CECC Доклати: “уйғур мәҗбурий әмгики нөвәттики хизмитимизниң муһим нуқтилиридин бири”

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.12.27
Chris-Smith-02-1024 Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики “хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң рәиси кристофер симит сөзләватиду. 2024-Йили 16-апрел, вашингтон
RFA/Shehrizad

Хитай һөкүмити йиллардин буян әвҗигә чиқириватқан уйғур елидики бастуруш алдинқи йиллардикигә охшашла америка дөләт мәҗлиси “хитай ишлири иҗраийә комитети” (CECC) ниң 2024-Йиллиқ доклатиДа алаһидә орун алди. 315 Бәтлик зор һәҗимлик бу доклатта хитайдики пуқрави әркинлик мәсилиси, қанун билән идарә қилиш, хитай болмиған хәлқләр дуч келиватқан кәмситиш вә дәпсәндичиликләр қатарлиқ чоң темилар қатарида уйғур елигә мәхсус бир баб аҗритилған.

 “диний етиқад әркинлики изчил йоқилиш басқучида”

Доклатниң бешида мәзкур комитетниң қошма рәислиридин авам палата әзаси кристофер симис (Chris Smith) вә кеңәш палата әзаси җеф меркелий (Jeffrey A. Merkley) Бу һәқтә чүшәнчә берип, “2024-йиллиқ доклат хитай хәлқ җумһурийити (х х җ) вә хитай компартийәсиниң кишилик һоқуқ саһәсидә изчил давам қиливатқан дәпсәндичилик қилмишлириға, җүмлидин мәҗбурий әмгәк бәдилигә меңиватқан тәминләш зәнҗиригә мәркәзләшти. Һазир америка хәлқи вә ғәрб истемалчилири хитай һөкүмитиниң бу хилдики җинайәтлиригә шерик болуп қеливатиду. Шуңа булар нөвәттики хизмәтлиримизниң муһим нуқтилиридин болуп қалмақта” дейилгән.

Кеңәш палата әзаси җеф меркилий (Jeff Merkley) вә авам палата әзаси кристофер симис (Christopher H. Smith) CECC Өткүзгән “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң йолға қоюлуши вә униң йәр шари тәминләш зәнҗиригә көрситидиған тәсири” дегән темидики гуваһлиқ аңлаш йиғинида. 2023-Йили 18-апрел, вашингтон.
Кеңәш палата әзаси җеф меркилий (Jeff Merkley) вә авам палата әзаси кристофер симис (Christopher H. Smith) CECC Өткүзгән “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң йолға қоюлуши вә униң йәр шари тәминләш зәнҗиригә көрситидиған тәсири” дегән темидики гуваһлиқ аңлаш йиғинида. 2023-Йили 18-апрел, вашингтон.
RFA/Shehrizad

Доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмити дәпсәндә қиливатқан әң зор һәқләрдин бири диний етиқад әркинлики болуп, бу һал уларниң нәччә он йиллиқ дин вә милләтләр сиясити билән параллел чиқидикән. Буниңда “динни хитайчилаштуруш” шоари астида диний етиқадтики пиринсипаллиқ мәзмунлар хитай компартийәсиниң йетәкчи идийәсигә маслаштурулған. Җүмлидин ислам дининиң түп әқидилири хитай һөкүмитиниң хаһишлириға мас һалда қайтидин қураштуруп чиқилған, шуниңдәк ислам дуняси билән бағлинишлиқ болған диний етиқад мәзмунлириниң орниға хитай мәдәнийитигә хас мәзмунлар дәсситилгән. Буниң билән хитай болмиған милләтләрниң мәдәнийәт вә диний кимликини ипадиләш имканийәтлири бирақла кесип ташланған. Хитай рәиси ши җинпиң оттуриға қойған “җуңхуа миллити ортақ кимлики” чүшәнчиси әнә шу йосунда хитай мәдәнийитини омумлаштуруш шәклидә һәммила саһәгә сиңип киришкә башлиған. Бу һал хитай дөләт миллий ишлар комитетиниң мудири пән йө баш муһәррирликидә 2024-йили февралда түзүп чиқилған “милләтләр хизмити” оқушлуқида әң рошән әкс әткән. Мәзкур қолланма хитай тәвәсидики барлиқ алий мәктәпләрниң дәрслик мәзмуниға киргүзүлгән болуп, униңда “милләтләр оттурисидики мәдәнийәт пәрқини түгитиш үчүн ортақ болған җуңхуа миллити чүшәнчисини турғузуш” мәркизий тема қилинған. Бу арқилиқ хитай һөкүмитиниң ассимилятсийә нишани ашкара һалда “милләтләрниң тәрәққияти” дәп сүпәтләнгән.

“нопус контроллуқи вә бастуруш давам қилмақта”

Хитай һөкүмити йиллардин буян давам қилип кәлгән “нопусни контрол қилиш сиясити” уйғур елидики йеңи қабаһәтләргә йол ачқан болуп, бу һалму 2024-йиллиқ доклатта мәхсус баян қилинди. Хитай һөкүмити 1980-йиллардин башлап иҗра қилишқа киришкән “бир пәрзәнтлик болуш” тәк “пиланлиқ туғут сиясити” 2015-йилиға кәлгәндә әмәлдин қалдурулуп, икки пәрзәнтлик болушқа йол қоюлған. 2021-Йилиға кәлгәндә бу үч пәрзәнтлик болушқа йүксәлдүрүлгән. Әмма 2016-йилидин башлап уйғур қиз-чоканлириға туғутниң алдини алидиған “тақисиман үзүк” ниң мәҗбурий йосунда омумйүзлүк селинишқа башлиғанлиқи, буниңға қошулуп бир қатар туғалмас қиливетиш чарилириниң иҗра қилиниватқанлиқи, буниң ахирқи мәқсити болса уйғур нопусини көпийәлмәс қиливетиш арқилиқ уларни йоқитиш болуватқанлиқи мәлум болған. Нәтиҗидә уйғур нопусиниң көпийиши 50 пирсәнттин көпрәк төвәнләп кәткән. Йәнә бир яқтин уйғур елидә һөкүмәтниң арқа тирәк болушида мәҗбурий йосунда иҗра болуватқан “уйғур қизлирини хитай көчмәнлиригә ятлиқ болушқа мәҗбурлаш” қилмишлириму буниңда муһим рол ойниған. Бу хил қилмишлар дәл бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң қирғинчилиқ һәққидики тәбирлиригә толуқи билән мас келидиғанлиқи үчүн америка ташқи ишлар министирлиқи буни “қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп муқимлаштурған.

Доклатта көрситилишичә, уйғур елидики бастуруш 2024-йилиму охшаш көләмдә давам қилған. Җүмлидин шу йили пүтүн хитай миқясидики түрмигә қамалған мәһбуслар нисбитидә уйғур елидикиләр 34 пирсәнтни тәшкил қилған. Әмма уйғур елиниң нопуси пүткүл хитай нопусиниң бир пирсәнтигиму йәтмәйду. Бу нисбәт бойичә бойичә болғанда уйғурларниң қамаққа елиниши хитайларға селиштурғанда 47 һәссә юқири. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн 2023-йили өктәбирдә б д т ға әза 51 дөләт қошма баянат елан қилип, б д т уйғур елидики вәзийәт һәққидә 2022-йили авғустта елан қилған доклат вә башқа санлиқ мәлуматлар асасида хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа түркий тиллиқ хәлқләргә қаритилған бастурушқа хатимә беришини тәләп қилған. Әмма хитай һөкүмити давамлиқ өзлириниң “муқимлиқни сақлаш”, “ашқунлуқ вә террорлуққа қарши туруш” намидики бастурушлирини иҗра қилип кәлгән. Доклатта әркин асия радийоси дәлиллигән бир қатар хәвәрләр асасида техичә қамақтин чиқалмиған уйғур сәрхиллиридин пирофессор раһилә давут, әркин тәвәккүл, абдусәмәт рози, гүлшән аббас қатарлиқ бир түркүм кишиләрниң исимлики тилға елиниду. Шуниңдәк мухтәр нәсридин, мәмәттурсун имин, һашим қурбан қатарлиқ кишиләрниң түрмидә җан үзгәнликиму алаһидә әскәртилгән.

 “мәҗбурий әмгәкниң көлими техиму кеңийиши мумкин”

Мәҗбурий әмгәк мәсилиси бу йилқи доклатниң мәркизий темилиридин бири һесаблиниду. Доклатта баян қилинишичә, 2024-йилида уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш қилмиши изчил давам қилған. Буниңда уйғур яшлири “әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш” шоари астида уйғур елидики һәрқайси җайларға вә хитай өлкилиригә йөткәлгән. Бу мәсилидики нопузлуқ алимлардин доктор адриян зенз бу һәқтә гуваһлиқ берип “бу хилдики мәҗбурий әмгәкниң 2025-йили техиму кәң көләмдә давам қилишини тәхмин қилишқа болиду” дәп хуласә чиқарған. Доклатта көрситилишичә, уйғур елидики мәҗбурий әмгәк һадисиси әң гәвдилик болған саһәләр алтун қезиш, алюмин канлири вә аптомобилларниң алюмин запчаслири, күнтахта ишләпчиқиришқа керәклик болған “көкташ” пишшиқлап ишләш, кевәзликтә пахта йиғиш, вә шохла (пәмидур) мәһсулатлири қатарлиқлар болған.

 Уйғурларниң мәҗбурий әмгики аллиқачан уйғур елидин һалқип, хитай өлкилиригә кеңийип болған болуп, буниң әң типик ипадилири уйғур ишчиларниң хитай белиқчилиқ саһәсидики әмгәклиридә әкс әткән. Хитайларниң нәзәридә бирдәк “җапалиқ вә паскина” дәп қарилидиған деңиз мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш саһәсигә уйғур ишчилар нәччә миң километир йирақлиқтики юртлиридин мәҗбурий йосунда йөткәп келингән. “қанунсиз окян қурулуши”, “ню-йорклуқлар”, “муһит адалити фонд җәмийити” қатарлиқларниң доклатлири уйғур ишчиларниң бу саһәдики “заманиви қуллуқ әмгики” ни хели тәпсилий баян қилип бәргән. Һалбуки, хитай һөкүмити изчил түрдә бу хилдики мәҗбурий әмгәк һадисисини “намратлиқни түгитиш чарилири” дәп пәрдазлап кәлгән.

Доклатта баян қилинишичә, нөвәттә хитайниң ташқи содисидики кийим-кечәк, күнтахта, аптомобил запчаслири, кан мәһсулатлири қатарлиқ көплигән түрләр дәл мушу хил уйғур мәҗбурий әмгики билән бағлинишлиқ болғанлиқи үчүн ғәрб дунясидики, җүмлидин америка тәвәсидики милйонлиған истемалчилар өзлириму сәзмигән һалда хитайниң қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәк җинайәтлиригә васитилик һалда шерик болуп қелишқа йүзләнгән. Йәнә келип америка вә явропа базири хитайни мәнбә қилған тәминләш зәнҗири билән чәмбәрчас бағлинип кәткәнлики үчүн нурғун чәтәл ширкәтлири “бир көзини қисивалған” һалда бу содини давам қиливәрмәктә. Техиму муһими, америка тәвәсидики көплигән юқири пән-техника ширкәтлири уйғур елидики қирғинчилиқ вә бастурушқа биваситә хизмәт қиливатқан пән-техникиларни хитайға експорт қилишқа техи үзүл-кесил чәк қойғини йоқ.

“әмәлий һәрикәткә өтидиған пәйт кәлди!”

“хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң рәислиридин кристофер симис дәл мушу доклатниң ахирқи нусхиси тәйярлиниватқанда, йәни 4-декабир күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән “уйғур сәнәт көргәзмиси” дә дәл мушу мәсилиләр һәққидә сөз қилған иди. Шу вақитта у бу аччиқ реаллиқни кәскин тәнқидләп мундақ дегән иди:

“хитай һөкүмити һазир уйғурларға хас мәдәнийәт кимликини өчүрүшкә урунуватиду. Бу әмәлийәттә қирғинчилиқниң йәнә бир хил ипадилиниш шәкли. Хитай һөкүмити буниңдин башқа уйғурларни туғмаслиқ вә һамилә чүшүрүшкә мәҗбурлап, уйғур нопусини ғайәт зор дәриҗидә контрол қилишқа урунуп келиватиду. Әйни вақитта натсистлар германийәси поләкләр вә башқа милләтләргә мушу усулни қолланғанлиқи үчүн нюренбург сотида бу қилмиш ‛қирғинчилиқ‚ дәп җакарланған. Һазир болса хитай компартийәси бу ишни әйнән тәкрарлаватиду. Б д т ниң қирғинчилиқ һәққидики тәбиригә қарайдиған болсақ ши җинпиңниң униңдики бәш чоң түргә хилаплиқ қиливатқанлиқини байқаймиз. Һалбуки сталин яки адолф һитлерға охшаш мушундақ бир диктатор APEC йиғиниға қатнишиш үчүн кәлгәндә көплигән зәрдарлиримиз униңға баш уруп, сода келишими түзүш үчүн қуйруқ шиппаңшитип кетишти. Шулардин бирәрси ши җинпиңға уйғурларниң қирғин қилиниватқанлиқини ейттиму? яқ! бу диктатор изчил експорт васитисидә бейип кәткән иди. Әмди униң експорт йолини кесип ташлайдиған вақтимиз кәлди. Шу вақитта иқтисадтин лиңшип қалған ши җинпиң андин һошини йиғиши мумкин. Қисқиси, қуруқ гәпниң җиқ пайдиси йоқ, әмәлий һәрикәт қилишимиз керәк. ”

“хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң доклати елан қилинип узун өтмәй хоңкоң университетиниң пирофессори ричард каллен (Richard Cullen) 26-декабир күни хитай һөкүмитигә вакалитән “күндилик хитай” гезитиниң инглизчә нусхисида Обзор мақалиси Елан қилди. Заказ арқилиқ йезилғанлиқи тәхмин қилиниватқан обзор мақалисидә у зормузор “бу доклат пүтүнләй америка һөкүмитиниң хитайни қисмаққа елишиға хизмәт қилиш үчүн түзүлгән. Униңда дәлил-испатлар йетәрлик әмәс” дегәнни тәрғиб қилған һәмдә уйғур қирғинчилиқиға даир тағдәк испатларни инкар қилишқа урунған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.