәһдит келиватқанлиқини баян қилип “бизни ким қоғдайду? я қазақистан қоғдиялмиса, ким қоғдайду? бизгә ким игә чиқиду? биз лагер шаһитлириниң тәһдиткә учраватқанлиқимизни дуня билиши керәк” дәйду.
Бәхтәли бу гуваһлиқида йәнә “шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ сиясити тохтимиди. Хитайниң қазақистандин шәрқий түркистанға әркин берип келиватиду дегәнлири ялған, барғили болса биз барсақ болмамду? бизниңму уруқ туғқанлиримизни көргүмиз бар. Улар көрсәтмәйду . Қазақистан пирезиденти-5 айда хитайға барғанда, хитайға қарши гәп қилғанларни қазақистандин хитайға қайтуруп һәққидә пүтүшкәнликини аңлаватимиз. Лагерларни дуняға аңлатқан бизгә охшаш гуваһчилар тәһдит астида қалдуқ, қанчә қетим сорақ қилиндуқ, қанчә қетимлап таяқ йедуқ . Буни дуня билсикән дәймән” .
Зияритимизни қобул қилған бәхтәли өзиниң йеқинқи күнләрдә телефон арқилиқ тохтимай сақчиханиға чақиртиливатқанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, бундақ тәһдитләр униң лондон сотиға берип келишидин кейин күчәйгән.
2022-Йили 2-айниң 25-күни, кәч саәт 8-9 лар әтрапида у иштин йенип, алмута шәһиридики саяһәт кочисида өйигә пиядә кетиватқинида, туюқсиз арқисидин кәлгән йүзлири ниқаблиқ 3 киши тәрипидин қаттиқ уруп яриландурулған вә һошидин кәткән. Бәхтәли бу қәсттә хитайниң қоли бар дәп қарайдикән.
Биз униңдин немә үчүн шундақ гуман қилғини сориғинимизда, у “улар мени уруп һошумдин кәткәндә, йенимда пул вә янфонлирим бар иди, әгәр булаңчи яки башқиси болса иди, йенимдики нәрсилиримни еливалған болатти. Лекин улар һечнемәмни алмапту. Уларниң мәқсити мени қорқутуш, буниңда чоқум хитайниң қоли бар” дәйду.
Бәхтәлиниң ейтишичә, әйни вақитта, йәни 2021-йили 9-айда лондондики уйғур сотида гуваһлиқ беришкә чақиртилип узун өтмәйла, униңға намәлум кишиләр телефон қилип уни лондонға бармаслиққа агаһландуруп, “хитайға қарши гәп қилишни тохтатмисаң сени хитайға қайтуримиз” дәп тәһдит селишқа башлиған.
Бәхтәли буниңға писәнт қилмай, лондонда гуваһлиқтин өткән. Әмма у лондонға кәлгән вақитта, қазақ сақчилири униң өйигә бесип кирип униң аяли вә балилириға тәһдит салған. Униң аяли гүлнар ханим, бәхтәли кәлгүчә балилирини елип сәһрадики туғқанлириниң өйидә бир мәзгил йошурунушқа мәҗбур болғаникән.
Гүлнар ханим у күни болған вәқәни сөзләп мундақ дәйду: “2021-йили 9-айниң 9-күни әтигән саәт 10 лар иди, икки қизим мәктәпкә кәткән. Мән кичик оғлум билән өйдә, ашханида тамақ етиватқанидим. Туюқсиз ишикниң қоңғуриқиму чалмай өйгә бирлири бастурупла кирди. Алмута областлиқ сақчи идарисиниң башлиқлиридин бири ‛бәхтәли қени? ‚ дәп сориди. Мән ‛билмәймән‚ дедим. Улар ‛нәдин болса чақиртип келишиң керәк. Бизниң қазақистанниң ташқи ишларға мәсул юқири дәриҗилик башлиқлардин шундақ буйруқ кәлди. Хитай бәхтәлиниң үстидин шикайәт қипту, у икки дөләтниң оттурисиға зиддийәт салидиған һәрикәтлирини тохтатсун. Дәрһал қайтип келип бир күн ичидә өзини мәлум қилсун. Болмиса ақивити яхши болмайду‚ дәп тәһдит ишлитип, қорқутуп кетишти” .
Бәхтәли вә аяли өзлири учриған бу тәһдитни 2021-йили 30-декабир азадлиқ радийосиғиму аңлатқаникән.
Бәхтәли нур 2019-йили 12-айда тунҗи қетим радийомизда гуваһлиқ бәргәниди. У өзиниң әсли юрти чапчалдин, қазақистанға көчмән болуп барғандин кейин, 2015-йилидин башлап чегра содиси қилип аилисини қамдап кәлгәнликини, һалбуки 2017-йили, 10-айниң 29-күни қазақистандин қорғас чеграси арқилиқ юртиға қайтқинида болса сәвәбсиз тутқун қилинғанлиқини, ахири 2018-йили 11-айниң 16-күни кесәл сәвәбидин йерим җан һалда қоюп берилгәнликини баян қилғаниди.
Бәхтәлиниң қазақистандики балилири вә аялиниң қазақистан даирилиригә тохтимай әрз қилиши нәтиҗисидә, хитай 2019-йили, 8-айда бәхтәлиниң қазақистанға чиқишиға йол қойған. Бәхтәли нур лагерда ятқан җәрянида җигәр яллуғи вә өпкә яллуғиға гириптар болған һәмдә бөрәк вә башқа ички әзалиридин җәмий 9 хил охшимиған кесәллик пәйда болғаникән. У қазақистанда аилиси билән җәм болуп узун өтмәйла, радийомизға вә башқа хәлқаралиқ мәтбуатларға, хитай һөкүмитиниң уйғур вә қазақ хәлқи үстидин йүргүзүватқан инсанийәткә қарши җинайәтлирини аңлитишқа башлиғаниди.
Чапчалда деһқан аилисидә дуняға кәлгән қазақ лагер шаһити бәхтәли, кичикидин уйғурлар билән биргә өсүп йетилгән вә һәтта лагердиму уйғурлар билән қамалғанлиқини билдүргәниди, у йәнә чапчалдики асаслиқ лагерларниң орунлири вә уйғур пулдар байларниң һәммисиниң йоқилаң сәвәбләр билән бу лагерларға қамалғанлиқини ашкарилиғаниди . Шундақла у йәнә чапчал наһийәсиниң өзидила икки йил җәрянида җәмий 5 лагер қурулғанлиқини, бу лагерларға җәмий 30 миңчә адәм қамалған болуши мумкинликидәк муһим учурларни тәминлигәниди.
Бәхтәли нур шу вақиттин башлап хитай вә қазақ даирилириниң һәр хил тәһдитлиригә дуч кәлгән болсиму, дуня мәтбуатлириға гуваһлиқ беришни тохтатмиди. Биз униңдин бихәтәрлики тәһдит астида туруватқиниға қаримай йәнә гуваһлиқ беришигә немә түрткә болуватқанлиқини сориғинимизда, у “чүнки ирқий қирғинчилиқ техи тохтиғини йоқ, мениң бешимға немә келишидин қәтий нәзәр мән гуваһлиқ беришни тохтатмаймән, чүнки мениң дәватқанлирим һәқиқәт. Мән бәдәл төләштин қорқмаймән, әмма буниң үчүн аиләм, балилиримму бәдәл төләватиду. Әң ямини йеңи туғулған нәврәмму тирик йетим болуп қалди. Ашу нәврәм үчүн болсиму буни аңлатмисам болмайду. Биз аилә бойичә тәһдиткә учраватимиз” деди.
Бәхтәлиниң ейтишичә, хитай вә қазақистан даирилириниң тохтимай паракәндичилик қилиши сәвәблик униң аилисиниң хатирҗәмлики бузулупла қалмай, күйоғли вә қудилириму тәһдитләргә дуч кәлгән. Мушу сәвәблик чоң қизи аҗришишқа мәҗбур болған. 9 Айлиқ нәврисини һазир бәхтәли вә аяли беқиватқан болуп, уларниң күнлири “қазақистан бизни хитайға қайтуруветәрму? бу нарәсидә нәврәмгә бирәр хәтәр йетәрму? ” дегән әндишә ичидә өтмәктә икән.