Һөҗҗәтлик филим “бузулған вәдә” америка аммиви телевизийәлиридә көрситилиш алдида

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2023.10.11
buzulghan-wede-The-Broken-Promise.jpg Америкада ишләнгән “бузулған вәдә” филимида лагер шаһити меһригүл турсунниң гуваһлиқ бериватқан көрүнүши.
Gravitas Docufilms

Америкада ишлинип, бултур йоруқ көргән һөҗҗәтлик филим “бузулған вәдә” , йәһудий чоң қирғинчилиқидин кейинки “әмди қайтиланмайду” дегән әһдиниң бузулғанлиқи, уйғур қирғинчилиқини өз ичигә алған дуняниң һәрқайси җайлирида йүз бәргән вә йүз бериватқан қирғинчилиқлар арқилиқ йорутулған филим.

Мәзкур бир саәтлик филимда, дуняниң охшимиған җайлирида, охшимиған вақитта йүз берип кәлгән ирқи қирғинчилиққа даир пакит вә доклатлар, уни садир қиливатқан күчләр вә сиясәтләр тәһлил қилинип, шу қирғинчилиқлардин аман қалғучиларниң чин вә тәврәнмәс һекайилири шундақла, қирғинчилиқни тохтитиш йолида тиришчанлиқ көрситиватқан сиясийон вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири зиярәт қилинған.

Мәзкур филим, 2022-йили 7-айниң 28-күни вашингтондики тунҗи қоюлуш мурасимидин кейин, мәзкур филим охшимиған җайларда көрситилгән вә филим фестиваллириға қатнаштурулуп, яхши инкас вә баһаларға еришип келиватқанлиқи мәлум иди.

“бузулған вәдә” дә уйғур ирқи қирғинчилиқи нуқтилиқ йорутулған болуп, қилимниң мәхсус тор бети вә униң таратқулардики тәшвиқат материяллиридиму уйғур лагер шаһити меһригүл турсунниң сүрити ишлитилгән.

Лагер шаһити меһригүл турсун, йеқинқи күнләрдә радийомизға өзиниң “бузулған вәдә” филим гурупписи тәрипидин, мәзкур филимниң америка аммиви телевизийә қаналлирида көрситилидиғанлиқидин хәвәрләндүрүлгәнликини билдүрди. У, бу хәвәрни биз билән ортақлишип: “мениң үмидим, бу филимни ялғуз америка телевизийә қаналлиридила әмәс, дуняниң башқа җайлиридиму кәңри тарқилип, уйғурлар үстидин ирқи қирғинчилиқ вә зулумниң һазирму тохтимай давамлишиватқанлиқини техиму җиқ кишиләрниң билиши вә буни тохтитишқа һәрикәт қилишидур” деди.

“бузулған вәдә” филиминиң филим директори гайле донскй (Gayle Donsky) билән меһригүл турсунниң хатирә сүрити, 2022-йили 28-июл, вашингтон
“бузулған вәдә” филиминиң филим директори гайле донскй (Gayle Donsky) билән меһригүл турсунниң хатирә сүрити, 2022-йили 28-июл, вашингтон
Facebook/@Mehri Mohamed

Меһригүл турсун радийомизға тәминлигән филим гурупписиниң униңға әвәткән елхетидә мундақ дейилгән: “биз сизгә ‛бузулған вәдә‚ филиминиң юқири сүпәтлик, юқири баһалиқ пирограмма түзүшниң башламчиси болған америка аммиви телевизийә истансиси билән келишим арқилиқ аммиви телевизийәдә көрситидиғанлиқини хушаллиқ билән билдүрмәкчимиз, сан фирансискодики әң алқишқа игә KQED ниң йәни, америка қолтуқ райони базиридики PST дә тунҗи қоюлуш мурасимидин кейин, ‛бузулған вәдә‚ америкадики аммиви телевизийә қанили (PBS) базири қармиқидики барлиқ бекәтләрдә үч йил тарқитилиду. Дәсләпки қәдәмдә бу филимни 2023-йили 8-декабир җүмә күни кәч саәт 8 дә көрситишни башлайду” дейилгән.

Шундақла хәттә йәнә “биз бу филимни келәр йилиниң бешида чоң қирғинчилиқни хатириләш күни вә ирқий қирғинчилиқтин мудапиәлиниш вә алдини елиш ейиға мас һалда аммиви телевизийә қанили (PBS) қармиқидики система билән пүтүн мәмликәт бойичә көрситилиши үчүн тәшвиқ қилишни башлаймиз” дәп әскәртилгән. Елхәттики учурларға қариғанда бу филим йәнә PBS. org Детали арқилиқ ашкара тарқитилғандин башқа амазондики PBS Prime Video арқилиқ тарқитилидикән.

KQED Болса дөләтлик аммиви радийо (NPR) , аммиви телевизийә қанили (PBS) қатарлиқ америкадики телевизийә, радийо, рәқәмлик таратқу вә маарип мулазимити қатарлиқ көп хил таратқулар билән ортақлашқан вә һәмкарлашқан пүтүн мәмликәттики әң көп көрүлидиған аммиви телевизийә истансилириниң бири һесаблиниду.

“бузулған вәдә” һөҗҗәтлик филиминиң аммиға очуқ торидики учурлардин мәлум болушичә, униңда чоң қирғинчилиқтин кейинму дуняда йәнә, камбоджадин ривандағичә боснийәдин дарфорғичә болған ирқий қирғинчилиқ, дөләт террорлуқлири йүз бәргәнлики һәмдә, һазирқи 21-әсирниң өзидиму хитайда уйғурлар, бирмида роһингаларниң инсанийәткә қарши җинайәтләр, ирқий қирғинчилиқларниң қурбани болуватқанлиқи, ирандики йәзидиләр, украиналиқлар русийә һөкүмитиниң қолида азаблиниватқанлиқи қатарлиқларға айрим-айрим орун берилгән.

“бузулған вәдә” филиминиң филим директори гайле донскй (Gayle Donsky) билән америка хәлқара дини әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәлниң хатирә сүрити, 2022-йили 28-июл, вашингтон
“бузулған вәдә” филиминиң филим директори гайле донскй (Gayle Donsky) билән америка хәлқара дини әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәлниң хатирә сүрити, 2022-йили 28-июл, вашингтон
Facebook/@Mehri Mohamed

Ирқи қирғинчилиқлардин аман қалғучиларниң азаб-оқубәтлири вә тәсирлик һекайилирини өз ичигә алған бу филим гәрчә ечинишлиқ вәқәликләр арқилиқ давам қилсиму кишини илһамландуридиған үмидлик һекайиләр талланғаникән.

Мәзкур филимға мустәқил һөҗҗәтлик филим ишләш ширкити (Gravitas Docufilms) ниң режиссори курд нортон (Kurt Norton) режиссорлуқ қилған, филим директори гайле донскй (Gayle Donsky) болуп, сенарийәсини алекис каллерос (Alex Calleros) , гайле донски вә курд нортонлар (Kurt Norton) бирлишип язған.

Һөҗҗәтлик филим “бузулған вәдә” ниң тәшвиқат филимиға қариғанда, филимниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға даир бөликидә, хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин башлап уйғурлар үстидин елип бериватқан зулумлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә америка қатарлиқ дөләтләр тәрипидин ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп әйиблиниватқанлиқи тәкитләнгән. Шундақла йәнә бир милйондин артуқ уйғурниң қуллуқ әмгики лагерлирида туруватқанлиқи һәмдә дуняда нурғун ширкәтләрниң бу қуллуқ әмгики ишлитилгән мәһсулатларға бағланғанлиқи пакитлиқ көрситилгән.

Хитайниң уйғурларға ирқи қирғинчилиқ елип бериватқанлиқи һәққидә америка дөләт мәҗлисидә, өлүм лагеридин аман қалғучи сүпитидә тунҗи қетим гуваһлиқ бәргән вә зор тәсир қозғиған лагер шаһити меһригүл турсун, америкадики уйғур адвокат, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәл әпәнди һәмдә, америка дөләт мәҗлиси әзаси җим мәкгаврен (Jim McGovern) америка америка чоң қирғинчилиқ хатирә музейи симон скҗод ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш мәркизиниң мудири наоми киколер (Naomi Kikoler) қатарлиқлар зиярәт қилинип йорутулған.

Филим директори гайли донскй телефон зияритимизни қобул қилип филим йоруқ киргәндин буянқи тәрәққиятларни ортақлишип мундақ деди:

“бу һөҗҗәтлик техи филим кәң даиридә көрситилмигәниди. Пәқәт вашингтон алаһидә райони, сан-фирансеско даириси һәмдә калифорнийә университети вә бир қисим ирқий қирғинчилиқ тәтқиқати һәм маарипи саһәсидә көрситилгәндин кейин, буниң тәтқиқатчилар үчүн муһим пайдилиниш материяли болидиғанлиқи қарши елинмақта. Филим йәнә калифорнийә штати маарип тармақлири тәрипидин, чоң қирғинчилиқ һәмдә башқа ирқи қирғинчилиқлар тоғрулуқ толуқ вә толуқсиз оттура мәктәп оқуғучилири вә аммиға елип берилидиған тәлим-тәрбийә пирограммисиға киргүзүшкә тегишлик муһим материял қилиш тәшәббус қилинди. Бу филим, дуняда әсирләрдин буян ирқи қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрниң тохтимай йүз берип келиватқанлиқи һәққидә нурғун кишиләрниң көзини ачиду” .

Гайли донскй ханим филимда уйғур қирғинчилиқини нуқтилиқ йорутушниң әһмийити һәққидә тохтилип сәмимий һалда мундақ деди:

“уйғурларға немә болуватқанлиқи йорутулди, буни йәнила нурғун кишиләр билмәйду. Бизниң мәқситимиз хитайда уйғурларға немә болуватқанлиқини билдүрүштур. Биз филимда меһригүл вә нури түркәлниң һекайиси һәмдә бир нәпәр дөләт мәҗлис әзасиниң ейтқанлири арқилиқ уйғур ирқий қирғинчилиқини интайин обйектип вә чинлиқ билән әкс әттүрүп берәлигәндимиз дәп қараймән. Бу җәрянда бизму интайин күп нәрсиләрни өгәндуқ. Пәқәт қурбимизниң йәткинини қилдуқ дәп ойлаймән”

“бузулған вәдә” тәшвиқат тор бетидики әң йеңи учурларға қариғанда, мәзкур филим һазирғичә америка, канада, австралийә вә японийә һәмдә явропада җәмий 10 дин артуқ филим фестивалиға қатнашқан.

Мәзкур тор бәттин йәнә “бузулған вәдә” ниң дуняниң һәрқайси җайлиридики кино фестиваллири тәрипидин етирап қилинғанлиқи мәлум. Филим режиссори курд нортон 2023-йилида мәзкур филим сәвәблик IMPACT DOCS мукапатиға еришкән. Алдинқи һәптә торонтода өткүзүлгән кино фестивалида әң яхши иқтидарлиқ һөҗҗәтлик филим- “пәрқләндүрүш мукапати” ға еришкән. Мәзкур филим йәнә бу йил бостон мустәқил кино мукапати, чикаго инди кино мукапати вә LA қуяш кино фестивалида мукапатқа еришкәникән.

“бузулған вәдә” филимниң мувәппәқийәтлик ишлинишидики ачқучлуқ киши, даңлиқ һөҗҗәтлик филим режиссори курд нортон (Kurt Norton) мәзкур һөҗҗәтлик филимниң әһмийити һәққидә мундақ деди:

“бу филимни көрүш оңай әмәс, чүнки биз униңда ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләр давамида зулумға учриған, еғир паҗиәләрни баштин кәчүргән кишиләрниң ечинишлиқ һекайиләрни көргүчиләргә сундуқ. Лекин филим һазирғичә нурғун фестиваллар тәрипидин талланди вә мукапатларға еришти, биз униң аммиви телевизийә қанилида көрситилиш пурситигә игә болғанлиқидин бәкму мәмнун. Буниң билән бу һекайиләрдин техиму көп кишиләр хәвәрдар болиду. Биз буниң билән, бу һекайиләр, уйғур қирғинчилиқиға аит мәзкур һекайиләрниң америка йәрлик аммисидила әмәс, бәлки пүтүн дуняда техиму көп кишиләрниң юқири инкасини қозғишини үмид қилимиз” .

Курд нортон йәнә уйғур ирқи қирғинчилиқини филимда нуқтилиқ йорутушниң муһимлиқини тәкитләп мундақ деди:

“бир саәтлик һөҗҗәтлик филимда, ирқи қирғинчилиқтин ибарәт чоңқур темини йорутуш асан иш әмәс. Униң үстигә тарихтин буян нурғун ирқий қирғинчилиқлар йүз бәргән вә биз буниң һеч бирини нәзәрдин сақит қилишни халимидуқ. Шуңа бизниң бу филимда һекайиләрни таллап аңлитишимизға тоғра кәлди. Бу паҗиәләрни сөзләшни халайдиғанлар аз болғачқа мувапиқ инсанларни вә һекайиләрни тепишму интайин риқабәтлик болди. Бундақ еғир паҗиәләрни бешидин өткүзгән кишиләр арисида өзиниң қисмәтлирини сөзләшни халайдиғанларму аз болғачқа, уларни тапалиғанлиқимиздин өзимизни тәләйлик һесаблаймиз. Меһригүл турсун вә нури түркәлдәк кишиләрниң һекайилири толиму муһим. Улар һекайилиримизниң әң мәркизи нуқтисида туриду. Чүнки уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин учраватқан зулумлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидинму ирқи қирғинчилиқ дәп йәкүнләнгән болсиму, әмма бу америка таратқулирида йетәрлик аңлитилмиди. Шуңа бу бошлуқни толдуруш үчүн мәзкур филим уйғур ирқий қирғинчилиқини нуқтилиқ йорутушқа мәркәзләшти. Бу һекайини шәрәп билән йеқишлиқ қилип тәқдим етәлигәнликимиздин хошалмиз” .

Биз режиссор курд нортон әпәндиниң мәзкур филим телевизийәдә көрситилгәндин кейин, тамашибинлардин немиләрни күтүватқанлиқини соридуқ. У мундақ деди:

“мениң алди билән күтидиғиним әлвәттә буни көргәндин кейин тамашибинларниң алди билән бу адаләтсизликләрдин ойғиниши, бу әң муһим нуқта. Иккинчидин болса, уларни өзлириниң дөләт мәҗлисидики вәкиллиригә хәт йезип, уйғурларниң вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүш вә уйғурларға қарита елип бериливатқан ирқи қирғинчилиқни тохтитиш үчүн американиң тәдбир бәлгилишини тәләп қилишқа риғбәтләндүрүш. Пүтүн америка җамаитиниң филимни көргәндин кейин, уйғур қирғинчилиқини тохтитиш чақириқимизға аваз қошушини үмид қилимән” .

Ө яш әвладлардин йәнә немиләрни күтидиғанлиқини мундақ давам қилди:

“шундақла мән йәнә истудентлар вә оттура мәктәп оқуғучилириниңму бу филимни көрүш пурситигә игә болушини арзу қилимән, бу, уларниң дуня һәққидики билимини ашурушиға пайдилиқ болупла қалмай, яш әвладларниң қандақ йәр шари пуқраси болушиға ярдәм бериду. Йәр шари пуқраси болмақ, зор бир мәҗбурийәт. Бир-биримизгә болған инсаний мәсулийитимизни ада қилмақ демәктур. Инсанлар дуняниң йәнә бир тәрипидә зулумға учриған болса униң бизгиму тәсир қилидиғанлиқини, улар учриған адаләтсизликкә қарши дадиллиқ билән оттуриға чиқип, уларниң қандақ муамилиләргә учраватқанлиқини растчиллиқ билән аңлитиш мәҗбурийитимиз барлиқини һечқачан унутмаслиқимиз лазим” .

“бузулған вәдә” филими тәшвиқатлирида ипадилинишичә, “бузулған вәдә” филими ирқий қирғинчилиқ пакитлири һөҗҗәтләштүрүлгән муһим бир филимдур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.